23 - Март хотән аяллар намайиши: йеңи мәлуматлар
2008.03.31
Алдинқи күндики программимизда, 23 - вә 24 - март күнлири хотән шәһиридә йүз бәргән намайиш һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Униңдин кейин радио аңлиғучиларниң инкаси вә телефон зиярәтлири арқилиқ йәнә бир қатар толуқлима мәлуматларға ериштуқ. Хотәндин йеңила хитайниң ичкири өлкисигә кәлгән бир тиҗарәтчиниң билдүрүшичә, намайиш, хотән шәһириниң лоп аптовуз бекитидин башланған. Бу бекәт, хотән шәһиригә, хотәндики, чирийә, кирийә, лоп қатарлиқ наһийидин йолучи келидиған ават бир қатнаш бекити болуп, 600 нәпәр аял шу күни саәт 10 да бу бекәткә топланған.
Намайишчилар қошуни 1000 дин ешип кәткән
Башлириға уйғурларниң миллий кийим - кечәклиридин болған ромал артқан намайишчилар, лоп бекитидин шуар товлап шәһәр мәркизигә қарап йолға чиққан, йол үстидә намайишчилар қошуни көпийип, шәһәр мәркизидики чоң базар дәп атилидиған җайға кәлгәндә, намайишчилар қошуни 1000 дин ешип кәткән.
Намайишчилар қошуни чоң базарға кәлгәндә, сақчиларниң пүтүнләй қоршавида қалған. Сақчилар намайишчиларниң давамлиқ илгирилишигә йол қоймиған. Сақчилар дәсләп юмшақ вастә қоллинип, намайишчиларни тенч тарқилип кетишкә чақирған. Әмма намайишчилар тарқилишни рәт қилған.
Сақчилар тутқун қилишқа башлиғанда, вәқәни көзитип турған хәлқ намайишчилар сепигә қетилип сақчиларға наразилиқ билдүргән, буниң билән намайишчилар вә намайишни қоллиғучилар билән сақчилар арисида тоқунуш келип чиққан. Буниң билән намайишқа қатнашқан вә намайишни қоллиғучилар болуп, вәқәгә шаһид болғучиларниң сани 2000 дин ашқан.
Сақчилар, көпинчиси аяллардин тәшкил тапқан 400 кишини қолға алған
Сақчилар шу күни, көпинчиси аяллардин тәшкил тапқан 400 кишини қолға алған. Тоқунушта бир қисим хитай тиҗарәтчиләрниң дукини уруп чеқилған. Буниң билән шәһәрдики бир қисим хитай тиҗарәтчилири дуканлирини тақиған. Бир тиҗарәтчиниң билдүрүшичә, хитай тиҗарәтчиләр дукинини икки кун тақиған, йәнә бириниң билдүрүшичә, җүмә күнигә қәдәр бир қисим хитай тиҗарәтчилири дуканлирини тақиған.
Намайиш иккинчи күни охшаш шәкилдә йәнә давам қилған, бу қетим 200 киши қолға елинған. Һөкүмәт даирилири намайишчилар қошуниниң техиму кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн, шәһәр ичидики асаси қатламларда, кишиләргә өйдин талаға чиқмаслиқ буйруқи чүшүргән.
Намайиш қозғиди вә қутратқулуқ қилди дәп қариғанларни қачуруп қоймаслиқ учун, һәм шәһәр хәлқиниң намайишчиларға қетилип кетишиниң алдини елиш үчүн, сақчилар шәһәр кочилириға тосақларни қуруп қатнаш - транспорт вә учур алақини қамал қилған.
23 - Март намайишини башлиған 600 аял бешиға "ромал" артқан
Хотәнниң қарақаш наһийилик һөкүмитиниң тор бетидә 26 - март күни хәвәр қилишичә, хотәндә йеқинқи айлардин бери 4ни бирләштүрүш хизмити елип берилған. Буниң бири олимпикни күтивелиш билән муқимлиқни сақлашни бирләштүрүш болуп, мәзкур хәвәрдә билдүрүшичә, олимпикни күтивелиш билән муқимлиқни бирләштүрүштә алаһидә нәтиҗә қолға кәлтүрүлгән. Һөкүмәт тор бетидики бу баянлар, бизгә елхәт арқилиқ кәлгән бир қисим инкасларниң тоғрилиқини испатлимақта.
Инкасларда билдүрүлүшичә, хотән шәһиридә, муқимлиқни сақлаш һәрикитидә, аялларниң бешиға ромал артиши диний радикаллиқ дәп қаралған вә ромал артмаслиқ тәрғибати елип берилған. Бу сәвәбтин, 23 - март намайишини башлиған 600 аял бешиға ромал артқан.
Улар намайишта, хитай һөкүмитиниң өрүп - адәткә қопаллиқ билән арилишишини әйибләш билән биллә, бу йил 3 - март күни сақчилар тәрипидин җәсити аилисигә қайтурулған мутәллип һаҗи исимлик тиҗарәтчиниң өлүмигә қарита наразилиқиниму ипадиләнгән. Мәһбусларға қаритилған қийин - қистаққа хатимә берилиши вә сиясий мәһбусларниң қоюп берилиши тәләп қилинған.
Толуқсиз мәлуматларға қариғанда, 23 - вә 24 - март вәқәсидә 6 киши өлгән, қолға елинған 600 аялниң йеримидин көпрәки қоюп берилгән. Әмма бу вәзийәтни испатлиғудәк пакит техи мәвҗут әмәс. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сақчилар қарақаш наһийә базиридиму вәқә йүз бәргәнликини етирап қилди
- 23 - Март хотән аяллар намайиши: 600 киши қамақта
- Қаш теши содигири мутәллип һаҗим хитай сақчилири тәрипидин түрмидә қийнап өлтүрүлди
- Мәсчитләрдә кадир йоқлима дәптири
- Ваң лечүән мәқситигә йәтти, уйғурға тәһдит давам әтмәктә
- Хәлқара тәшкилатлар хитайда өлүм җазасини бикар қилишни тәләп қилди
- Пәйло түрмисидә диндар мәһбусларға атеизм тәрбийиси берилмәктә
- Шветсийә ахбаратлири адил һәққидә учур бәрмәктә
- Америкидики уйғурлар йеңи йилни тәбриклиди
- Акиси хитай һакимийити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған бир яш билән сөһбәт
- Б д т йиғинида, өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш тәклип лайиһиси көп санлиқ аваз билән мақуллуқтин өтти
- Сир тутулған тоқунуш -- шаяр вәқәси
- Мәшһур дава қайта сәһнидә
- Гуантанамодики уйғурлар канада мәтбуатлирида
- Албанийидики бәш нәпәр уйғур әрәб телевизорида