Керийә вә чира наһийилиридә қаттиқ йәр тәвриди


2008.03.21

UyghurEarthquakeMap-200.jpg
Йәр тәвригән орунниң хәритидики орни. RFA Photo

Уйғур елигә даир учур мәнбәлиридин мәлум болушичә, баһарниң биринчи күни йәни 21 - март сәһәр вақти төт йерим әтрапида, хотәнниң керийә вә чира наһийилирини мәркәз қилип 7.3 Бал йәр тәвригән. Йәнә бир қанчә саәттин кейинму 14 қетим қалдуқ йәр тәврәш көрүлгән. Игилишимизгә қариғанда йәр тәврәшниң тәсири бир қәдәр еғир болған районлар чәт яқа йеза яки тағлиқ кәнтләр болғачқа, йәр тәврәштин келип чиққан апәт, һәмдә амминиң әһвалини игиләшму бир қәдәр мүшкүл болмақта.

7.3 Бал йәр тәвригәндин башқа 14 қетим қалдуқ йәр тәвриди

Хитай дөләтлик йәр тәврәшни көзитиш идариси вә уйғур аптоном районлуқ йәр тәврәшни көзитиш идарилириниң елан қилишичә, 3 - айниң 21 - күни йәни норуз байриминиң биринчи күни сәһәр төттин 33 минут өткәндә хотәнниң керийә наһийиси билән чира наһийиси чегрисида 7.3 Бал йәр тәвригәндин кейин саәт сәккизгә қәдәр йәнә 6 бал әтрапида 14 қетим қалдуқ йәр тәврәш һалити көрүлгән болуп, адәттә қалдуқ йәр тәврәш күчлүк йәр тәврәштин кейин нормал көрүлидиған аҗизлаш басқучи икән. Хотәндә йүз бәргән бу қетимлиқ йәр тәврәш һадисиси чәтәл ахбаратлириниңму диққитини таратти. Әнгилийә б б с радио телевизийисиниң хәвиридә көрситишичә америка йәр тәврәшни көзитиш органлири бүгүн сәһәр хотәндә йүз бәргән йәр тәврәшниң 7.2 Балға йәткәнликини һесаблап чиққан.

Йәр тәврәш мутәхәссислири адәттә 7.3Бал қаттиқ йәр тәврәшниң хели зор апәт пәйда қилидиғанлиқини оттурға қоймақта.

Апәтниң әмәлий әһвали һазирғичә мәлум әмәс

Биз бу йәр тәврәшниң кәлтүрүп чиқарған зиянлири һәмдә йәр тәврәш районидики амминиң әһвалини игиләш үчүн кирийә наһийилик һөкүмәт ишханисиға телефон қилдуқ. Бир хитай кадир йәр тәврәшниң керийә вә чира наһийисиниң алақә учур вастилири уланмиған қатнаш қолайсиз болған тағлиқ кәнтләрдә йүз бәргәнликини шу сәвәблик һазирғичә апәт әһвалидин ениқ истатистикилиқ мәлумат елинмиғанлиқини билдүрди.

Хитай кадир йәнә "керийә вә чира наһийилиридә йәр тәврәш апитигә учриған тағлиқ кәнтләрдә олтурақлашқанлар һәммиси уйғурлар" дәп билдүрди.

Биз униңдин йәр тәврәштин алдин хәвәрләнгән хәвәрләнмигәнликини сориғинимизда у "бизниң наһийидә йәр тәврәшни көзитиш идариси йоқ, хотән вилайитидинму хәвәр кәлмигән" деди. Вә нөвәттә юқири дәриҗилик органлардин кадирларниң йетип келип йиғин ечиш алдида турғанлиқини билдүрүп зияритимизгә хатимә бәрди.

Сәһәрдә силкингән амма тәшвиштә

Биз йәнә йәр тәврәш йүз бәргән керийә наһийисидики аммидин әһвал игиләшкә тириштуқ : йәр тәврәшниң тәсири бир қәдәр күчлүк болған керийәниң җәнубиға җайлашқан атчан йезисидин зияритимизни қобул қилған бир оттора мәктәп оқуғучиси, йәр тәврәштә синипларниң тамлириға дәз кәткәчкә мәктәптин дәрс тохтатқанлиқини билдүрди.

Биз аммидин игилигән учурларға асасән йәр тәврәшниң тәсири еғир болған тағлиқ кәнтләрдин луштағ кәнти, тулу кәнтлиригә телефон қилип көргән болсақму, бу җайларниң телефон симлириму кашилиға учриған болуп, алақилишиш мумкин болмиди.

Хотән вилайити уйғурлар нопус җәһәттә әң зич олтурақлашқан вилайәт болуп, хитайниң елан қилишичә хотән вилайитиниң омумий нопуси икки милйон 300 миң, буниң ичидә уйғурларниң игилигән нопуси %95 кә йетиду. Хотән шәһәр ичиниң мәзкур йәр тәврәш һадисисиниң тәсиригә учраш әһвалини игиләш телефон қилғинимизда, шәһәрдә олтурушлуқ бир қиз йәр тәврәшниң шәһәргә тәсир пәйда қилмиғанлиқини ейтти.

Зиян буниңдинму еғир болиши мумкин

Уйғур елиниң хәвәр тор бәтлиридә хотәндә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә дәсләпки статистикилиқ мәлуматларға қариғанда,бу қетимқи йәр тәврәшниң тәсири хотән вилайитидики керийә, чира вә лоп наһийисини өз ичигә алған йәр тәврәш районида йигирмә миң 480 аилә, җәмий, 44миң 365 адәм апәткә учриған. 87 Аилиниң җәмий 201 еғиз өйи өрүлгән. Йәнә 1987 еғиз өй охшимиған дәриҗидә дәз кәткән һәм бузулған. Толуқ болмиған санлиқ мәлуматқа асасланғанда бивастә келип чиққан иқтисадий зиян он милйон 585 миң йүәнгә йәткән.

Йәрлик даириләр һазирғичә йәр тәврәш апитидә ярилиниш яки өлүм йетим әһваллири һәққидә мәлумат елан қилмиди.

Хитай һөкүмити 2003 - йили қәшқәрниң маралбеши чоңқурчақ йезилирини асас қилип йәр тәврәш апитидә еғир өлүм -йетим әһваллири көрүлгәндин кейин,шу йилидин башлап 2008 - йилғичә болған бәш йил ичидә,уйғур елидики барлиқ йәр тәврәш һәмдә апәт районлириға җайлашқан йеза кәнтләрдики аммини бихәтәр өйләргә көчүрүп болидиғанлиқини елан қилған иди. Әмма йәрлик амминиң ипадилишичә нурғун кәнтләрдә көп сандики намрат деһқанлар йәнила хам кесәк өйләрдә олтурушлуқ болуп, бу қетимқи йәр тәврәштә өй өрүлүш сәвәблик ярилиниш әһваллири еғир болғанлиқи һәққидә хәлқ арисида ағзаки хәвәрләр таралмақта икән.

Биз хотәндә йүз бәргән бу қетимлиқ йәр тәврәш апити һәққидә давамлиқ мәлумат игиләшкә тиришимиз. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.