Қазақистан язғучилири вәтән урушини хатирилиди
2005.04.28
Қазақистан дөләтлик язғучилар иттипақи 26-27- април күнлири кеңәйтилгән йиғин өткүзүп, вәтән урушиниң 60 йиллиқи хатириси мунасивити билән вәтән урушу әдәбияти, балилар әдәбияти, қериндаш милләтләр әдәбияти мәсилилирини чөридигән һалда музакирә елип барди.
Қазақистан язғучилар иттипақиниң қурулғанлиқиниң 70 йиллиқиға тәйярлиқ көрүватқан, мәзкур йиғинға қатнашқан уйғур язғучилар җәмийити башлиқи шайим шабайеф мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, мәзкур йиғин һәққидә сөзлиди.
©
2005 Radio Free Asia