" Бир аилидин бирни" елип меңиш сиясити буйичә уйғур яшлири хитай өлкилиригә беришқа мәҗбурланмақта
2007.03.21
Бүгүн тәңритағ тор бетидә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, хитайниң уйғур елидики әмгәк күчлирини хитайға йөткәш пилани буйичә,-2007 йили уйғур елидин хитай өлкилиригә йөткәлмәкчи болған тәхминән бир милйон икки йүз миң әмгәк күчлириниң йеримини йәни 600 миңини йезилардики деһқан әмгәк күчлири тәшкил қилидикән.
Шундақла һазир хитай һөкүмитиниң мәзкур пиланини ишқа ашуруш үчүн кейинки бәш йил ичидә уйғур йезилирида" һәр бир аилидин бир адәмни хитай өлкилиригә йөткәш" сиясити буйичә иш тутуватқан болуп , һәр қайси йәрлик йәни йезилиқ һөкүмәтләр өз йезилиридики деһқанларниң пәрзәнтлирини хитай өлкилиригә ишчилиққа әвәтиши һәққидә тәшвиқат ишлирини күчәйткән .
Оқутқучиларға "аз дегәндә бир қизни тепиш" вәзипә қилинди
Гәрчә хитай һөкүмити уйғур елидики ешинчи әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш пиланини хәлқниң ихтиярлиқи билән елип бериватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма уйғур йезилиридики деһқанлардин игилигинимиздәк бәзи уйғур яшлири хитай өлкилиридики завут - карханиларға мәҗбурий елип кетилгән . Бу һәқтә қәшқәр пәйзиват наһийисиниң мәлум йезисидин телефон зияритимизни қобул қилған бир яш өз йезисида йүз бериватқан әһвалларни сөзләп бәрди.
Рабийә қадир: "бу йөләш әмәс , хитай һөкүмити уйғур пәрзәнтлирини әрзан қул қилмақта ...."
Уйғур елидин хитай өлкилиригә елип кетилгән йеза әмгәк күчлириниң көп сандикисини уйғур қизлири игиләйду,хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини ялланма ишчилиққа таллиғанда , "чирайлиқ болуш, той қилмиған" болуш дегәндәк шәртләрни қоюши , һәтта уларни мәҗбурлап елип меңиши чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәмдә уйғур паалийәтчилириниң наразилиқи шундақла қаршилиқини қозғимақта. Бу һәқтә уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, мәзкур мәсилиниң өзиниң һәммидин көңүл бөлүватқан бир мәсилә икәнликини оттуриға қойди.
Илгири зияритимизни қобул қилған уйғур деһқанлар пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин мәйли қандақла мәқсәттә болмисун, хитай өлкилиригә мәҗбурий елип кетишини тохтитишқа ,хәлқара җәмийәтниң шундақла мунасивәтлик тармақларниң ярдәм беришини соримақта. Шундақла рабийә ханим зияритимиз ахирида, пәқәт чәтәлләрдики уйғурларла әмәс, пүтүн уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитиниң уйғур яшлирини түркүмләп хитай өлкилиригә йөткишидәк мәсилигә көңүл бөлүп, уни тосуп қелишини тәвсийә қилди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмитиниң уйғур деһқан әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткишидики мәхпий вә ашкара тәрәпләр
- Уйғур деһқанлири хитай өлкилиригә ишчилиққа елип кетилгән балилириниң һалидин әндишә қилмақта
- Хитайда яш өсмүрләрни җинайәт өткүзүшкә мәҗбурлаш қилмишлири йәнила еғир һалда мәвҗут
- Пичан наһийисидики уйғур қизлар хитай өлкисидә қандақ ақивәтләргә дуч келиду ?
- Пичан наһийисидики бир түркүм уйғур қизлири хитай өлкисигә хизмәткә орунлаштурулди
- Сәргәрдан уйғур балилириға көңүл бөлүшни күчәйтмисә болмайду
- Хитай өлкилиригә елип кетилгән уйғур қизлириниң тәқдири уйғурларда әндишә пәйда қилмақта
- Хитай һөкүмитиниң яш уйғур қизлирини ишқа орунлаштуруш баһасида хитай өлкилиригә йөткәштики һәқиқий мәқсити немә?
- Пәйзиватлиқ уйғур қизлар ичкири өлкиләрдә ишләшкә мәҗбури елип кетилди
- Уйғур дияридики намрат ишсиз яшлар шенҗенға апирилидикән
- Ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән йеғин һәққидә рабийә қадир билән сөһбәт
- Уйғур яшлириниң ичкиригә мәҗбурий елип кетилишигә аит һәқсиз линийә сөһбити
- Хитай һөкүмити пәқәт пәйзиват наһийисидила 400 нәпәр уйғур қизни хитай өлкилиригә йөткәп кәтти
- Хитай өлкилиригә алдап кетилгән уйғур балилириниң тәқдир- қисмәтлиридә йәнила өзгириш йоқ
- Гуаңҗуда сақчилар тәрипидин өлтүрүлгән уйғурниң салаһийити ениқланди