750 Миң киши уйғур елидә елип берилған ядро синиқиниң қурбани болди(1)


2005.09.22

atom.jpg
1964 – Йили хитайниң тунҗи қетим атом синиқи елип барғанлиқи һәққидә елан қилинған енглизчә гезиттин парчә.

Хитай демократлири тәрипидин чәтәлдә интернет арқилиқ тарқитилидиған "хәвәрләр мәҗмуәси" гезитидә берилгән "750 миң киши уйғур елидә елип берилған ядро синиқиниң қурбани болди" дегән темидики бу мақалидә, 60 - йилларда лопнурда елип берилған ядро синақлирида, нәччә йүз миңлиған йәрлик уйғурлар вә ядро синиқиға қатнашқан һәрбий хадимларниң радиактиплиқ зәһәрлиниш сәвәбидин өлгәнлики ашкарилиниш билән бир вақитта, 3 - қетимлиқ атом синиқида, коммунист хитайниң, ядро синиқиниң тәсир күчини синаш үчүн, пиядә қисимлар вә уруш айрупиланлирини ядро партлаш райониға киришкә буйриғанлиқи мәлум қилинған.

Наһайити мәхпий елип берилған синақ

Мәзкур мақалә мундақ башланған: "дәл әшу мәдәнийәт инқилабиниң қалаймиқанчилиқ йиллирида, коммунист хитай өзиниң қанға боялған байриқини дуняниң һәммила йеригә тикләш нийитини әмәлгә ашуруш үчүн, уйғур елиниң лопнур районида изчил һалда һәмдә наһайити мәхпий һалда ядро синиқи елип барди. Нурғунлиған бигунаһ яшлар радиактиплиқ зәһәрлиниш сәвәбидин түрлүк рак кесәллиригә гириптар болуп, оттура яшқа бармайла өз һаятидин айрилди. Бәзилири һәтта та бу дуня билән хошлашқичә өзиниң немә сәвәбтин өлүп кетиватқанлиқиниму билмиди ".

"750 Миң киши уйғур елидә елип берилған ядросиниқиниң қурбани болди" дегән темидики мақалидә, коммунист хитайниң лопнурда елип барған 3 - қетимлиқ атом синиқининиң хитайниң сабиқ дөләт мудапиә министири җаң әйпиңниң йетәкчиликидә елип берилғанлиқи мәлум қилинип, мәзкур атом синиқи елип берилған мәйдан мундақ тәсвирләнгән:

Асмандин ташланған балайи-апәт

- У чағ коммунист хитайниң 3 - қетимлиқ атом синиқи елип барған мәзгил иди. Җаң әйпиң йетәкчиликидики атом синиқи елип бериш гурупписи 3 ай бурун лопнурға керип болған иди. 50 - Йилларда советтә ясалған бомбардиманчи айропилан наһайити җимҗит һалда мәзкур базиниң айдуромидин қозғилип, атом синақ қилиш мәйданиға қарап учти. Атом бомбисини ташлаш һәққидики учур наһайити мәхпий сақланған болуп, атом синиқиға бивастә мәсул кишиләрдин башқа һечким билмәйтти. Һәтта өз- ара бир- биридин қарши тәрәпниң немә вәзипә өтәйдиғанлиқи һәққидә суал сорашму қәтий мәний қилинған. Мәзкур базидин 200 кило метир йирақтики буйруқ күтүп турған маневир қошуни болса, мәзкур маневирниң һәқиқий мәқситиниң немә икәнликидин техиму хәвири йоқ иди. Улар пәқәт елип берилидиған маневирни атом синиқиниң тәқлиди маневири дәпла чүшәнгән иди. Нурғунлиған җәңчиләр маневир елип бериш җәрянида, җәң мәйданидин дүшмән тәрәпниң қалдуқ һәрбий әслиһәлирини булап келишкә вә яридарларни йөткәшкә әвәтилди. Һәтта қисим арқа сепидә ишләйдиған хизмәтчиләрму җәң мәйданидин йәни маневир елип барған мәйдандин су вә тупрақ дегәндәк һәрхил өрнәкләрни елип келишкә әвәтилди.

- Чүштин бурун саәт 10 болғанда, айропилан ядро бомбиси ташлинидиған бошлуққа кәлгәндә учқучи, қозғаш кунопкисини бесиши билән, парашот атом бомбисини елип аста - аста йәргә қарап төвәнлиди. Ташлаш вәзиписини аяқлаштурған учқучи бир яқтин симсиз радио арқилиқ баш қоманданға вәзипини орунлиғанлиқи һәққидә хәвәр қилса, йәнә бир яқтин дәрһал айрупиланни кәйнигә бурап, базиға қайтишқа алдириди. Айрупиланниң бу хәтәрлик җайдин айрилиши биләнла, һава бошлуқида адәм қулиқини паң қиливәткүдәк партлаш авази яңриди. Айропилан қаттиқ силкинип пүтүн йәр - земин титрәп кәтти. Наһайити зор от чәмбирики бирдинла юқириға көтүрүлүп, барғансери чоңийип, юқирилап, йәр- җаһанни қаплап, 11 кило метир игизликтики могусиман булутни шәкилләндурди. Могусиман булутниң өзи сигнал иди. Буни көргән 50 миң әскәрдин тәркип тапқан маневир елип бериш қошуни дәрһал буйруққа бинаән, техиму тез сүрәттә илгирилиди. Улар көплигән саһәләр бойичә дөшмән тәрәпниң истикамлирини игиләшкә башлиди. Атом синиқи маневири елип бериш җәрянида, әң чоң нәс басқини пиядә әскәрләр болуп, улар учисиға адди келәңсиз, атомдин вә биохимийилик маддилардин мудапиәлиниш кийимлирини кийип, атом партилиған мәркәзгә пиядә атланди.

- Ғайәт зор чаң тозан долқуни пүтүн йәр - җаһанни қаплап, тағ - деңиз лардин һалқип, ; йәр - зиминни көйдүрүп, һәммини бәрбат қилди. Чаң тозан көтүрүлгән йәрләрни ис - түтәк қаплап, қум - боранлар көтүрүлүп, әтрап бирдинла қараңғулишип кәтти. Пәқәт буйруққа бойсунушнила билидиған әскәрләр һәқиқий йүз бериватқан ишни нәдин билсун ! улар буни пәқәт атом синиқиниң тәқлиди маневири үчүн алаһидә яритип бәргән муһит дәп чүшәнгән иди. Шуңа улар өз һаятиниң қандақ болушидин қәтий нәзәр, батурларчә алға атланди. Җәңчиләр өзлириниң учисидики адди һәм келәңсиз болған атомдин мудапиәлиниш кийимлириниң ядро зийинидин сақлиништа қилчә пайдиси йоқлиғини нәдинму билсун! улар һәтта мудапиәлиниш ниқаби арқилиқ сүмүргән һаваниң радиактиплиқ чаң тозан икәнликиниму қилчә һес қилмиди ! (меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.