Хитай миллий кәмситиш америкида еғир деди, өзидичу ?
2008.03.13
Америка ташқи ишлар министирлиқи 3 - айниң 11 - күни, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидә доклат елан қилип, хитайда миллий кәмситиш мәсилиси еғир икәнликини көрсәткән иди. Бу доклатта, болупму уйғурларниң кәмситишкә учраватқанлиқи алаһидә тилға елинған иди. Буниңдин икки күн өткәндә, 3 - айниң 13 - күни, хитай һөкүмити америкиниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидә бир доклат елан қилип, америкини кишилик һоқуқ хатириси начар дәп тәнқидлиди.
Хитай һөкүмити бу доклатида ' америкида миллий кәмситиш интайин еғир; америкида аз санлиқ милләтләр ишқа орунлишиш җәһәттә кәмситилиду; америкида қара тәнликләрниң йиллиқ аилә кирими ақ тәнликләрниңкидин төвән, ақ тәнликләр уларға оғрилиқ қилиду' дәп төһмәт қилиду; америка түрмилиридә аз санлиқ милләт мәһбуслири көп' дәп атап америкиға һуҗум қилди.
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, америка федерал тәкшүрүш идариси бултур 8 - айда елан қилған тәкшүрүш доклатида, америкида йеқинқи икки йилдин буян җинайәт садир қилиш несбити %1.9 Өрлигәнликини, хусусий милтиқлар яман адәмләрниң қолиға чүшүп кетип, мәктәпләрдә қалаймиқан оқ чиқирип дело пәйда қилиш йүз бәргәнлики қатарлиқ иҗтимаий мәсилиләрни, болупму җәмийәттә пәйда болған тәңсизлик мәсилилиригә даир бир мунчә санлиқ мәлуматларни елан қилип, америка һөкүмитини диққәт қилишқа үндигән иди.
Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидики доклати елан қилинғандин кейинла, америкиниң хитайдики баш әлчиханисиниң баянатчиси сусән стивенсон ханим баянат елан қилип, америкиниң бу доклати һәққидә хәлқарани баһа вә очуқ тәнқид беришкә, шундақла хитайниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидә дунянила әмәс, бәлки хитайдики битәрәп тәшкилатларни вә шәхсийләрни әркин пикир баян қилишқа чақирған иди.
Шуниңдин кейинла, хитай һөкүмити дәрһал бир доклат елан қилип, өзидики мәсилиләр һәққидә гәп ачмай, бәлки америкиниң кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидлиди. Хитай бу доклатида, дәл америка федерал тәкшүрүш идариси елан қилған санлиқ мәлуматларни тәкрарлап америкиға һуҗум қилған.
явропада чиқидиған ғәрб шамили җурнилиниң тәһрири абдуришит һаҗи керими бу һәқтә икки дөләттики әһвалини селиштуруп мулаһизә елан қилди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң 2007 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи 2007 - йиллиқ кишилик һоқоқ хатириси доклати елан қилди
- Норвегийидә хәлқара иҗадийәт әркинлик мукапати тарқитилди
- Кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җияниң адвокати йоқап кәтти
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ": кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиди"
- Төт дөләттики сайлам һәққидә селиштурма мулаһизә
- Хитай олимпик һарписида кишилик һоқуқни яхшилаш бесимиға изчил дуч кәлмәктә
- Канадада коммунизмниң қурбанлири хатирә мунариси тиклиниду
- Хитай аққунлириниң уйғур дияридики мәнпәәт күриши
- Хитай әрздарлар, хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт әвәтти
- Җорҗ буш олимпик мурасимиға барғанда хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойиду
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети бушни бейҗиң олимпик йиғинида хитай түрмисидики мәһбуслар билән көрүшүшкә чақирди
- Олимпик һәқиқәтән хитайниң кишилик һоқуқни яхшилишиға түрткә болдиму?
- Үзүлүп қалған хитай - америка кишилик һоқуқ диалоги қайтидин башланмақчи
- Хитай билән америка кишилик һоқуқ сөһбитини қайтидин әслигә кәлтүрмәкчи