Яху ширкити йәнә бир хитай өктичисиниң түрмигә ташлинишиға четилди


2006.04.20
CHINA-INTERNET-POLICE-200.jpg
2002-Йили июлда, хитай сақчиси бир торханини тәкшермәктә. Хитай һөкүмити нурғун пул хәҗләп интернетни тосуш арқилиқ, хәлқниң әркин торға чиқишиға тосқунлуқ қилмақта. AFP

Дунядики әң чоң интернет мулазимәт ширкәтлиридин бири болған яху ширкити йеқинда үчинчи бир хитай өктичисиниң түрмигә солинишиға четилип, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин әйибләнди. Буниң алдида хәлқара мәтбуатлири яху ширкитиниң хитай сақчилириға мухбир ши тав вә интернет язғучиси ли җиға аит учурларни бәргәнлики сәвәбидин бу икки затниң хитай һөкүмити тәрипидин түрмигә ташланғанлиқи һәққидә кәң көләмдә хәвәрләрни бәргән һәмдә бу мәсилә һәққидә америка дөләт мәҗлисидиму түрлүк испат бериш йиғинлири өткүзүлгән. Әмдиликтә болса йәнә бир өктичи хитай һөкүмити тәрипидин соланди.

яху йәнә бир кишиниң бешиға чиқтиму?

40 яшлардики җяң лиҗүн 2003‏- йили "дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш җинайити" билән әйиблинип 4 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған. У 2002‏- йили 11‏- айда хитайдики 200 нәччә нәпәр өктичи затлар билән бирликтә хитай компартийисиниң 16‏- қетимлиқ қурултийиға очуқ хәт йезип, хитай һөкүмитидин 1989‏- йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитигә қайта баһа беришни, сиясий мәһбусларни қоюп беришни, сиясий ислаһатни илгири сүрүш һәмдә хитай компартийисиниң сабиқ рәиси җав зияңниң кишилик әркинликини әслигә кәлтүрүш қатарлиқларни тәләп қилған. Хитай һөкүмити җяң лиҗүн үстидин чиқарған сот һөкүмидә, униңға " зораванлиқ усул билән демократийини әмәлгә ашурмақчи болған" дегән әйибләшләрни артқан.

"Чеграсиз мухбирлар тәшкилати" ниң интернет ишлириға мәсул хадими җулиан пейн әркин асия радиомизға, яху ширкитиниң һәқиқәтән хитай сақчилириға җяң лиҗүнгә аит мәлуматларни бәргәнликини билдүрди.

" Биз билимиз, җяң лиҗүнниң һөкүмнамисида яху ширкитиниң хитай һөкүмитигә җяңниң електир хәт сандуқиға тизимлатқан күнини бәргәнлики йезилған. Лекин биз яхуниң хитай сақчилириға җяңниң електир хәт сандуқиға киридиған мәхпй сифирни бәргән яки бәрмигәнликини билмидуқ"

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: узун өтмәй буниму ашкарилаймиз

Җяң лиҗүн илгири ли йибин исимлик бир дости билән бир хәт сандуқини ишләткән икән. яху ширкити бу һәқтә елан қилған баянатида, бу ли йибин исимлик кишиниң хитай һөкүмити қойған киши болуши мумкинликини көрсәтти. Җяң лиҗүнниң адвукати йәни кишилик һоқуқни қоғдаш ишлиридики атағлиқ адвукат мо шавсоң бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, яху ширкитиниң хитайға җяң һәққидики әң һәл қилғуч учурларни бәргән яки бәрмигәнлики һәққидә өзиниң һазирчә бир немә дийәлмәйдиғанлиқини ейтти.

" Униң дости учур бәрдиму яки башқиларму буниңға мән һөкүм чиқиралмаймән. Лекин мән шуни ениқ ейталаймәнки, бәзи бир қисим испат материяллириниң арисида яхуниң бәзи учурларни бәргини ениқ. Лекин, яху тәминлигән материяллар җяңниң делосида һәл қилғуч рол ойнидиму? дегәнгә һөкүм чиқириш йәнә тәс".

Бирақ "чеграсиз мухбирлар тәшкилати" дики пейн, гәрчә яху хитай сақчилириға җяң лиҗүнниң електир хәт сандуқиниң мәхпий номурини бәрмигән тәғдирдиму, уларниң сақчиларға җяңниң хәт сандуқини ениқлап бәргининиң өзини җяңниң җинайитини тикләштә муһим рол ойниғанлиқини билдүрди. Пейн сөзидә йәнә, яху ширкитиниң йәнә мушуниңға охшаш делоларға четилиш әһвалида тохтилип мундақ деди:

" Хитайдики учур мәнбәлиримизниң бизгә ейтип беришичә, яху ширкити буниңдин башқа йәнә бир қанчә делолардиму хитай сақчилири билән һәмкарлашқан. Бу делолар һазир тәкшүрүш басқучида болғачқа, буни һазирчә ашкарилиғили болмайду. Лекин биз узунға қалмай буларниму чоқум ашкарилаймиз".

"Чеграсиз мухбирлар тәшкилати" идики пейн вә униң бир қанчә сәбдашлири бу йил 4‏-айниң 7‏- күни яху ширкитиниң калифорнийидики баш шитаби алдида яху хадимлириға яхуниң учур тәминлиши сәвәбидин қолға елинған сиясий паалийәтчи ли җиниң инисиниң синалғу лентисини қоюп бәргән. Бу бесим сәвәбидин, яху ширкити 10‏-април күни пейн башчилиғидики вәкилләр билән сөһбәтлишишкә мәҗбур болған. Әпсус сөһбәтниң һечқандақ актип нәтиҗиси чиқмиған.

Биз уларни хитайдики тиҗарәт усулини өзгәртишкә үндәймиз

Пейн сөзидә, уларниң пәқәт яху ширкитидин хитайда тиҗарәт елип барғанда пәқәт пайдинила көзлимәй, принсипниму унтулуп қалмаслиқини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.

" Биз яху ширкитиниң хитайдики електир хәт мулазимәт әсвабини хитайдин йөткәп кетишини үмид қилимиз. Бу әсваб хитайдила болидикән, яху ширкити хитайға ярдәмләшмәй башқа амали йоқ. Биз йәнә яху ширкитигә техиму көп бесим ишлитиш арқилиқ, уларни хитайдики тиҗарәт усулини өзгәртишкә үндәймиз".

Нөвәттә хитай дөләт рәиси ху җинтав америкида зиярәттә болуватқан болуп, у пәйшәнбә күни ақ сарайда президент буш билән көрүшти. Икки тәрәп оттурисидики сөһбәт хитайдики сөз әркинлик вә диний әркинлик мәслилиригичә четилди. Нөвәттә америка дөләт мәҗлисидики бир қисим әзалар америка интернет ширкәтлириниң хитай һөкүмити билән һәмкарлишиватқанлиқиға интайин нарази болуп, улар һәтта бу ширкәтлириниң бу хил һәрикәтлирини чәкләйдиған қанун лайиһисини оттуриға қойған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.