Ху җинтав әгәр мавзедуңға әтраплиқ баһа беришни башлимиса коммунист партийә гумран болиду


2008.02.05

Чәтәлләрдә хитайчә, инглизчә нәшр қилинидиған 'йеңи әсир журнили' ниң 2008 ‏- йил 1 ‏- айниң 30 ‏- күнидики санида, хитай коммунист партийисиниң оргини 'хәлқ гезити'ниң сабиқ баш муһәррири, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултейиниң даимий әзаси ху җивей әпәндиниң ху җинтавға бәргән икки түрлүк тәклипи елан қилинди. Униңда баян қилинишичә, ху җивей әпәндиниң бу тәклипини хитай коммунист партийисиниң тарихини тәтқиқ қилидиған яв җәнфу әпәнди йезип чиқип елан қилған.

Ху җивей әпәндиниң тәрҗимһалиға қариғанда, ху җивей әпәнди 1930 ‏- йилларда, 'шихуа агентлиқи'ниң шәнши, гәнсу, ниңша чегра районидики алдинқи сәп шөбисиниң башлиқи вә 'азадлиқ' гезити қатарлиқ гезитләрниң баш муһәррири болған; 1952 ‏- йили 'хәлқ гезити'ниң муавин баш муһәррири, 1970 ‏- йилларда баш муһәррири болған. Бу пешқәдәм коммунист йеқинда, хитайниң һазирқи әң чоң һоқуқдари ху җинтавға чирикликкә-хиянәтчиликкә қарши турушни тәл-төкүс елип бериш вә мавзедуңға әтраплиқ баһа бериштин ибарәт икки түрлүк тәклип оттуриға қойған. Бу тәклипни баян қилиш җәрянида, коммунист партийиниң бир қатар муһим мәхпийәтликлири ашкарилинип қалған.

Хиянәтчилик делолирини тәл-төкүс биртәрәп қилиш -қилмаслиқ мәсилиси

‏-‏ Ху җинтав, вен җябав хиянәтчиликкә қарши туруш коммунист партийиниң һаят-маматлиқиға тақилидиған муһим мәсилә,дәватиду, бундақ гәпни дәпла қойса һесаб әмәс, уни әмәлийәттә иҗра қилса һесаб, ‏-‏ дәйду хуҗивей әпәнди 'йеңи әсир журнили' да баян қилинишичә, ‏-‏ ху җинтав қилған сөзидә йәнә 'хиянәтчиләргә сүкүт қилип турмаймиз', деди, әмди дегинини әмәлдә көрситиши керәк, алди билән чен ляңйү делоси билән ләй чаңшиң делосини, мәйли униң арқа терики хуаң яки җяң болушидин қәтий нәзәр, тәл-төкүс бир тәрәп қилиши керәк. Ху явбаң, җавзияңлар буниңдин 20 нәччә йил бурун дең шавпиңниң оғли дең бу фаң, дең җижфаңларниң мәсилисини тәкшүрүшкә җүрәт қилған иди. Ху җинтав улардин өгиниши керәк. Һазир ху җинтавниң кәйнидә туруп кашила қилидиған адәм йоқ, пәқәт у өзи җүрәт қилсила мәсилә һәл болиду.Һазирқи вақит бир чоң пурсәт, әгәр ху җинтав җүрәт қилсила чоң иш қилалайду.

Мавзедуңға әтраплиқ баһа бериш -бәрмәслик мәсилиси

Ху җивей әпәндиниң ху җинтавға бәргән иккинчи түрлүк тәклипи мавзедуңға әтраплиқ баһа бериш мәсилиси. 'Йеңи әсир журнили' да баян қилинишичә, ху җинтав һазир мавзедуңға әтраплиқ баһа бериш ишиға қол селиши керәк, ‏-‏ дәйду хуҗивей әпәнди, ‏-‏ дең шавпиң 1993 ‏- йилидила, әгәр биз һазир 'җуңгочә сотсиялизм қуруш' җәрянида, мавзедуңға әтраплиқ, илмий баһа берәлмисәк, түгимәс әйибләшкә вә қаттиқ тосқунлуққа учраймиз, дегән болсиму, әмма у дегән гепидә турмиди.

Әмди ху җинтав җим турувалса коммунист партийә гумран болиду

Ху җивей әпәндиниң ейтишичә, буниңдин 20 нәччә йил бурун 'дөлитимиз қурулғандин буянқи тарихий мәсилиләр һәққидә қарар' дәп аталған бир һөҗҗәт чиқирилған иди, гәрчә бу һөҗҗәткә пешқәдәм затларниң оттуриға қойған пикирлири тәпсилий киргүзүлмигән болсиму. Кейин, җяң земин, ху җинтавларму 'мавзедуңға әтраплиқ баһа бериш' дегән сөзни қилди. Әмма һечқайсиси гепини иҗра қилмиди. Дөләт мудапиәси университетидики шин зилиңниң 'мавзедуңниң төһпилири вә җинайәтлири' дегән китабида баян қилинишичә, ‏-‏ дәйду ху җивей әпәнди, ‏-‏ 1993 ‏- йили 1 ‏- айниң 15 ‏- күни шаңхәйдики хәйши меһманханисида сиясий бюро даимий әзалири йиғини ечилғанда, дең шавпиң 'биз өзимиз мушу тарихий җәрянлардин меңип мушу күнгә кәлдуқ, қилип болған ишни өзгәртивалғили болмайду, уни өз әйни буйичә дейиш керәк, әмма мавзедуңға әтраплиқ баһа бериш мәсилиси һазир вәзийәтниң чәклимисигә учраватиду, бу ишни кәлгүси әвладлар қилсун' дегән, җяң земин болса 'бу мәсилә һазирчә кәлгүсидә бир тәрәп қилинидиған мәсилә қатарида туруп турсун' дегән. Мана һазир ху җинтавға бу ишни беҗиридиған пурсәт кәлди.Әмди ху җинтав бу ишқа қол салмиса коммунст партийә гумран болиду.

Мәхпий архиплар әйнән нәшр қилиниши керәк

‏-‏ Адил сөзлигәндә, ‏-‏ дәйду ху җивей әпәнди, ‏ 'йеңи әсир журнили' да баян қилинишичә, -‏ әмди ху явбаң, җав зияң, гу му қатарлиқ пешқәдәм затларниң нами худди маңа охшаш әслигә кәлтүрүлүши керәк. Ху җивейниң баян қилишичә, хуа гофең иш беҗиришкә амалсиз қалғанда, иккиләнмәстинла һоқуқидин истипа бәргән. Һазирқи ху җинтавму иш беҗирәлмисә, хуа гофеңдәк кәң қосақ болуши керәк, охшимиған пикирләргә йол қоюши керәк, дең шавпиңдәк һакиммутләқ болувалмаслиқи керәк.

Ху җивейниң баян қилишичә, асасий қанун буйичә ейтқанда, дөләт рәиси болған киши мәркизи һәрбий комитет рәисликини қошумчә өтиши, партийә низамнамисиға асасланғандиму, партийиниң әң юқири рәһбири мәркизи һәрбий комитетниң рәисликини қошумчә өтиши керәк. Әмма дөләт рәиси яң шаңкун һәрбий комитетниң 3 ‏- рәиси қилип қоюлған, партийиниң әң чоң рәһбири болған ху явбаң, җав зияңларму һәбий комитетиниң 2 -, 3 ‏- рәиси қилип қоюлған, әмма дөләттә яки партийидә һечқандақ һоқуқи йоқ дең шавпиң һәрбий комитетниң рәисликини чаңгалливалған, униң нәдә, қандақ йиғин ечишидин башқа муавин рәисләрниң хәвири йоқ. 1989 ‏- Йили бейҗиңниң тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән демократик һәрикәтниму дең шавпиң өзи 'әксилинқилабий топилаң' дәп бекитти, демократик һәрикәткә қатнашқан оқуғучиларниму дең шавпиң өзи һәрбий қисимларға буйруқ чүшүрүп қанлиқ бастурди. Ху җинтав һазир дең шавпиңдин өгәнмәслики керәк. Бәлки һазир мавзедуңға әтраплиқ баһа беришни башлаш үчүн, алди билән совет иттипақи, америка, японийә, тәйвәнләрдә ашкариланған мәхпий архиплар җуңгода әйнән нәшр қилиниши керәк. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.