Хитай һөкүмитиниң "шинҗаң" да ишлитилгән сиясәтлири тибәттә қоллинилмақта
2005.12.01
Йеқиндин буян хитай һөкүмити тибәттә хәлқниң далай лама билән болған мунасивитини йирақлаштуруш үчүн, раһибларни бастурушни күчәйткән. Тибәттики әң чоң лама ибадәтханиси болған җебуң ибадәтханисида раһиблар хитай һөкүмитиниң бастурушиға қаршилиқ билдүрүп ачлиқ елан қилған.
Мулаһизичиләр хитай һөкүмити һазир тибәттә қоллиниватқан бастурушни тибәтни шинҗаңчилаштуриватқанлиқи, дәп тәһлил қилған. Һималая дөлити бутан парламентиму хитайни ‘ғәрбни ечиш’ дегән нам билән кеңәймичилик елип бериватиду дәп әйиблигән.
Далай ламаға қарши туруш баянатиға қол қоймиғанлқ қолға елинған
Әркин асия радиосиниң хәвәр қилишичә, йеқиндин буян хитай һөкүмити тибәттә хәлқниң далай лама билән болған мунасивитини йирақлаштуруш үчүн раһибларни бастурушни күчәйтмәктә. Хитай һөкүмити бу һәрикәт җәрянда, тибәттики әң чоң лама ибадәтханиси болған җебуң ибадәтханисиниң баш раһиби қатарлиқ адәттә далай ламаға көңлини йеқин тутқан вә әгәшкән раһиблардин бир нәччини қолға алған.
"Тебәт кишилик һоқуқ вә демократийә мәркизи" ниң баян қилишичә, хитай һөкүмити "вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси" дәп аталған бастуруш һәрикитидә қолға алған 28 яшлиқ кембо исимлик бир раһиб тутуп бағлаш җәрянида өлгән. Йәнә бири түрмидә өлгән. Буниңға наразилиқ билдүргән вә хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик органлири түзгән далай ламаға қарши туруш баянатиға имза қоюшни рәт қилған бир қисим җебуң ибадәтханисида ачлиқ елан қилған раһиблардин 5 кишини йәнә қолға алған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, далай лама 1959 - йили қозғилаң көтүрүп мәғлуп болғандин кейин, униң чәтәлләрдики паалийәтлири һәққидики ун вә син материяллири тибәттә хәлқниң алқишиға игә болуп кәлмәктә. Хитай һөкүмити тебәт хәлқниң далай ламани унтулмиғанлиқини һөкүмәткә қарши турғанлиқ дәп һесаблап бастуруп кәлмәктә.
"Шинҗаң" да ишлитилгән сиясәтләр тибәткә қоллинилмақта
Тибәтликләр тәрипидин нәшр қилинидиған "кәлгүсигә нәзәр" дегән җурналда баян қилинишичә, һазир бейҗиңда туриватқан язғучи ваң лишоң әпәнди базар игиликиниң йолға қоюлуши җәһәттә шинҗаң билән тибәтниң пәрқини селиштуруп " шинҗаңда базар игилики йолға қоюлғандин кейинла, нопусниң 40% ни тәшкил қилидиған хитайлар һөкүмитиниң бу районда бөлгүнчиликкә, террорчилиққа қарши туруш дәп аталған һәрикәт елип беришиға маслишип, миллий сиясәт дегәнләрни чөрүветип, шинҗаңдики пүтүн һоқуқларни, байлиқ мәнбәлирини чаңгилиға киргүзивелип, тил, йезиқ, тиҗарәт қатарлиқларниң һәммисидә үстүнлүкни игиливалған. Тибәттә болса әмди базар игилики йолға қоюлушқа башлиған һаман, хитайлар тибәттә наһайити тиз көпийишкә башлап, алди билән кочиларда үч чақлиқ һарва, ашхана қатарлиқ ушшақ тиҗарәтләрниң һәммисини игиливалған. Бундақ реаллиққа нарази болған йәрлик тибәтликләр далай ламапәрәсләр дәп қарилип зәрбә берилишкә башлиған. Бу тәдбирләр худди шинҗаңда уйғурларниң наразилиқини қозғап, уларниң барғансери қәтийлишишикә сәвәбчи болғандәк, тибәттиму алди билән зиялийларни ойғутуп қоймақта" дәп тәһлил қилған.
"Бошун тор бети" дә баян қилинишичә, буйил 8 - айда хунәндин тәқсим қилинип тибәтниң иккинчи чоң шәһири болған рикези шәһиригә кәлгән бир хитай қизиниң йеқинда ашкарилап қоюшичә, йеқинда тибәтниң рикези шәһиридә шәһванийлиқ наһайити тиз ямрап кәткән. Һазир мушу шәһәрдә мәхсус шәһванийлиқ билән шуғуллиниватқан хитай қизлириниң сани 10 миңдин ашидикән.
Тибәт "шинҗаң" лаштурулмақта
"Мәркизи агентлиқи" ниң баян қилишичә, тибәттә пәйда болған бундақ йеңи өзгиришләрни мулаһизичиләр шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәниниң қомандани җаң чиңли тибәткә секретар болғандин кейин, тебәт мәсилисиниң шинҗаңчилаштурулуши, дәп мулаһизә қилған.
Һималая дөлити бутанниң "куәнсәл һәптилик хәвәр гезити"да баян қилинишичә, бутанниң хитай билән 470 километирлиқ чегриси болғанлиқтин, бутан 1998 - йили хитай билән өз- ара територийә пүтүнликигә һүрмәт қилиш үчүн бир келишим түзгән иди. Шуниңдин кейин хитай бу районда таш йол ясашқа башлиған. Әмма ясаватқан таш йоллириниң шәкли барғансери көпийип, бутанлиқларда гуман туғдурған. Хитай һөкүмити буни ‘ғәрбни ечиш пиланиниң бир қисми’, ‘тибәтликләрниң дора өсүмлүклирини йиғиш дегән баһанә билән бу тәрәпләргә келишиниң алдини елиш тәдбири’ дәп чүшәндүргән. Әмма һәрхил баһанә билән хитай нопуси көпийишкә башлиған. Мушу сәвәбтин, йеқинда бутан парламенти хитайниң ғәрбни ечиш пиланиниң бир қисми дәп аталған бундақ таҗавузчилиқ һәрикитини әйиблигән. Нәтиҗидә бейҗиң һөкүмити һазир бу районда ташйол қурулушини тохтитишқа мәҗбур болған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җаң чиңли тибәт аптоном райони парткоминиң муваппәқ секритарлиқиға тәйинләнди
- Далай лама вашингтонда йәр шари тинчлиқи вә меһри - шәпқәт һәққидә нутуқ сөзлиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири ху җинтавниң америка зиярити җәрянида намайиш уюштурмақчи
- Шәндоңдин кәлгән 300 дин артуқ хитай уйғур елидә ишқа орунлаштурулмақчи
- Уйғур елигә хитай өлкилиридин кадир йөткәштики мәқсәт немә?