Хитайниң уйғурларға өзлирини өзлири башқуруш һәққидә бәргән вәдиси бир ялғанчилиқ


2006.12.26

Чәтәлләрдики фалунгоңчиларниң нәшир әпкари, дәп қаралған "The Epoch Times" гезитиниң 17-дикабир күнидики канада нусхисиға "коммунист хитайлар уйғурларға өз-өзини идарә қилиш һоқуқи беридиғанлиқини вәдә қилғаниди" намлиқ мақалә бесилди. Бу мақала дуня уйғур қурултийиниң рәиси вә уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим билән елип берилған сөһбәт асасида тәйярланған болуп, мақалида нөвәттә уйғурларниң маарип, мәдәнийәт җәһәттә һоқуқлиридин айрилип қиливатқанлиқи, кишилик һоқуқ вә сияси һоқуқлириниң еғир һалда дәпсәндә қилиниватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләр оттуриға қуюлған.

Мақалида йәнә өз вақтида хитай мәмликәтлик сияси мәслиһәт кеңишиниң әзаси, нөвәттә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси болған рабийә қадир ханимниң уйғурлар учраватқан зулум вә хорлуқларни дуняға ашкарилаш йүзисидин алаһидә канадаға кәлгәнликиму әскәртилгән.

Аптономийәниң өзи бир алдамчилиқ

Аптор мақалида хитай даирлириниң уйғур яшлирини ассимилятсийә қилиш қәдимини тизлитиш үчүн, уйғурларниң әнәниви милли маарипини түп йилтизидин йоқитиш сияситини йүргүзүватқанлиқини алаһидә әскәртип: "хитай коммунистлири 1955-йили шинҗаң уйғур аптоном раюниниң өз-өзини башқуридиған район икәнликигә капаләт бәргән болсиму, амма улар һазир 17 дин 27 яшқичә болған уйғур яшлирини уйғур раюнида маарип тәрбийси елишиға йол қоймастин, уларни ичкири өлкиләрдики мәктәпләрдә оқутмақта", дәйду. У мақалисидә рабийә қадир ханимниң: "хитай һөкүмити бизниң мол байлиқ мәнбәлиримизни яшлиримизниң маарип ишлириға сәрп қилмайла қалмастин, йәнә бу яшларни башқа өлкиләргә берип тәлим елишқа мәҗбур қилмақта. Университетни пүттүргән уйғур яшлириниң көплири хизмәтсиз қалған болса, ичкиридин кәлгән хитайлар хизмәт пурситигә еришмәктә", дегән сөзлирини нәқил алған.

Мақалида уйғурларниң хитай коммунист һөкүмити дәвридә хилму-хил сияси зулумларға учриғанлиқи, 52-йили елип берилған йәр ислаһати һәриктидә көплигән уйғур бай деһқанлириниң өлтүрүлгәнлики, 1957-йили йәрлик милләтчиликкә қарши туруш нами билән елип берилған һәрикәттә, уйғур зиялилириға зәрбә берилгәнлики, уйғурларниң һазирғичиму иқтисад, мәдәнийәт, тил вә маарипини тәрәққи қилдуруш һоқуқлиридин мәһрум қилиниватқанлиқи, уларниң өз байлиқ мәнбәлирини башқуруш һоқуқи болмиғанлиқи, һәрқандақ бир уйғур бу байлиқ мәнбәлиридин уйғурларниңму пайдилиниши керәкликини тәләп қилғанда, униң даирләр тәрипидин қолға елинидиғанлиқи қатарлиқларни әскәртип өтиду.

Рабийә қадир ханимниң 1997-йили ғулҗида миңлиған уйғур яшлириниң намайиш елип берип, һөкүмәткә наразилиқ билдүргәнликини өз көзи билән көргәнлики тилға елинған мақалида, униң: "уйғур яшлири тинчлиқ йоли билән һәркәт елип барғаниди, амма ахири улар қораллиқ қирғинчилиққа вә тутқунға дуч кәлди. Мән бу инсан қелипидин чиққан зораванлиқларға чидап туралмай қалдим", дегән сөзлиригә орун берилгән.

Хитай сияси мәслиһәт кеңишиниң әзалиқидин кишилик һоқуқ паалийәтчиликигичә

Рабийә қадир ханимниң 1993-йили хитайниң 8-нөвәтлик сияси мәслиһәт кеңишиниң әзаси болғанлиқи, униң сияси һаятидики өзгүрүшләр вә униң бешидин өткән иссиқ-соғуқлар баян қилинған мақалида униң "мән хитай коммунистик партийисиниң милләтләр иттипақлиқи, тинчлиқ вә тәрәққият, дегән тәшвиқатлириға хелила ишәнгәнидим. Чүнки миллитимиз ақ көңүл милләт болғанлиқи үчүн, мән хәлқимниң вәкили болғанлиқимдин хошал болғанидим. Сияси мәслиһәт кеңишиниң әзалиқ орнумдин пайдилинип, уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалини вә нөвәттә уларға қарита йүргүзүливатқан бастуруш сиясәтлирини өзгәртишни мәқсәт қилғанидим. Әйни вақиттики хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири сениң пикриң интайин орунлуқ. Биз бундин кейин сениң пикриң бойичә иш қилимиз. Булар төвәндики асаси қатлам кадирлириниң иши. Мәркәздә һечқандақ мәсилә йоқ, дегәниди. Әйни вақитта мән уларниң сөзигә ишәңәнликим үчүн мәркәздә мәсилә йоқ, һәммә мәсилә йәрликтә, улар бу бигунаһ сияси тутқунларни ахири қуюп бериду, дәп уйғурларға тәшвиқ қилдим. Һалбуки, аридин хели йиллар өткән болсиму, йәнила сөз-мәтбуат, җәмийәтләргә уюшуш, ихтисадий әркинлик берилмиди. Һәтта уйғурлар ахири берип, өзлириниң тили, мәдәнийити вә маарипидин айрилди. Нәтиҗидә мән өз хәлқимни алдиған болдум, чүнки мән хитай коммунистлириға әшәңәнидим", дегән сөзлирини нәқил алған.

Коммунист партийиси билән охшаш көз қарашта болмаслиқниң өзи тәррорист дегәнликтур

Хитай даирлириниң уйғурларни нимә үчүн террорчилиқ вә бөлгүнчиликтә әйибләйдиғанлиқини тонуштурған мақалә аптори рабийә қадир ханимниң: "һәрқандақ бир уйғур коммунист партийә билән пикир бирликидә болмайдикән, униңға террорист, радикал унсур вә бөлгүнчи, дегәндәк қалпақларни кийдүриду. Уйғурлар хитайлар билән инақ өтүшни халисиму, амма хитай даирлири өз пуқралирини уйғурлар билән инақ өтүшкә йол қоймайду", дегән сөзлирини әскәртип өткән.

Бир дөләтниң күчлүк, қудрәтлик болуши үчүн алди билән униң өз хәлқиғә хизмәт қилиши керәклики, хитай һөкүмитиниң ихтисадий җәһәттә күчәйгәндин кейин хәлқниң әмгики, қан-тәрини һәрби күчни тәрәққи қилдурушқа, азсанлиқ миллйәтләрни вә охшимиған сияси көз қараштикиләрни бастурушқа, өзиниң хәлқини езишкә ишлитиватқанлиқи, бундақ һөкүмәтниң узун дәвир сүрәлмәйдиғанлиқини илгири сүргән аптор мақалисини рабийә қадир ханимниң: "мән хитай компартийисиниң рәһбәрлики астида, уйғурларниң адәттики кишилик һоқуқлириниң яхшилинидиғанлиқиға ишәнмәймән", дегән сөзлири билән ахирлаштурған. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.