Хитай һөкүмити уйғур елидики христиан муритлирини тутқун қилмақта
2005.12.29
Баш шитаби америкидики христианларниң кишилик һоқуқ тәшкилати болған " хитайға ярдәм уюшмиси" ниң мәлум қилишичә, 25-декабир рождество байрими күнидә уйғур елиниң үрүмчи шәһири вә манас наһийисидики 210 нәпәр христиан етиқадчиси манастики бир танса залини иҗаригә елип, бу йәрдә рождество байримини тәбрикләш паалийити елип барған. Нәтиҗидә манас наһийилик дөләт қоғдаш вә топилаңниң алдини елиш әтрити, җамаәт хәвпсизлик идариси вә диний ишлар идариси хадимлиридин болуп 200 гә йеқин киши 17 данә сақчи машиниси билән бу йәргә бастуруп киргән. Сақчилар буни уюштурған 12 нәпәр христиан муритини қолға елиш билән биргә, бу йәр асти христиан етиқадчилар оюшмисиға тәвә 2 машина, бир пиано вә 80 нәччә парчә инҗилни мусадирә қилип кәткән. Шундақла сақчилар уларниң бу паалийитини "қанунсиз диний йиғилиш" дәп әйиблигән.
Йәнә 15 күн тутуп турулиду
"Хитайға ярдәм оюшмиси" ниң билдүрүшичә, шу күни кәчтә тутуп кәткәнләрниң арисида 7 кишини қоюп бәргән. Лекин қалған 5 и йәнила манас наһийилик сақчи идарисида тутуп турулмақта.
Биз бу мунасивәт билән манастики сақчи идарисиға телефон қилдуқ. Сақчи идарилири бу хәвәрни етирап қилип, уларниң йәнә 15 күнгичә тутуп турилидиғанлиқини билдүрди.
- Лу җйәнчен қатарлиқлар қоюп берилдиму? -қанунсиз йиғилиш қилғанларма? -һәә йиғилиш қилғанлар. -яқ, улар һазирғичә мушу йәрдә. -Җовбин исимлик 50 яшлиқ аялчу? уни қоюп бәрдиңларму? -яқ. -Уларни қачан қоюп берисиләр? - 5 күнгичә тутуп туримиз. Сизниң зади немә ишиңиз бар. Ишиңиз болса бизниң рәһбәрни издәң.
Манас наһийисидин сирт йәнә, уйғур елиниң корла шәһиридиму мушуниңға охшаш өз алдиға йиғилиш қилған христиан етиқадчилири җамаити хитай сақчилириниң тосқунлуқиға учриди.
Черкавдин башқа йәрләрдә йиғилиш қилиш қанунсиз
"Хитайға ярдәм оюшмиси" ниң мәлум қилишичә, корлидики христиан муритлири вә уларниң аилә-тавабатлири болуп 100 дин ошуқ киши рождество байриминиң һарпа күни йиғилиш қиливатқанда, чүштин кейин саәт бирләрдә корла шәһәрлик диний ишлар идарисиниң хадимлири, җамаәт хәвпсизлик хадимлири билән бирликтә бу йәргә бастуруп кирип, уларни тарқақлаштуривәткән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған корла шәһәрлик диний ишлар идарисиниң хизмәтчи хадими бу хәвәрни етирап қилди.
- 24 - Чесла әттигән 10 да, дөләт бирликсәп идариси, диний ишлар идариси вә дөләт қоғдаш әтрәтлири бизниң сайбағ районлуқ сақчихана билән бирликтә берип, уларниң йиғилишини тарқақлаштуривәтти. - Улар қаршилиқ билдүрмидиму? - яқ. - Улар рождество байриминиң һарпа күни мунасивити биләнла паалийәт оюштурғанму, яки башқа ишларму барму? - шу, у күни тинчлиқ кечиси әмәсму, улар шуни тәбриклимәкчи болған. Бизниң бу йәрдә 3 черкав бар. У йәрдә паалийәт қилса қанунлуқ болиду. Униңдин башқа йәрләрдә йиғилиш қилса қанунсиз болиду. Буниңға һөкүмәт рухсәт қилмайду.
Бу хадимниң бизгә ейтип беришичә, сақчилар бу сорунға кәлгәндә, у йәрдә 111 нәпәр христиан мурити паалийәт қиливатқан икән. Лекин сақчилар бу христианларни тутқун қилмиған. Бу паалийәт, корла шәһири сайбағ кочисидики яв җя сарийида өткүзүлгән болуп, бу сорунни һазирлап бәргән киши бу йәрдики йү фамилилик бир аял икән.
Християн муритлири сани ашмақта
юқирида зияритимизни қобул қилған сақчи хадими, буниңдәк христиан етиқадчилириниң йошурун йиғилиш паалийитиниң йәнә бар болуши мумкинликини ейтти.
"Йәнә болуши мумкин. Лекин биз байқимидуқ. Чүнки бу йәрдики бәзи христиан муритлири бизниң 'христиан дини вәтәнни сөйүш комитети' ни яхши көрмәйду. Шуңа улар буниңға қатнашмиғандикин, әлвәттә рождество байримида өз алдиға паалийәт елип бариду".
Биз бу сақчи хадимидин өз алдиға паалийәт қилидиған бундақ христианларниң қанчилик барлиғини сориғинимизда, у бизгә бу һәқтики мәлуматларни дәп берәлмәйдиғанлиқини ейтти.
Хитайда хрситиан диниға етиқад қилғучиларниң сани барғансери ешиватқан болуп, хитай кишилик һоқуқ тәшкилатидики николас бекулинниң билдүрүшичә, һазир хитайдики христиан муритлириниң сани 80 милйонға йетидикән һәмдә уларниң 60 милйони һөкүмәт етирап қилмайдиған аилә ибадәтханилирида тавап қилидикән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елини зиярәт қилған б б с мухбириниң һес қилғанлири
- Уйғур елидики мәктәпләрдә дини етиқат қаттиқ контрол қилинмақта
- Уйғурлар рамизан мәзгилидә йәнә қаттиқ бесимға учримақта
- Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән
- Уйғурларниң һәҗ паалийитини чәкләйдиған йеңи бәлгилимиләр
- Қизилсу областидики йеңи диний бәлгилимә вә нөвәттики диний вәзийәт
- Балиларға диний тәрбийә бәргән аминихан сақчилар тәрипидин қолға елинди
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети әзалири уйғур елидә зиярәттә болмақчи