Мәшһур дава қайта сәһнидә


2007.10.17

яху интернет ширкитиниң хитай журналист ши тавниң түрмигә ташлинишидики мәсулийити сүрүштә қилинип ечилған вә 2006 ‏-йили йил 2 ‏-айда яху ширкити гунаһсиз дәп йәкүнләнгән инсан һәқлири даваси, түнүгүн , америка авам палатаси ташқи ишлар комитети тәрипидин йеңидин күн тәртипкә кәлди: яху интернет ширкити, бу йил 11 ‏-айниң 6 ‏- күни америка дөләт мәҗлиси тәрипидин ечилидиған гуваһлиқ йиғинида, мәзкур давада гунаһсизлиқи һәққидә қайтидин мәлумат бериду.

Мәзкур дава , инсан һәқлири көзәткүчилири тәрипидин йеқинқи йилларниң мәшһур даваси дәп қаралған иди. Бу давани мәшһур қилған нуқта, бир журналистниң түрмигә ташлиниши әмәс ,бәлки давада зиянкәшликни бивастә садир қилғучи хитай даирилири шикайәт қилинмай , зиянкәшликкә қошумчә сәвәбчи болғучи яху ширкитиниң шикайәт қилиниши иди.

Ши тавға зиянкәшлик қилғучи яху ширкити әмәс , хитайниң сиясий системиси

Ши тав, хитайдики" заманивий тиҗарәт" намидики бир гезитниң мухбири болуп, у 2004 ‏- йили чәтәлдә нәшр қилиниватқан бир ахбарат торида, хитайда сиясий ислаһат елип бериш зөрүрлүки тәшәббус қилинған бир парчә мақалә елан қилған , бу мақалидики пикирләр , хитай һөкүмити тәрипидин, дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш дәп қарилип, аптор шу йили қолға елинған вә 2005 ‏-йили 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Шуниңдин кейин, җайлардики инсан һәқлири тәшкилатлири ши тавға наһәқ зиянкәшлик қилған хитай һөкүмитини тәнқидлигән ; буниң билән биллә йәнә , яху интернет ширкитини , хитай дөләт бихәтәрлик сақчилириға , ши тавниң интернеттә тизимланған алақидар учурлирини йәткүзүп бериш арқилиқ , мәзкүр зиянкәшликниң шәкиллинишигә сәвәбчи болди дәп әйиблигән иди.

Бултур 2 ‏- айда, америка парламентида бу һәқтә мәхсус гуваһлиқ йиғини ечилған , йиғинда, яху интернет ширкити, хитай даирилири ши тав тоғрилиқ учур игилигәндә , уларниң немә мәқсәттә ениқлиғинини билдурмигәнликини, бу сәвәбтин яхуниңму , ши тавша мунасивәтлик интернет тизимлик учурини сақчиларға бәргәнликини; шуңа ,ши тавға зиянкәшлик қилғучи яху ширкити әмәс, хитайниң сиясий системиси икәнликини оттуриға қойған иди.

Диалог вәхпи һәркәттә

Бу йил 7 ‏-айда , америкиниң калифорнийә штатидики диалог вәхпи намлиқ тәшкилат, , бейҗиң бихәтәрлик сақчилириниң, яху ширкитигә язған бир парчә хетини қолға чүшүргән болуп, у хәттин мәлум болушичә, , бейҗиң сақчилири, яху ширкитигә ениқ қилип , ши тавниң, чәтәлгә дөләт мәхпийәтликини йәткүзгәнликигә аит пакит топлаватқанлиқини уқтурған.

Бу материял оттуриға чиқиш билән, яху ширкити әмди, бултурқи дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ йиғинида ялған гуваһлиқ бәргәнлик әйиплимисигә дуч кәлди , америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң башлиқи том лантосниң билдүрүшичә, яху ширкитиниң мәсуллиридин җәррий яң билән , мичәйл каллаһанға уқтуруш әвәтилгән , улар 6 ‏- ноябирдики гуваһлиқ йиғинида, ши тавниң зиянкәшликкә учришидики мәсулийити һәм бултурқи гуваһлиқ йиғинида ялған сөзләп-сөзлимигәнлики һәққидә толуқ мәлумат бериду.

Уйғур тарихчи тохти музат , язғучи нурмуһәммәд ясинларму түрмидә

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүн хитай журналист ши тавла әмәс, уйғур тарихчи тохти музат , уйғур язғучи нурмуһәммәд ясин қатарлиқ миңларчә мәһбус, пәқәт пикир баян қилғини үчүнла түрмиләрдә йетиватиду, бу зиянкәшликни садир қилғучи хитай һөкүмити болса, инақ җәмийәт бәрпа қилиш вәдисини билдүрүп қурултай ечиватиду; бир ши тавниң зиянкәшликкә учришиға четилип қалған , яху интернет ширкити болса , бу қилмиши үчүн икки йилдин бери, беши дәрттин қутулмайватиду.

Мана бу хитай коммунист партийиси 17 ‏- қурултийида, қәтий әгәшмәйдиғанлиқини билдүрүп өткән ғәрбчә сиясий түзүлмә билән , улар қәтий тәврәнмәйдиғанлиқини билдүргән хитай сотсиялистик түзүминиң пәрқини рошән көрситип берәләйдиған бир пакит болса керәк. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.