Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?


2007.09.06

Xu-Bush-150.jpg
Прәзидент буш вә ху җинтав сөһбәттин кейин сүрәткә чушмәктә. 6 - Сентәбир, сидней. AFP PHOTO

Австралийиниң седний шәһиридә давамлишиватқан асия-тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати дөләтлири башлиқлириниң алий дәриҗилик учришишида, америка президенти җорҗ буш билән хитай рәиси хуҗинтав 9 ‏- айниң 6 ‏- күни учрашти.

Б б с ниң баян қилишичә, америка президенти җорҗ буш мухбирларға, бу қетимқи учришишта хуҗинтав билән хитай пулиниң обороттики қиммити мәсилиси, хитайда давамлишиватқан сиясий көз қариши охшимиған кишиләрни бастуруш мәсилиси, тебәт мәсилиси, иран мәсилиси, судан дарфур мәсилиси, корийә мәсилиси қатарлиқ бир қатар мәсилиләр үстидә сөзләшкәнликини, әмма һәммисидә ортақ пикиргә келәлмигәнликини баян қилди. Хитай рәиси хуҗинтав болса мухбирларға 'америка президенти җорҗ буш тәйвәнниң һазирқи һалитини өзгәртишигә қарши туриду' дәп баян қилди.

Б б с ниң хәвиридә баян қилинишичә, америка президенти җорҗ буш 'тәйвәнниң б д т ға киришни омумий хәлқ аваз қоюп бәлгиләйду' дегән мәсилә тоғрисида җиддий қаршилиқ изаһлайдиған сөз қилмиған иди. Әмма буниңдин бурун тәйвән президенти чен шуйбйән 'тәйвәнниң б д т ға киришни омумий хәлқ аваз қоюп бәлгиләш керәк' дәп җакарлиған вақитта, гәрчә тәйвәндики өктичи партийә ‏-‏гоминдаң партийиси тәйвәнниң б д т ға әза болушқа илтимас қилиши җуңхуа мингони ағдуруп ташлап, йеңидин бир дөләт қурғанға охшаш, дәп қаршилиқ билдүрүп турсиму, әмма президент чен шуйбйән йәнила 'тәйвән бизниң ана вәтинимиз, у һечқачан җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң бир қисми яки бир өлкиси әмәс, тәйвән демәк мустәқил дөләт дегәнликтур' дәп сөзлигән иди.

Ху җинтав президент бушқиму 'вәкил'лик қиламдикән?

Узун йиллардин буян хитай коммунист партийисиниң тарихини тәтқиқ қилип келиватқан мәшһур сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәндиниң ейтишичә, хитай рәһбәрлири қачанла сөз қилса 'америка тәйвәнниң мустәқил болушини қуввәтлимәйду' дегән сөзни 'тәйвәнниң мустәқил болушиға қарши туриду' дәп өзгәртип сөзләйду.

Буш билән хуҗинтав бу қетим икки саәт сөһбәтләшкән. Көп мәсилә үстидә сөзләшкән. Буш тәйвән мәсилсини тилға алмиған, униң үчүн тәйвән мәсилиси һәққидә ойлашниң һазир һаҗити болмиса керәк. Әмма хуҗинтав өзи президент бушқа 'вәкил'лик қилип мушу мәсилинила сөзләватиду. Буниңдин қариғанда, буш билән қилған сөһбәт униң күткән йеридин чиқмиған. Улар мәсилиләрдә ортақ пикиргә келәлмигәндәк қилиду. Улар чиқип мухбирларға сөз қилғанда чирайлирида тәбәссум көрүнмәйду. Әгәр ортақ пикиргә кәлгән мәсилә болса, уни гәвдиләндүрүшкә алдирайтти.

Һазирқи һаләтни коммунист хитай өзи өзгәртиватиду

Һазир тәйвәндә туруватқан әркин асия радиосиниң обзорчиси лин бавхуа әпәндиниң мулаһизә қилишичә, әгәр һазирқи һаләтни өзгәртти, дейишкә тоғра кәлсә, һазирқи һаләтни коммунист хитай өзи өзгәртиватиду. Хитайниң бирликсәп министирлиқи дегән бир оргини бар. Шу орган тәйвәндә үзлүксиз һалда бирликсәп хизмитини йолға қоюватиду. 'Бирликсәп' ниң мәқсити бирләштүрүш, тәйвәнни җуңгоға бирләштүрүветиш.

Коммунист хитай миң данә башқурулидиған бомба билән тәйвәнни қариға елип туруп, қиливатқан 'бирликсәп' хизмитини америка билмәмдикән? миң данә башқурулидиған бомбини бирақла етип тәйвәнни йоқ қилишму тәйвәнниң һазирқи һалитини өзгәртиш, бирликсәп түзүшму тәйвәнниң һазирқи һалитини өзгәртиш. Бу 'бирликсәп' арқилиқ һазир тәйвәндә сан өзгириши болуватиду. Лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, хитайниң бирликсәп министирлиқини әмәлдин қалдуруш керәк.

Тәйвәнни җуңхуа хәлқ җумһурийити идарә қилип баққан әмәс

Лин бавхуа әпәндиниң мулаһизә қилишичә, хитай тәйвәнни мустәқилчи дәп тиллайду, әмәлийәттә тәйвән өзи бир мустәқил дөләт, тәйвәнниң өзиниң йери, нопуси, сиясий түзүми бар. Уни җуңхуа хәлқ җумһурийити идарә қилип баққан әмәс. Мәсилә пәқәт хәлқарада қандақ дөләт намини қоллиниш мәсилиси. 'Җуңхуа минго' дәмду яки 'тәйвән' дәмду, қайси дөләт намини қоллинишни тәйвән хәлқи өзи аваз қоюп бәлгиләп елан қилсила болди.

Гәрчә һазир б д т тәйвәнниң дөләтлик орнини техи әнгә алмиған болсиму, әмма тәйвәнниң мустәқил орнини инкар қилалмайду. Коммунист хитайниңму, өзи әзәлдин идарә қилип бақмиған бир мустәқил әлни өзиниң бирқисми дейиши бир сәпсәтә.

Тәйвәндә %60 тин артуқ адәм өзини 'җуңголуқ' әмәс, тәйвәнлик дәп атайду

Тәйвәнниң әһвалини өз көзи билән көрүп, тәйвәндә хәлқиниң авазини өз қулиқи билән аңлап туруватқан лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, гоминдаң тәрәпкә майил болған тәйвән университетиниң рай синаш нәтиҗисдиму %60 ‏-70 адәм өзини 'җуңголуқ' әмәс тәйвәнлик дәп қарайду. Коммунист хитай һөкүмити 'мән тәйвәнлик' дегәнлики адәмниң һәммисини мустәқилчи дәйду . Һазир минҗиндаң партийиси 'тәйвән' дегән нам билән б д т ға киримиз десә, гоминдаң партийиси 'җуңхуа минго' дегән нам билән б д т ға киримиз дәйду.

Демәк тәйвәндә сайлам болса %90 дин артуқ сайлам белитигә игә болидиған, бир -биригә қариму ‏- қарши һәрикәт қилидиған мушу икки тәрәпму, тәйвән арилини мустәқил дөләт дәп қарайду. Әмма бу мустәқил дөләт техи нормал дөләт әмәс, чүнки бу дөләт техичә б д т ға әза әмәс, дуняда йәнә нурғун дөләт уни етирап қилмайду. Коммунист хитай техичә уни өзиниң бирқисми дәп дуняға елан қиливатиду.

Тәйвән гәрчә өзи мустәқил дөләт болсиму, әмма униңға һазир пәқәт бир нормал дөләт нами керәк. Тәйвән һазир шу нормал намни қолға кәлтүрүш үчүн тиришиватиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.