"Үчтә айрилалмаслиқ" милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси уйғур елидә йәнә қайтиланмақта
2004.09.24
Уйғур елидики бәзи уйғурларниң радиомизға йәткүзгән инкаслиридин мәлумки, нөвәттә хитай һөкүмити уйғур елиниң шәһәр йезилири, завуд ,кан , кархана, мәктәп қатарлиқ һәр қайси орунларда , һәр милләт хәлқигә " үчтә айрилалмаслиқ" тәшвеқатини күчәйткән болуп , бу мунасивәт билән уйғур елидә сияси үгиниш долқуни йәнә башланған .
Хитай коммунист партийә һөкүмити илгири уйғур елидә , " хитайлар аз санлиқ милләтләрдин айрилалмайду, аз санлиқ милләтләр хитайлардин айрилалмайду" дигән нәзирйини тәрғип қилған , кейин униң мәзмуниға " аз санлиқ милләтләр өз- ара айрилалмаслиқ" нәзирийисини қошуп "үчтә айрилалмаслиқ" нәзирийисини , милләтләр иттипақлиқ тәрбийисиниң муһим мәзмуни сүпитидә тәшвеқ қилип кәлмәктә .
Уйғур елигә қаратқан телифон зиярәтлиримиздин ашкарлинишичә, хитайниң " үчтә айрилалмаслиқ" нәзирийиси нөвәттә уйғур елидә мәктәп йешидики балилардин тартип яшанғанларғичә һәммә яда билидиған бир нәзирийә болсиму әмма , хитай миллити билән уйғур елидики йәрлик милләтләр арисидики әмилий мунасивәт бу нәзирийә билән зиддийәтлик болмақта икән .
Бу һәқтә қәшқәрниң мәлум йезисидин бир уйғур деһқан билән сөһбәтләштуқ:
"Үчтә айрилалмаслиқ"нәзирийисигә уйғур елидики хитайлар қандақ қарайду, буниңға қәшқәр шәһридики хитай һөкүмәт оргининиң бир хадими өзиниң қарашлирини ейтти.
У " һазирқи мәзгилдә дәл шуни үгиниватимиз ,һазир үчтә айрилалмаслиқ болди. Аз санлиқ милләт райони болғандин кейин , бир- биридин айрилалмайду , үгәнмисәк болмайду, мнилләтләр иттипақлиқини яхшилимисақ тәрәққи қилалмаймиз " диди.
Биз униңдин әгәр бу хил идийини үгәнмигәндә милләтләр иттипақ өтәлмәмду ? дәп соридуқ .
У "милләтләр иттипақ ,лекин буниң билән техиму яхши иттипақ болиду-дә, биз аз санлиқ милләтләрниң турмуш адәтлиригә һөрмәт қилимиз , тойларда, байрамларда бир -биримизни йоқлаймиз . Бәзи уйғурларда қалақ идийиләр бар , уларға идийә җәһәттә тәрбийә қилмисақ болмайду , бөлгүнчилик қилидиғанлар аз сандикиләр, көп сандикиләр иттипақ өтимиз ."Диди.
У бизниң " уйғур қатарлиқ милләтләр билән хитайлар арисида зиддийәт һасил болуштики сәвәп нимә ?" дигән соалимизға :
" Бурун биз һәммимизкулидин көчүп кәлгән болғандин кейин йәрликләрниң пикри җиқ иди . Мәсилән мениң ата анамму шинҗаң чигра районларни ечиш үчүн кәлгән . Һазир барғанчә яхши боп кәтти . Һәр йили қишта милләтләр иттипақлиқидин имтиһан беримиз ."Диди.
Бу хитай хадимдин йәнә " ундақта аз санлиқ милләтләр өзлириниң арисидиму зиддийәт барму ?" дәп соридуқ .
У " яқ улар бәк иттипақ , яхши өтишиду ." Дәп җавап бәрди.
Ахирида у бизниң " сизниңчә милләтләрниң өз ара иттипақ өтүшидә қайси амилни һәммидин муһим дәп қарайсиз ?"дигән соалимизға җавабән ,
" Мениңчә өз ара тил үгиниш , уларниң турмуш адәтлиригә һөрмәт қилиш һәммидин муһим" диди.
Хитай һөкимитиниң уйғур елидә "үчтә айрилалмаслиқ" нәзирийисини һәр бир сиясий үгиниши долқунида қайта - қайта тәшвеқ қилиши , көп сандики уйғурларда бизарлиқ пәйда қилған болуп , бу һәқтә биз чәтәлгә йеқинда көчүп чиққан бир уйғур оқутқучи билән сөһбәттә болдуқ :