Ху җинтавниң қирғизистан зиярити немини көзлигән?


2007.08.14

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, русийиниң челябински районида елип бериватқан "тинчлиқ бурчи 2007" намлиқ һәрбий маневири ахирқи басқучқа келип қалди. Мушу мунасивәт билән , сәйшәнбә күни хитай президенти ху җинтав , шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға тәвә дөләтләрниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири учришишиға қатнишиш үчүн қирғизистан пайтәхти бишкәккә йетип кәлди.

Мәлум болушичә, бу нөвәтлик бишкәк йиғилишиға иран президенти әхмәди ниҗатму тәклип қилинған. Бу қетимлиқ бишкәк сәпири арқилиқ ху җинтав немиләргә еришмәкчи? қирғизистанчу?

Ху җинтавниң қирғизистан зиярити немини көзлигән?

14 -Авғуст дүшәнбә күни хитай рәиси ху җинтав қирғизистан пайтәхти бишкәккә йетип кәлгән вә қирғизистанниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән көрүшкән.

Қирғизистан һөкүмити хитай президенти ху җинтавниң бу қетимлиқ қирғизистан зияритигә алаһидә етивар бәргән болуп, мәлум болушичә, қирғиз сақчи даирилири алаһидә һушярлиқни өстүргән вә аммиви мулазимәт тармақлири 24 саәт хизмәт қилған. Америка авази радиосида хәвәр қилинишичә, қирғизистандики бир йәрлик ахбарат васитиси һөкүмәтниң бу қилмишлирини тәнқид қилип, йәрлик һөкүмәт қаттиқ буйруқ чүшүргәнликтин бәзи шәһәр аилиси янчуқчилиқ қилип өйлириниң йолға қарайдиған тамлирини безәшкә мәҗбур болғанлиқини көрсәткән.

Әркин әкрәм : қирғизистан өз миллий тәрәққияти үчүн башқа күчлүк дөләтләргә тайиниши керәк

Һазир түркийидә хизмәт қиливатқан оттура асия сиясий тәһлилчиси доктор әркин әкрәм әпәнди қирғизистанниң бу қетимлиқ учришишни бәк муһим билишидики сәвәбниң қирғизистанниң сиясий вәзийити таза муқим болуп кетәлмигән һәмдә русийә вә һиндистан қатарлиқ қудрәтлик дөләтләрниң арисида қисилип қалған шараитта қирғизистанниң өзиниң бихәтәрлики, башқа дөләтләр билән болған сиясий тәңпуңлуқини сақлап туруш, миллий мәвҗутлуқи вә тәрәққияти үчүн башқа дөләтләрниң ярдимигә моһтаҗ икәнликини көрсәтти.

Һалбуки, әркин әкрәм йәнә бу чоң күчләрниң арисидики тәңпуңлуқ бузулған шараитта йәнила зиянниң қирғизистан үчүн еғир болидиғанлиқини, һәмдә қирғизистанниң қандақ йолни меңишни таллаш имканийитиниң һазирланмиғанлиқи сәвәблик қандақ күч қирғизистанға кәлсә шуни қобул етишкә мәҗбур болуп қалғанлиқиниму қошумчә қилди.

Тәһлилчиләр: қирғизистанниң җуғрапийиви вә сиясий орни хитай үчүн интайин муһим

Тәһлилчиләрниң қаришичә қирғизистанниң җуғрапийиви вә сиясий орни хитай үчүн интайин муһим икәнликни оттуриға қоюшмақта. Хитай президенти ху җинтав бишкәккә бериштин бир күн илгири хитай һөкүмәт тәрәп , қирғизистанниң оттура вә кичик типтики карханилириға 3 милйон доллар өсүмсиз қәрз беридиғанлиқини җакарлиған иди.

Америка авази радиосида көрситишичә, хитай рәһбәрлири қирғизистан тәрәп билән қирғизистанниң йәр асти байлиқлирини ечиш, қирғизистанниң мол су мәнбәсидин пайдилиниш қатарлиқларни өз ичигә алған бир нәччә түрлүк, мәбләғ селиш пилани үстидә сөһбәт елип баридикән. Доктор әркин әкрәм әпәнди, хитайниң қирғизистанда өз тәсирни күчәйтишкә бунчә күчинип урунушидики сәвәбниң йәнила бихәтәрлик мәсилиси икәнликини тәкитлиди.

Әркин әкрәм йәнә, қирғизистанда америка қатарлиқ қудрәтлик дөләтләрниң һәрбий мәвҗудийити вә башқа тәсири күчи мәвҗуд болуп туруватқан, хитайниң қирғизистанға һәрбий тәсир көрситиш имканийити техи һазирланмиған мушундақ шараитта иқтисади һәмкарлиқини вә ярдәмни васитә қилип туруп қирғизистанда муәййән тәсир пәйда қилишқа урунуватқанлиқини әскәртти.

Униңдин башқа әркин әкрәм йәнә, қирғизистанниң ички сияситиниң муқим болушиниң хитайниң чегра бихәтәрлики үчүнму бәк муһим икәнлики сәвәблик хитай һөкүмитиниң қирғизистан һөкүмитини бәк қоллайдиғанлиқини вә һәр тәрәптин ярдәм бериватқанлиқини көрсәтти.

Шәрқий түркистан мәсилиси хитай дуч келиватқан йәнә бир реал мәсилә

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға тәвә дөләтләрниң алий дәриҗилик рәһбәрлириниң учришиши башлиништин илгири хитай рәиси ху җинтав, 14- авғуст күни қирғизистан президенти бақийеф билән алдин көрүшкән вә икки тәрәп бирликтә бирләшмә баянат елан қилған.

Хитай билән қирғизистан бирликтә елан қилған бирләшмә баянатта икки дөләт арисидики иқтисади бихәтәрлик вә мәбләғ селиш қатарлиқ түрләрдә һәмкарлишидиғанлиқи елан қилинған болуп, мәзкур баянатниң 6- маддисида, "шәрқи түркистан террорчи күчлири, хәлқара террорчилиққа қарши күрәшниң муһим қисмини тәшкил қилиду, икки тәрәп бихәтәрлик саһәсидики йеқин һәмкарлиқини изчил давамлаштуриду. Үнүмлүк тәдбирләрни қоллинип, шәрқи түркистан террорчи күчлиригә алақидар һәр қандақ шәкилдики террорчилиқ һәрикәтлиригә бирликтә қариши туруп, һәр икки дөләт вә районниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоғдайду. Хитай тәрәп қирғиз тәрәпниң оттура асия районидики ‘үч хил күчләргә қарши елип барған зәрбә бериш һәрикәтлиригә миннәтдарлиқ билдүриду вә кәскин қоллайдиғанлиқида чиң туриду" дәп көрситилгән.

Хитай рәһбири ху җинтав қирғизистанда 15- авғустқичә һөкүмәт зияритидә болуп, 16- авғуст қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әллириниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири учришиға қатнишидикән вә йиғиндин кейин русийигә берип челябинскида елип бериливатқан маневирини көридикән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.