"Мүлүк қануни" аптоном районларда хитай көчмәнлириниң мүлкини қоғдаш үчүнла қоллинилиш еһитмали бар
2007.03.16
Бейҗиңда ечиливатқан мәмликәтлик хәлқ қурултейиниң йиғини 16 - март күни аяқлашти. Бу йиғинда "мүлүк қануни", "ширкәтләрдин тапавәт беҗи елиш қануни" қатарлиқ 11 хил қанун лайиһиси мақулланған. Бу қетим мақулланған "мүлүк қануни" да дөләт, "дөләт, коллектип вә шәхсийләрниң мүлки қанун буйичә қоғдилиду, һәр қандақ орган яки шәхсийниң таҗавуз қилишиға болмайду" дәп бәлгиләнгән. Хитайда бу қетим мақулланған йеңи мүлүк қануни хәлқарада җиддий муназирә қозғиди.
Хитайда кишилик һоқуқи йоқ хәлқниң қандақ қилип мүлүк һоқуқи болсун?
Америкида кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин чиқирилидиған "көзитиш журнили"да елан қилинған мулаһизиләрдә: хитайда қанун бар, лекин хәлқниң кишилик һоқуқи йоқ , хәлқ пикир баян қилиш, нәшр қилиш, тәшкилат қуруш, намайиш қилиш, сайлаш- сайлиниш әркинликидин мәһрум. Хитай коммунист партийисиниң сиясәтлири дөләтниң қанунлириниму дәпсәндә қилип келиватиду. Хәлқниң нопус-торалғу , той қилиш, әвлад қалдуруш җәһәтләрдә өзиниң һечқандақ һоқуқи йоқ, мәһбуслар өзиниң бәдән-әзалириғиму өзи игә болалмайду. Хитайда кишилик һоқуқи йоқ ,хәлқниң қандақ қилип мүлүк һоқуқи болиду? бу йеңи қанун йәнила коммунист партийиниң гәп оюни, дәп баян қилинған.
Йеңи "мүлүк қануни" хитайда коммунист әмәлдарлири еришивалған мүлкини қоғдаш үчүнла пайдилинип кетилиши мумкин
Дуня уйғур қурултейиниң баш катиби долқун әйсаму буһәқтә мулаһизә йүзгүзди. У мулаһизисидә бу қетим хитайда мақулланған мүлүк қануниниң әһмийити һәққидә тохталғанда, бу қанунда "хусусий мүлүкни қоғдаш" ниңму бәлгиләнгәнликини һәр һалда бир яхши һадисә дәп қарашқа болиду, әмма бу қанун йәнила хитай һөкүмити тәрипидин үнүмсиз қанунға айландуруп қоюлиши, пәқәт коммунист әмәлдарлириниң еришивалған мүлкинила қоғдаш үчүн пайдилинип кетилиши мумкин, дәп қарайду.
Йеңи "мүлүк қануни" аптономийә йүзгүзүлүватқан җайларда хитай көчмәнлириниң йәр, су, тағ вә тәбиий байлиқларни талан-тараҗ қилиш қорали болуп қелиши мумкин
Дуня уйғур қурултейиниң баш катиби долқун әйса бу қетим хитайда мақулланған йеңи "мүлүк қануни"ниң аптономийә йүргүзүлүватқан җайларда иҗра қилиниши һәққидә тохталғанда, аптономийилик районларда хитай коммунист һөкүмити йәнила биңтуәнгә охшаш хитай көчмәнлирини вә хитайниң дөләт органлиринила бу йеңи қанундин бәһриман қилиши, бу қанун уларниң йәрлик хәлқни ассимилатсийә қилиш, йәрлик хәлқниң йәр, су, тағ вә тәбиий байлиқлирини техиму кәң даиридә талан-тараҗ қилиш қорали болуп қелиши мумкин, дәп қарайду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики икки чоң йиғинда чирайлиқ гәп тола, хәлқ ичидә ләнәт-нәпрәт
- Исмаил тиливалдиниң уйғур елидики муқимлиқ мәсилиси һәққидә қилған сөзигә инкаслар
- Уйғур аптоном районидики хитайчә "сотсиалистик йеңи йеза" да уйғур деһқанлириниң кирими чиқимини қаплиялмайду
- Мәтбуатларда елан қилинған икки чоң йиғинға даир йеңи учурлар
- Уйғур елиниң вәкиллири уйғур мәнпәәти үчүн сөзлийәләмду?
- Хитай бу йилқи һәрбий селинмини 17.8 % Көпәйтти