Пичан наһийисидики бир түркүм уйғур қизлири хитай өлкисигә хизмәткә орунлаштурулди
2007.02.13
Шинҗаң хәвәр ториниң йеқинда бәргән учурида, турпан вилайити пичан наһийисидин 167 нәпәр уйғур яшниң хитайниң җеҗяң өлкисиниң хәййән наһийисидики бир кейим - кечәк завутиға ишләшкә әвәтилгәнлики хәвәр қилинди. Буниңдин илгири хитай ахбарат вастилири йәнә, пәйзиват қатарлиқ наһийиләрдин мәхсус уйғур қизлириниң ичкиридики хитай өлкилиридә ишқа орунлаштурулғанлиқини, өткән йили пәйзиваттин бир қетимдила 400 қизниң арқидин йәнә 200 қизниң ичкиригә елип кетилгәнликини мәлум қилған иди һәмдә инкаслардин, шу қетим хитай өлкисигә елип кетилгән қизларниң сани һөкүмәт елан қилған сандин хелила көп икәнлики шуниңдәк бу вәқәниң мәҗбурлаш характеригә игә болғанлиқи ашкариланған иди.
Хәвәрдә пичан наһийисидин җеҗяң өлкисигә елип кетилгән бу 167 нәпәр яшниң җинси тәркиби ейтилмиған болғачқа биз, пичан наһийисигә телефун урдуқ.
Хитайға йөткәлгәнләрниң 95 % қизлар
Пичан наһийилик пойиз истансисиниң башлиқи вугуйтуң, җеҗяңниң хәййән наһийисидики кийим - кечәк завутиға орунлаштурулған ишчилар һәққидики хәвәрдин өзиниң толуқ хәвири бар икәнликини билдүрүп, бизгә бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди.
У сөзидә "бизниң пичан наһийимиздин дәсләп 68 адәм, кейинки қетимда 178 адәм ичкиригә әвәтилди. Асаслиқи йезилардики аяллар йәни 100 дә 95 % и аяллар, уларниң һәммиси толуқсиз оттура вә толуқ оттурини пүттүргәнләр, яш чәклимиси бойичә чоқум толуқсиз оттурини пүттүрүш асаси шәрт болуп, улар алий мәктәпләргә оқушқа кирәлмигәнләр, бизниң турпан вилайитидә қурғақчилиқ еғир, су кәмчил болғанлиқи үчүн, териқчилиқ йери аз, деһқанларниң һәр йили алидиған һосули вә киримимиз аз, шуңа деһқанларниң киримини көпәйтиш үчүн, наһийилик һөкүмәт йәни бизниң наһийә башлиқи мәхсус ичкири өлкигә хизмәт тәкшүрүшкә берип, қайтип кәлгәндин кейин кәң көләмдә тәшвиқат елип берип, деһқанларниң қизлирини ичкиридики завутларға берип ишләшкә чақириқ қилди. Дәсләп илтимас қилғучилар сани 100дин артип кәтти, әмма рәсмий йолға салидиған вақитта бир қисим ата - анилар балилириға қиймай қалди, чүнки уйғурларниң өрп - адәтлиридә хурапатлиқ болғачқа, қизларни ялғуз сиртқа йолға селиш хата дәп қарилидикән. Әмма биринчи түркүмдикиләр кәткәндин кейин, һазир бу җәһәттики актипчанлиқ хели күчәйди. Ишқа чүшкәнләрниң һәммиси уйғур, уларниң йол кираси үчүн наһийә 100 йүән пул тарқатти шуниңдәк уларни завутқа апирип орунлаштуридиған хадимларни тәйинлиди" деди.
Пойиз истансисиниң башлиқи бизниң уларниң мааши қанчә ? дегән суалимизға 2 миң йүәндин 3 миң йүәнгичә дәп җаваб бәрди. У сөзидә йәнә, уйғур қизлирини хитай өлкисидики завутта ишләшкә орунлаштуруш хизмитигә пичан наһийисиниң наһийә башлиқи пәрһат тохтиниң баш болуп мәсул болуватқанлиқини билдүрди.
Хитайчә билмәйдиған уйғур қизлирини хитайға йөткәш кишиләрдә соал туғдурди
Биз пичан наһийисиниң наһийә башлиқи пәрһат тохтидин, оқуш йешидики қизларға завутларда ишләшни тәшәббус қилиштики мәқсити, болупму бир қисим ата - анилар қаршилиқ көрситиватқан бир вәзийәттә, немә үчүн уларниң йәнә мәҗбурлиниватқанлиқини соридуқ.
Гәрчә пичан наһийиси пойиз истансисиниң башлиқи ву гуйтоң, бизгә уйғур қизлири алидиған маашниң 2 миң йүәндин 3 миң йүәнгичә икәнликини ейтқан болсиму, әмма зияритимизни қобул қилған турпан районидики бир аял, телевизорда бу һәқтә бәргән хәвәрдә уларниң 1000 йүән алидиғанлиқини ейтқанлиқини билдүрди.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири уйғур елидә яшап, "хитай тили билмәйду дегән баһанә билән ишқа орунлишалмиған уйғур қизлириниң, пүтүнләй хитай тили ишлитилидиған хитай өлкисигә елип берилип, ишқа орунлишишиниң мәнтиқисиз икәнликини, хитай өлкисигә елип кетилгән уйғур қизлириниң түрлүк көңүлсиз ақивәтләргә вә хорлашларға учрайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Дуня уйғур қурултийи аяллар комитетиниң рәиси айгүл йүсүп ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.
Биз пичан наһийиси пойиз истансисиниң башлиқи ву гуйтуңдин, һөкүмәтниң турпан вилайитигә қарашлиқ һәрқайси наһийә вә йезилардин, хитай өлкисигә әвәтилдиған уйғур қизлириниң санини 5000 гә йәткүзидиғанлиқидин хәвәрдар болдуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәргәрдан уйғур балилириға көңүл бөлүшни күчәйтмисә болмайду
- Хитай уйғурлардин "үчкә етибар бериш" ни қобул қилишни тәләп қилмақта
- Хитай өлкилиригә елип кетилгән уйғур қизлириниң тәқдири уйғурларда әндишә пәйда қилмақта
- Хитай һөкүмитиниң яш уйғур қизлирини ишқа орунлаштуруш баһасида хитай өлкилиригә йөткәштики һәқиқий мәқсити немә?
- Хитай тәтқиқатчисиниң уйғур елидә иккинчи оттура шәрқ бәрпа қилиш иш пилани
- Пәйзиватлиқ уйғур қизлар ичкири өлкиләрдә ишләшкә мәҗбури елип кетилди
- Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда техиму көплигән хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә
- Уйғур дияридики намрат ишсиз яшлар шенҗенға апирилидикән
- Қош тиллиқ маарипму яки бир тиллиқ маарипму?
- Хитайда 2005 – йилиму йәнә миңлиған адәм өлүм җазасиға һөкүм қилинди