Асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һәққидики йеңи учурлар


2007.09.07

Xu-Bush-150.jpg
Прәзидент буш вә ху җинтав сөһбәттин кейин сүрәткә чушмәктә. 6 - Сентәбир, сидней. AFP PHOTO

Һазир австралийиниң седнй шәһиридә давамлишиватқан асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати дөләтлири башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши тоғрисида һәр қайси учур вастилири елан қилған хәвәрләргә қариғанда, бу тәшкилатқа әза дөләт башлиқлири йиғинда асасән йәр шарида һава келимати өзгириш мәсилиси, террорчилиққа қарши туруш мәсилиси, содан мәсилиси , бихәтәрлик, пул обороти вә йәнә бир җуңго сиясити мәсилиси қатарлиқ темиларда сөһбәтләр өткүзүлгән.

японийә билән хитайниң дөләт башлиқлири техичә көрүшмигән

Асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши башланғандин кейин, б б с қатарлиқ учур вастилири австралийә баш минситири җон ховлид , америка президенти җорҗ буш, хитай рәиси ху җинтавлар билән үч тәрәп бирликтә сөһбәтләшкәнлики; җорҗ буш билән ху җнитавниң учрашқанлиқи; австралийиниң русийә билән атом енергийә келишими имзалиғанлиқи; австралийә билән хитай оттурисида истратегийилик диалог түзүми бәрпа қилиш- учур алмаштуруш һәққидә сөһбәт өткүзүлгәнлики; асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғиниға тәйвән президенти чен шуйбйәнниң вәкили қатнашқанлиқи қатарлиқ темилар буйичә һәрхил мәхсус хәвәрләрни елан қилди.

Хәвәрләрдә 'японийә баш министири шинзо абе хитай рәиси ху җинтав билән көрүшүшни қолға кәлтүрүватиду' дәп баян қилинғанлиқидин қариғанда, японийә билән хитайниң дөләт башлиқлири техичә көрүшмигән.

Йиғин сиртидики намайиш

Йиғин сиртида австралийә пуқралири вә башқа дөләтләрдин кәлгән кишиләр намайиш өткүзгән. Мухбиримизниң австралийиниң седнй шәһиридин хәвәр қилишичә, 9 ‏- айниң 6 ‏- күни седний шәһиридә намайиш йүз бәргән. Намайишта енгилизчә, хитайчә йезилған дуняда кишилик һоқуқ билән қанлиқ бастуруш бир орунда туралмайду, хитай коммунист партийиси чоқум дуняға бәргән вәдисигә хилап иш қилмаслиқи керәк дегәндәк пилакатларни көтүргән намайишчилар көп. Намайишта алди билән уйғурларниң авази аңланған.

Өзиниң авазини дуняға енглиз тилида дуняға аңлитиватқан бу уйғурниң баян қилишичә, хитайда олимпик мусабиқиси үчүн оттуриға қоюлған 'бир дуня, бир арзу' дегән шуар, пүтүн дуняниң 'бир дуня, бир арзу, бирхил кишилик һоқуқ' дегән ортақ шуари билән охшаш болуши керәк. Коммунист хитай һөкүмити инсанийәткә қарши җинайәт садир қилишни тохтитиши керәк.

Йиғиндики нутуқлар

Йиғин ичидә, америка президенти җорҗ буш вә хитай рәиси ху җинтав лар муһим сөз қилған. Хитай рәиси ху җинтав йиғин әһлигә бәзи мәсилиләрни чүшәндүрүш үчүн тиришқан.

Мухбиримизниң австралийиниң седнй шәһиридин хәвәр қилишичә, асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 20 нәччә дөләтниң дөләт башлиқлири йиғинда , хитай рәиси ху җинтавниң 9 ‏- айниң 6 ‏- күни 'хәлқарада бир мунчә дөләтләр җуңгониң йемәк-ичмәк мәһсулатлириниң бихәтәрликидин гуманланған. Һөкүмитимиз бу мәсилигә интайин әһмийәт бәрмәктә. Көрситилгән мәсилә пакитқа уйғун болсила, биз чуқум уни қанун буйичә сүрүштә қилимиз' дегәнликидин қариғанда, дуня инкас қилған мәсилиләрни хитай һөкүмити техичә етирап қилмиғанлиқи, әмма мәсилигә җавабкар болидиған башқа кишиләрни сүрүштүрүп тепип җазалайдиғанлиқи мәлум.

Җорҗ буш тинч окянниң әтрапидики дөләтләрни дуняни өзгәртиш үчүн муһим рол ойнашқа чақирди

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, содида һәр қайси дөләтләрниң пайда яки зийиниға тақилидиған мәсилә көп, ‏-‏ дәйду америка президенти җорҗ буш асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати дөләтлири башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиш йиғинида сөзлигән нутқида, ‏-‏ пүтүн дуня содисиниң %50 дин көпрәки тинч окянниң әтрапидики дөләтләр арқилиқ болиду. Шуңлашқа , мән тинч окянниң әтрапидики дөләтләрни дуняни өзгәртиш үчүн чуқум муһим рол ойнашқа чақиримән.

Җорҗ буш нутқида йәнә , " америкиниң әркин сода көз қариши көп тәнқидкә учриди, тәнқидлигүчиләр санаити тәрәққи тапқан дөләтләрдики ишсизлиқни әркин сода пәйда қилди, намрат дөләтләрдики әң намрат адәмләр топиниң мәнпәәтигә зиян салди, дәватиду. Һәммимизгә аянки, әркин содиниң қәтий қоллиғучилири сода-тиҗарәтчиләр, бу мәсилини улар көпчиликкә көпрәк чүшәндүрүши керәк. Бәзи кишиләр йәнә , америкини өзиниң пиланини башқа дөләтләргә теңиватиду, дәп тәнқидләйду. Гәрчә һазир дуняда һава келимати өзгириш мәсилиси наһайити җиддий мәсилә болуп туруватсиму, әмма америка техичә һечқайси бир дөләтни 'кйото шәртнамиси' ниң өлчимигә йетишкә қистиғини йоқ " деди.

‏ Җорҗ буш нутқида йәнә , буниңдин кейин асия-тинч окян районида елип берилидиған террорчилиққа қарши турушни, техи кишиләргә билинмигән йеңи иш, дәп тәсвирлигән. Әркинлик асия -тинч окян районини аллиқачан өзгәртишкә башлиди, ‏- дәйду җорҗ буш нутқида ,‏-‏ ‏һиндонезийә, малайсия, филипинләргә қарап беқиңлар, гәрчә бу дөләтләрдә йәнә көп хизмәт ишләшкә тоғра кәлсиму. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.