Хитайниң қурбанлиқи
2006.08.16
Шветсийә уйғур комитети шиветисйидики уйғур мәсилисигә қизиқидиған сиясәтчиләрниң вә уйғур инсан һәқлири бойичә тәтқиқат елип баридиған тәтқиқатчиларниң мәслиһәт алидиған, алақә учурлардин хәвәрдар болидиған һәмкарлашқучисиға айланғандин бири, шветсийә уйғур комитетниң тәшәббуси билән бир қисим мухбирлар вә инсан һәқлири тәтқиқатчилири уйғур елиниң йеза қишлақлириға берип уйғурларниң турмуш әһвали, сияси тәқдири, яшаш шараити, җәмийәттә тутқан орни динни етиқат җәһәттә душ келиватқан мәсилилири һәққидә бивастә материялларға вә қиммәтлик учурларға игә болуп кәлмәктә.
Йеқинда шветсийә уйғур комитетиниң тәшәббуси билән уйғур елиниң җәнубиға берип икки айлиқ тәкшүрүшини тамамлап қайтип кәлгән шветсийә лунд университети инсан һәқлири синипиниң оқуғучиси пер өзниң уйғур елидики тәкшүрүшлири асасида мақалә йезип тор бәтлиридә илан қилған вә оқуш путтуруштики илими әмгики сүпитидә мутәхәсисләрниң баһалишиға тапшурған.
Аптор уйғур елидә 2 - айниң ахридин 4-айниң ахирғичә зиярәттә болған болуп, асасән хотән, қәшқәр, йеңисар, йәкәнләрдә тәкшүрүш елип барған. Аптор мақалисиға "хитайниң қурбанлиқи" дегән темини қойған болуп, апторниң тема һәққидә бәргән чүшәнчисидә уйғурларниң һазирқи тәқдириниң худди қурбанлиқ үчүн елип меңилған қойға охшайдиғанлиқини қәйт қилған.
Аптор мақалисидә асасән уйғурларниң дини җәһәттин душ келиватқан һәр хил бесим вә чәклимикиләрни негизлик йорутуш обйекти қилған. Мақалә җәми йәттә баптин түзүлгән болуп, уйғур елиниң җуғрапийиси, тарихиғиму йиғинчақ усулда баян қилинип өтүлгән.
Аптор мақалисиниң һәрбир парагирапиниң бешиға хитай қануниниң негизлик маддилирини вә қанунға қушумчә қилинған сиясәтләрни қистурма қилған болуп уйғур җәмийитиниң һазирқи әһвали билән рошән селиштурма қилип, әмилий мисаллар билән дәлилләп көрсәткән.
Аптор өзиниң уйғурлар һәққидә елип бармақчи тәтқиқатини нимә үчүн уйғур елиниң җәнубидики қәшқәрдә елип бармақчи болғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ язиду:
"Бири шинҗаң хитай һөкүмити тәрипидин нефит вә пахтидин ибарәт икки хил ақ вә қар алтун макани дәп тәриплинип кәлмәктә, йәнә бири тәклимакан қумлуқиға җайлашқан лопнур райони 1964 - йилдин буян хитайниң ядро қураллар синақ базиси болуп кәлгән болуп, бу йәрлик хәлқ арисида түрлүк рак кесәлликлири бовақлар вә қойлар арисида туғма әйип кесәлликләрниң пәйда болишиға сәвәп болуп кәлмәктә. Мән тәтқиқатимни җәнуби шинҗаңға җайлашқан қәшқәр районда елип беришни қарар қилдим. Бу районда уйғурлар аһалиниң 80% игилигән болуп, хтайларға қариғанда мутләқ көп санлиқни игәләйду. Қәшқәр уйғурларниң мәдәний вә роһи "пайтәхти" бу йәрдики нурғунлиған шәһәрләр вә йезиларда уйғур мәдәнийитиниң пурақлири һели һәм хели мукәммәл сақлинип қалған болуп, уйғур мәдәнийитиниң алаһидилики әкис етип туриду. Мән йеңисар, хотән қағилиқ вә қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрдә зиярәт елип бардим".
Аптор мақалисида уйғурларниң тарихи һәққидә тоқталғанда мундақ көз қарашни оттурға қойиду:
"Уйғурлар 1911-йилға кәлгәндә тунҗи қетим хитай контроллуқиға өткән болсиму 1932 -1934, 1944 – 1949 - йиллири икки қетимлиқ қозғилаң елип бериш арқилиқ өзлириниң мустәқил җумһурийитини қуруп чиқиду. Ахирқи мустәқил җумһурийити мавзедоң тәрипидин совет иттипақиниң ярдими билән 1949-күздә ағдурилиду. Шу йили шәрқи түркистан һөкүмитиниң рәһбәрлири бейҗиңға келишм түзүшкә кетиватқанда қәстләп өлтүрүлиду вә бу район наһайти тиз сүрәттә, әпчиллик билән йәнә бир қетим хитайлар тәрипидин тартивелиниду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Германийидә уйғурлар һәққидә йезилған "дозахқа қечиш" намлиқ әсәр елан қилинди
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда
- Албанийидики уйғурлар шветсийә мәтбуатида
- Шиветсийидики уйғур қизи өз миллити үчүн күч чиқармақта
- Түркийидики йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә
- Шветсийидики 4 – дуня жорнили уйғурларни тонуштурмақта
- Түркийидики телевизйә қаналлири уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бәрмәктә