Пичан наһийисидики уйғур қизлар хитай өлкисидә қандақ ақивәтләргә дуч келиду ?
2007.02.14
Хитай даирилириниң йеқинда турпан вилайити пичан наһийисидин 246 нәпәр уйғур қизни, хитайниң җеҗяң өлкисиниң хәййән наһийисидики бир завутқа ишқа орунлаштурғанлиқи һәққидики хәвәр елан қилинғандин кейин, чәтәлләрдики уйғурлар арисида һәр хил қиясларни мәйданға кәлтүрмәктә. Уларниң билдүрүшичә, гәрчә бу мәсилә бир тәрәптин, ишсиз қалған турмуши намрат уйғур деһқанлириниң қизлирини юқири мааш билән тәминләп, уларниң турмушиға капаләтлик қилғандәк көрүнсиму, әмма буниң әсли маһийити хитай тил сәвийиси йоқ дийәрлик һәмдә әмдила 14 - 15 яшқа киргән кичик қизларниң хитай өлкилиридә ялғуз яшашқа мәҗбурлинидиғанлиқи, бу қизларниң ақивитиниң интайин хәвплик икәнликини көрситидикән.
Бу мәсилиләрни чөридигән һалда, мухбиримиз әқидә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохти, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә дуня уйғур қурултийи мәдәнийәт ишлири комитетиниң башлиқи доктор қаһар барат әпәндиләр билән бирликтә сөһбәттә болди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Пичан наһийисидики бир түркүм уйғур қизлири хитай өлкисигә хизмәткә орунлаштурулди
- Сәргәрдан уйғур балилириға көңүл бөлүшни күчәйтмисә болмайду
- Уйғурлар һәргиз өзини "хитай" дәп етирап қилмайду
- Хитай уйғурлардин "үчкә етибар бериш" ни қобул қилишни тәләп қилмақта
- Хитай өлкилиригә елип кетилгән уйғур қизлириниң тәқдири уйғурларда әндишә пәйда қилмақта