Вашингтондики тәтқиқатчилар хитайниң көтүрүлүши темисида муһакимә йиғини өткүзди


2005.09.22

Вашингтондики тәтқиқат орни болған бурукиң иниститути сәйшәнбә күни " хитайниң баш көтүрүши" темисида муһакимә йиғини өткүзгән болуп, йиғин үч мәйданға бөлүнүп елип берилған.

CHINA-RUSSIA-MILITARY-200.jpg
22-Авғуст күни хитай азадлиқ армийиси қиңдавда русийә билән һәрбий маневир өткүзмәктә. AFP

Хитайниң иқтисадий җәһәттин көтүрүлүшиниң тәсири

"Хитайниң иқтисадий җәһәттин көтүрүлүши" дегән темида өткүзүлгән биринчи мәйданда, америкиниң сабиқ сода вәкили ширс сөз қилип, хитайниң иқтисадиниң америка вә дуня иқтисадиға көрүнәрлик тәсир көрситиватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

" Хитайниң әһвали башқа дөләтләргә охшимайду. Биринчидин, у чоң бир дөләт, қандақла нәрсини 1 милярд 300 милйонға көпәйтсә, униң нәтиҗиси интайин чоң болиду. Иккинчидин, у иқтисадий җәһәттин һазир ечиветилгән. Базири ечиветилгәчкә, униң иқтисадий паалийити дуня иқтисадиға бивастә тәсир көрситиду. Әгәр америка хитайниң маллирини алмиса, хитайниң иқтисадий ақсап қалиду. Әгәр хитай америкиниң зайомлирини сетивалмиса, америкиниң иқтисадиму ақсап қалиду".

Америкиниң сабиқ сода министири дон иванис йиғинда қилған сөзидә, хитайниң иқтисадиға аит санлиқ мәлуматларни тилға алмиди. Һалбуки у өзиниң икки йил аввал хитайниң ғәрбий раюнлирини зиярәт қилған вақтида икки қарғу намрат бала билән тонушуп қалғанлиқини, һазирғичә улар билән алақилишип, уларға ярдәм берип келиватқан тәсирлик һикайисини ейтип бәрди: у йәнә мундақ деди: "мән һәр қетим хитай рәһбәрлири билән бу икки балиниң әһвали тоғрисида сөзләшкинимдә, бир хил күчлүк мәсулийәтни һес қилимән. Бизниң бу дунядики мәсулийитимиз дунядики намратлиқни түгитиш дәймән".

Йиғинда йәнә сөз қилған " пул - муамилә вақти гезити" ниң баш иқтисадий мулаһизичиси вориф, хитайниң иқтисадни хәлқалаштурғанлиқиниң әң ақиланә бир таллаш болғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, бундин кейин, хитайниң иқтисади дүч келидиған әң чоң тосалғу дөләт түзүлмиси икән. У хитай һөкүмитиниң мәсулийәт миханизими, чирикликкә қарши туруш механизимини күчәймәй, әксинчә барғансири аҗизлишиватқанлиқини көрсәтти .

Хитайниң баш көтүрушиниң асияға көрсәткән тәсири

Бирукиң иниститутида өткүзүлгән бу муһакимә йиғининиң иккинчи бөликиниң темиси " хитайниң баш көтүрүшиниң асия тинч окян райониға болған тәсири" болуп, америка тинч окян армийисиниң сабиқ баш қомандани биләйер, хитайниң һәрбий күчиниң нөвәттә районниң тинчлиқиға анчә чоң тәһдит елип келәлмәйдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

" Мән бу йәрдә йәнә бир қетим тәкитләймәнки, хитай азадлиқ армийиси һәрбий заманивийлаштуруш қурулушини тизләткини билән, униң қисқа вақит ичидә вә яки хели узун бир мәзгилгичә чоң, һәл қилғуч әһмийәткә игә бирәр һәрбий һәрикәт елип бериш қабилийити йоқ. Униң тәйвән арилини йүтивалғудәк вә яки японийиниң адәм олтурақлашқан кичик араллирини тартивалғудәк ишәнчиси йоқ. У қуруқлуқ вә һавадики асасий күчини топлисиму, ядро қоралини ишқа салсиму, өзигә хошна болған һиндистан яки русийиниң қолидин аз бир парчә йәрни тартивалғучилики йоқ" .

Йиғинға қатнашқан җәнубий корийиниң америкида турушлуқ сабиқ әлчиси кимниң билдүришичә, хитайниң иқтисадий җәһәттин баш көтүрүшигә, көп қисим җәнубий корийиликләр иҗабий қарайдикән. Әмма, хитайниң иқтисадий җәһәттин күчийиши җәнубий корийиниң әнәниви ишләпчиқириш санаитигә пайдисиз дегән қараштикиләрму аз әмәс икән.

Сингапор ташқи ишлар министирлиқиниң сабиқ даимий секритари махабланийниң ейтишичә, шәрқий җәнубий асия дөләтләр иттипақи , америка вә хитай мунасивитиниң һазирқидәк " контрол қилинған җиддий һаләттә" болушини үмид қилидикән.

" Һиндистан тез учурлири"жорнилиниң тәһрири моханниң билдүрүшичә болса, хитайниң ғәрбни ечиш истратегийиси хитай вә җәнубий асияниң җуғрапийилик бағлинишини техиму күчәйткән. Шуниң билән бир вақитта, хитай билән һиндистан оттурисидики сиясий тиркишишләр, хитайниң җәнубий асияға сиңип кириши билән техиму күчийәмду қандақ дегән әндишиләрниму пәйда қилған.

Бурукиң иниститотида билим ашуриватқан асия ишлири тәтқиқатчиси җордан, хитайниң баш көтиришиниң японийигә зәрбә боливатқанлиқини, японийиниң өзиниң истиратегийисини өзгәртишини ойлишишқа мәҗбур қиливатқанлиқини билдүрди.

Хитайниң баш көтүрүшиниң сиясий вә бихәтәрлик җәһәттики әһмийити

Муһакимә йиғининиң үчинчи мәйдани "хитайниң баш көтүрүшиниң сиясий вә бихәтәрлик җәһәттики әһмийити" дегән темида өткүзүлди.

Америкиниң сабиқ дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси самол бергерниң билдүрүшичә, вашингтонниң сиясий саһәсидики нурғун кишиләр хитайға нисбәтән сәлбий позитсийидә болуп, хитайни сода җәһәттә америкидин көп нәп еливалди, америкиниң әқлий мүлүклирини оғрилиди, кишилик һоқуқ җәһәттә еқимға қарши иш қиливатиду, тәйвәнгә тәһдит селиватиду, шундақла һәрбий күчини һәдәп кеңәйтиватиду дәп қарайдикән.

У йәнә өзиниң йеқинда бейҗиңда ечилған " байлиқ" жорнилиниң хәлқаралиқ мунбиригә қатнашқанда, бу һәқтә охшаш болмиған пикирләрни аңлиғанлиқини ейтқан. Һалбуки униң билдүрүшичә, хитайда сода қиливатқан нурғун америкилиқлар, гәрчә хитайдин шикайәт қилсиму, бирақ хитайға йәнә иҗабий қарайдикән.

Самол бергер хитайда чоқум сиясий ислаһат елип берилиши керәкликини билдүрүп, мундақ деди:

"Мениң қаришимчә, узунға нәзәр салғанда, хитай әгәр сиясий җәһәттин өзини ечивәтмисә, өзиниң йошурун күчини толуқ җари қилдуралмайду. Хитай сингапор әмәс, узун мәзгил бир партийә дектаторлиқини сақлап қалалмайду".

Америкиниң хитайдики сабиқ баш әлчиси ситәблитин рой сөзидә, хитайниң шәрқий асия вә шәрқий җәнубий асияға болған тәсириниң барғансири кеңийиватқанлиқини, америкиниң бу йәрдики тәсири болса аҗизлишиватқанлиқини билдүрди:

"Өткәнки 50 йил ичидә, шәрқий асияниң бихәтәрлики, сиясий вә иқтисадий тәрәққиятлирида америка кәм болса болмайдиған бир амил иди. Һазир биз бәзи муһим саһәләрдики ачқучлуқ ролимизниң йоқаватқанлиқини һес қиливатимиз. Буниңда хитайниң қоли бар дегән қарашлар бар" .

Йиғинға қатнашқан хитайниң хәлқара истратегийә тәтқиқат фондиниң тәтқиқатчиси җав болса, хитайниң ташқи сияситиниң тинчлиқпәрвәр вә һәмкарлиқни асасий орунға қойидиғанлиқини билдүрүп, хитайниң америкиниң асиядики мәвҗутлиқини сиқип чиқиришқа уруниватқанлиқини инкар қилди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.