Хуҗинтавниң чирикликкә қарши туруш чақириқи ақамду?
2007.12.20
Хитай коммунист партийә мәркизи комитетиниң рәиси ху җинтав 12 - айниң 18 - күни сиясий бюро йиғини ечип, һәр дәриҗилик парткомларға 'чирикликкә қарши турушни муһим орунға қоюш, чирикликкә қарши туруш үчүн 2008 - йилидин 2012 - йилиғичә болған бәш йиллиқ пилан түзүп чиқиш һәққидә чақириқ оттуриға қойған иди. Учур вастилири буһәқтә мулаһизә вә обзорлар елан қилди.
Хитайда давамлишиватқан чирикликни чақириқ чиқириш арқилиқ тосуш мумкин әмәс
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решитниң қаришичә, хитайда дөләт қануни партийини башқуралмайдиған, хәлқтә пикир баян қилиш әркинлики вә нәшрият әркинлики болмиған әһвал астида, чирикликкә қарши туруш һәққидә чақириқ чиқириш арқилиқ хитайда давамлишиватқан чирикликни тосуш мумкин әмәс.
Коммунист партийиниң өзини сақлап қелиш тәдбири
Дилшат решитниң тәһлил қилишичә, ху җинтавниң һазирқи вақитта чирикликкә қарши туруш чақириқи оттуриға қойғанлиқи, хитай коммунист һөкүмити өзини дуняниң бесимидин қачуруш, коммунист һакимийитини давамлиқ сақлап қелиш үчүн қолланған тәдбиридинла ибарәт.
Коммунист әмәлдарлири юқиридин төвәнгичә бир йүрүш чирикләшкән
Шәндуң университетиниң профессори сүн венгуаңниң радиомиз арқилиқ елан қилған мулаһизисидә баян қилинишичә, хитай коммунист партийә мәркизи комитети йиғин ечип чақириқ чиқиридиған шәкил йеңи шәкил әмәс. Коммунист партийиниң чирикликкә қарши туруш шуари буниңдин бурунму дейилгән гәп, һәр қетимда 'бирдәмлик шамал' болған, ақмиған шуар иди.
Сүн венгуаңниң қаришичә, коммунист партийиниң әмәлдарлирини хәлқ обдан билиду, худди һазирқи хәлқ тәмсиллиридә тәсвирләнгәндәк, мәсилә йиғинда алдинқи үч рәттә олтурғанларда, чоң мәсилә уларниң ичидин рәис сәһнисигә чиқип олтуридиғанларда, әң чоң мәсилә рәис сәһнисидә һәмминиң оттурисида олтурған кишидә. Коммунист әмәлдарлири юқиридин төвәнгичә бир йүрүш чирикләшкән. Хитайда бундақ чирикликни тосайдиған орган яки күч йоқ. Улар өзидики чирикликни өзи қандақ биртәрәп қилиду?
'Чирикликкә қарши туруш' шуари оттуриға қоюлғансери чириклик шунчә әвҗ елип кәтти
Әркин язғучи ченҗу әпәндиниң қаришичә, ишикни ечивитиш- ислаһат елип бериш оттуриға қоюлғандин кейин, чирикликкә қарши туруш шуари оттуриға қоюлған, әмма бу шуар оттуриға қоюлғансери чириклик шунчә әвҗ елип кәтти.
Хитайда мәтбәә әркинлики болмиғачқа, хәлқ бундақ мәсилиләрни паш қилиши мумкин болмиди. Йеқинда биртәрәп қилинған шаңхәй партком секритари чен ляңйү делоси пәқәт коммунист партийиниң сияси күрәш еһтияҗи. Униңдин башқилирини йәнила йошуруп қалди.
Коммунист әмәлдарлири бай болуштики тәннәрхи әң төвән тиҗарәт -- чириклишиш
Хитайда һазир коммунист партийә ичидә юқиридин төвәнгичә бир йүрүш чириклишиш давамлашмақта. 2006 - Йили биртәрәп қилинған хиянәтчилик делосиниң %80 ни коммунист әмәлдарлири садир қилған.
Хитайда чириклишишни бир тәрәп қилидиған күч болмиғачқа, коммунист әмәлдарлири үчүн ейтқанда, бай болуш үчүн тәннәрхи әң төвән тиҗарәт --- чириклишиш. Бундақ җинайәтни йошуруш үчүн хәлқниң пикир әркинлики вә нәшрият әркинликини тосуш, уларниң қолидин келидиған иш, һазир қиливатқиниму шу. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- 17 - Қурултайда оттуриға қоюлған 'дәсләпки тәқсиматта адил болуш' дегән сиясәт һәққидә мулаһизә
- 17 - Қурултай уйғурлар үчүн қандақ яхшилиқ елип келиду?
- Хитай пуқралири сиясәттин совуватамду?
- 17 - Қурултай вә уйғурлар
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (3)
- Ғәрб мәтбуатлири вә мутәхәссисләр хитай компартийиисниң 17 - нөвәтлик қурултийиға қандақ баһа бәрди?
- 17 - Қурултайниң сигнали: хитай ғәрб йолида маңмайду
- Ху җинтав һоқуқини мустәһкәмләп кетәләмду?
- Хитай 2007- йиллиқ паклиқ дәриҗиси баһалишида начар баһаға еришти
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(4)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр (3)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(2)