Сахта пулға алданған деһқанларниң мәнпәәтини ким қоғдайду?
2007.02.01

Хитайниң ялған пули йеқиндин буян уйғур елиниң атуш, қәшқәр, хотәнниң йезилири һәмдә памир тағлириға җайлашқан бәзи чәт йирақ кәнтләрдә қайтидин тарқалған. Илгириму уйғур елидә ялған пул делолири көп қетим йүз бәргән болуп 2005 - һәмдә 2006 - йиллириму уйғур елиниң мәмликәт дәриҗилик бәзи намрат йеза, кәнтлиригә кәң тарқилип, деһқанлар қолидин 250 миң йүәндин артуқ ялған пул йиғивелинған. Шу йиллири қәшқәр вилайитидики бәзи кәнтләрдинла җәмий 1милйон 700 миң йүән ялған пул байқалған. Булардин көрүнүп туруптики, ялған пул ясиғучи яки тарқатқучилар йирақ чәт йезилардики саддә деһқанларни алдаш обйекти қиливалған.
Деһқанлар алдиниш обйекти болуп қалған
Деһқанларниң ялған пулларни пәрқләндүрүш усули яки әсваблири кона һәм ишәнчилики төвән болғандин сирт, һазир ялған пул ясиғучиларниң техникисиму барғанчә йеңилинип, ялған пулниң сүпитиниму рас пулдин пәрқләндүрүш интайин тәс болуп қалған. Һазир хитайда еқип йүргән ялған пулларни һәқиқий пәрқләндүрәләйдиған машина, әсваб пәқәт банкиларда яки җамаәт хәвпсизлик тармақлиридила бар болуп, адәттики кишиләрму уни асан байқиялмайдикән.
Биз уйғур йезилиридин деһқанларниң ялған пул тарқалғанлиқидин хәвири бар - йоқлуқи, улар пулниң рас- ялғанлиқини қандақ пәрқ етидиғанлиқи, әгәр ялған пулға алдинип қалса кимдин ярдәм сорайдиғанлиқидәк әһвалларни билиш үчүн қәшқәрниң мәлум йезисиға телефон қилдуқ, телефонимиз уланған бир деһқан бу һәқтә сориған соаллиримизни җавабландурди.
Хитай көчмәнлири уйғур деһқанларни алдашни кәсп қиливалған
Уйғур деһқанлардин игилишимизгә қариғанда, уйғур йеза- базарлирида ялған пулниң ямришидики сәвәб, бу ялған пулларниң базири болғанлиқидин әмәс бәлки йеза базарлириға еқип киривалған хитайлар болуп, улар деһқанларниң пулниң рас - ялғанлиқини пәрқләндүрш иқтидариниң төвәнлики һәмдә базар башқуруш вә қанун тармақлириниң мәсулийәтсизликидин пайдиланмақта икән. ялған пулға алданған деһқанлар банкиларға бу пулни қоюш җәрянидила андин алданғанлиқини билидикән. Әпсуски бу чағда улар наһайити кечиккән болуп, банкилар ялған пулни байқиған һаман мусадирә қилидиған болғачқа, бичарә деһқанлар малдинму, пулдинму айрилған болидикән.
ялған пул билән алданған деһқанларниң мәнпәитини ким қоғдайду? уларниң тартқан зиянлириға ким игә чиқиду? бу соалларға йәнила җаваб чиқмиди. Әлвәттә ялған пул техи пүтүнләй йоқитилғини йоқ шундақла ялған пул ясиған һәм деһқанларни алдиған қара нийәтлик җинайәтчиләрму пүтүнләй тутулғини йоқ, ундақта уйғур йезилирида йәнә қанчилик ялған пул еқип йүриду ? сахта пуллар йил бойи әмгәк қилип азғинә кирим қилдим дәп әмди хош болған қанчилик деһқанни қан йиғлитиватиду? йәнә қанчилик деһқанни зиянға учритиду ? бу соалларғиму җаваб йоқ. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики деһқанларниң турмушини яхшилаш үчүн селинған мәбләғ кимләр үчүн ишлитиливатиду ?
- Бир деһқанниң деһқанларниң нөвәттики әһвали һәққидә ейтқанлири (2)
- Бир деһқанниң деһқанларниң нөвәттики әһвали һәққидә ейтқанлири (1)
- Өз терилғу йиридин айрилип қеливатқан деһқанлар барғансери көпәймәктә
- Уйғур деһқанлири өз йезилирида мәвҗут болуватқан мәсилиләр һәққидә тохталди
- Хитай вә уйғур елидики деһқанларниң һәқиқий әһвали қандақ?
- Уйғур деһқанлириниң бай болалмаслиқи уларниң һорунлиқидинму?
- Уйғур деһқанлири һорунлуқидин бай болалмайватамду?
- Хитайдики қанун - түзүмниң йетәрсизлики деһқанларниң наразилиқини күчәйтип муқимсизлиқни пәйда қилмақта
- Ху җинтав келәр айдин башлап дәря вә көлләрдики суни деһқанларға сатмақчи