Хитай рәиси ху җинтавниң шветсийә зияритиниң алди ‏- кәйнидә


2007.07.05

Хитай рәиси ху җинтавниң шветсийә зияритиниң алди ‏- кәйнидә , шветсийә ахбаратлирида униң зияритигә болған һәр хил инкаслар кәң орун алди.Гәрчә шветсийә ахбаратлирида ху җинтавниң шветсийә зияритигә қарита пассип инкаслар вә тәнқитләр асаси салмақни игилигән болсиму , әмма ху җинـтавниң шветсийә зияритини тосуп қалалмиди.

Шветсийә билән болған сода мунасивитини техиму қоюқлаштуруш

Ху җинтавниң бу қетимқи шветсийә зияритиниң асаси мәқсиди шветсийә билән болған сода мунасивитини техиму қоюқлаштуруш болуп, шветсийә дөләтлик телевизийисиниң бәргән хәвиридә шветсийә билән хитай оттурисидики бу учуришишта ян телефон, машина , вә муһит асраш техникиси саһәлири буйичә юқири соммилиқ тохтам түзүлгәнликини пәқәт яқ телефон содисини асас қилған шветсийиниң даңлиқ ширкити болған ериксон ширкити биләнла 7милярд йүәнлик тохтам түзгәнликини вә шветсийиниң баш вәзири фиридирик рийенфилд ху җинтав билән елип барған икки саәтлик сөһбитидә һазирқи дуня дуч келиватқан һаваниң иссип кетишидин ибарәт муһит мәсилисни оттуриға қойғанлиқини, инсан һәқлири тәшкилатлири болса баш вәзирниң инсан һәқлири мәсилилирини оттуриға қуюши йетәрлик болмиғанлиқини билдүргән иди.

Ху җинтавниң шветсийә зиярити җәрянида шветсийидики инсан һәқлири тәшкилатлири уйғур, тибәт моңғул тәшкилатлири ху җинтавға қарши наразилиқ намайишлирини елип барған вә буларниң арисида уйғурларниң наразилиқ әһваллири шветсийә телевизийисиниң 4 ‏- вә 2 ‏- қаналлирида ,шветсийидики әң чоң гезит болған ¨күндилик хәвәрләр ¨гезитидә хәвәр қилинип уйғурларниң наразилиқ авазлирини шивет хәлқигә билдүргән иди.

"Уйғурлар хитайларниң зулми астида яшимақта"

Йеқинда шветсийидики әң чоң гезит болған ¨күндилик хәвәрләр¨гезитидә , һазир шиветсийәдә яшаватқан бир хитай аялниң уйғурларниң ху җинтавға қаратқан наразилиқ намайиши тонуштурулған вә уйғурларниң пикири баян қилған мақалисидики "уйғурлар хитайларниң башқурушни , уларға беқинишини халимайду , уйғурлар хитайларниң зулми астида яшимақта" дегән сөзгә рәддийә берилгән.

ю минлиң дәп аталған бу хитай аял мақалисини мундақ башлайду: мениң күндилик хәвәрләр гезитидә илан қилинған 'ху җинтавниң шветсийә зиярити уйғурларниң қарши турушиға дуч кәлди' дегән мақалигә баһа бәргүм бар. У мақалисини мундақ давамлаштуриду. Мән хитайда туғулуп ,шинҗаңда чоң болдум . Һазир шиветсийидә яшаватимән, мән һәр йили дегүдәк шинҗаңға берип туримән. Мән һәр қетим у йәргә барғинимда у йәрдики әһвалниң йилдин ‏- йилға яхшилиниватқанлиқини, кишиләрниң яхши яшаватқанлиқини һес қилимән . У йәрдә һәр хил хәлқләр билән азадә параңлашқили , уларниң мәдәнийити , тили , өрп -адәтлири билән учрашқили болиду. Бу йәрдә намратлиқ, бәзи натоғра қаидиләр, муһит мәсилиси бар дейилсиму , әмма бу пүтүн хитайдики охшаш әһвал , пәқәт уйғурларниңла бешиға кәлгән күн әмәс.

Уйғур қизи мәликә бу хитай аялниң мақалисигә қилған җаваби

Уйғур қизи мәликә бу хитай аялниң мақалисигә қарши өз көз қарашлирини ипадиләп мақалә йезип уйғурларниң омуми әһвали һәққидә мундақ чүшәнчә бериду " уйғурлар өз дөлитиниң намини шәрқи түркистан дәп аташқа адәтләнгән . Хитай һөкүмити у йәрни бесивелиштин илгири шәрқи түркистан бир мустәқил дөләт иди. Мән дәл шәрқи түркистанда туғулған бир уйғур , лекин мән шиветсийәдә чоң болдум. Мән мақалә аптори ю минлиңға шундақ дегүм келиду.

Әгәр мушу 50 нәччә йилдин бири 9 милйондин көп болған хитайлар шветсийигә келип орунлашқан болса , биз өз йеримиздә аз санлиққа айлинип қалсақ , хитайлар бизниң өзимизниң тилини сөзлигили қоймиса , һәммини өзлири контрол қилған болса пүтүн мәктәпләрдә шивет тилини тақиветип ,пәқәт хитай тили өгинишкә мәҗбур қилса , силәр немә дәп ойлиған болаттиңлар ? әмма, бу иш шиветсийәдә әмәс шәрқи түркистанда юз бериватиду. 11 ‏- Сентәбир вәқәсидин кийин хитай һөкүмити өзлириниң һәқ ‏-һоқуқлири үчүн күрәш қиливатқан уйғурларни бөлгүнчи , диний әсәбий , террорчи дегәндәк намлар билән қаттиқ җазалаватиду.

Һоқуқ вә пул , әхлақ вә ғурурдин үстүн туруватқан бүгүнки күндә , хитай һөкүмити б д т ниң бихәтәрлик кеңишидә олтурувелип шәрқи түркистанниң һәқиқий әһвалиниң дуняға ашкарилинишини юшуруп қеливатиду вә учур йоллирини һәр амаллар билән тосуп қеливатиду. Әслидә уйғурларниң инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қаритилған бу җинайәт пачақлинип уйғурларниң яшиши үчүн һаят нури берилиши керәк иди, дәйду уйғур қизи мәликә мақалисиниң ахирида.(ялқун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.