Асасий мәқсәт йәнила хитайға тақабил туруштур


2007.08.22

082207Jap-India-200.jpg
япон баш вәзири шинзо абениң һиндистан парләментиға бәргән нутқидин кейин, у, һиндистан баш министери манмохан сигнх билән мухбирларниң суалиға җавап бәрмәктә. AFP PHOTO/Findlay KEMBER

Шинзо абениң бу нөвәтлик һиндистан зияритиниң, бу икки дөләт арисидики сода һәмкарлиқини күчәйтишни мәқсәт қилғанлиқи оттурға қоюлуватқан болсиму, әмма, икки дөләт арисидики сода мунасивәтлирини күчәйтиш абениң бу қетимлиқи зияритиниң асаслиқ мәқсәт әмәстәк көрүнмәктә.

Абе һиндистан билән японийиниң өзара мунасивәтлирини техиму күчәйтиштә истратегийилик вә йәршари характерлик һәмкарлиққа еһтияҗлиқ икәнликини тәкитлигән.

Шинзо абе һиндистан парламентида бил килинтондин кийин нутуқ сөзлигән тунҗи чәт әл рәһбири

Бу абениң баш вәзирлик вәзиписигә тәйинләнгәндин буянқи тунҗи һиндистан зиярити болуп һесаблинидикән.

японийә баш вәзири шинзо абеға һиндистан парламентида сөзгә чиқиш шәрипи берилгән болуп, игилишимизчә, шинзо абе сабиқ америка президенти бил клинтон 2000- йили һиндистан парламентида нутуқ сөзлигәндин буян һиндистан парламентида нутуқ сөзлигән тунҗи чәтәл рәһбири икән.

Шинзо абе һиндистан парламентида японийиниң һиндистанни "бир дост һәм шерик" сүпитидә "қайтидин" тонуп йәткәнликини оттуриға қойған. Вә, бу асиядики икки демократик дөләтләр арисида техиму йеқин бихәтәрлик иттипақи түзүшни ойлишип қоюшни һиндистан парламент әзалириниң сәмигә салған.

Америка авази радиосида, абениң сөзлиридин нәқил елип көрситишичә, у, пүтүн асия вә тинч окян районида"әркинлик вә гүллиниш йерим чәмбирики" шәкилләндүрүшни оттуриға қойған һәм : "бу издинишлиримизниң ғәлибилик болушида, японийә билән һиндистанниң истратегийилик вә йәр шари характерлик һәмкарлиқи интайин муһим" дегән. У йәнә, японийә вә һиндистанниң мушу ғайә үстидә бирликкә келиши билән асиядики бу ғайәт зор мунасивәт тори йейилип, америка вә австралийини өз ичигә алған пүткүл тинч окян райониға тәрәққият елип келидиғанлиқини көрсәткән.

японийә баш вәзири шинзо абе йәнә, һиндистан баш министири манмахан синг билән көрүшкән һәмдә ядро енергийиси һәққидиму сөзлишиш тоғрисида вәдиләшкән.

Сода иқтисад зиярәтниң муһим муддиаси

Шинзо абениң кәйнидин, японийиниң, тойота, митсубиши, канон вә һитачи ширкәтлирини өз ичигә алған сода өмики йетип кәлгән.

Мәлум болушичә, абе әпәнди билән японийә юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлиридин 200 нәпәр киши кәлгән болуп, 22- авғуст чаршәнбә күни японийә, һиндистан билән болған сода алақисини кәлгүси уч йил ичидә йәнә бир һәссидин көпрәк ашуруп, һазирқи 8 милярд доллардин 20 милярд долларға йәткүзүшни бекиткән.

Сәйшәнбә күни кәчтә баш вәзир шинзо абе әпәнди: "һазир бу икки дөләтниң мунасивити техиму қоюқлашти, вә кеңәйди. Буни бәш йилниң алдидикигә селиштуруш һәргиз мумкин әмәс" деди. У йәнә: "ишинимәнки бизниң бу күчәйтилгән мунасивәтлиримиз дуня тинчлиқи үчүн хизмәт қилиду" дәп көрсәтти.

Асасий мәқсәт йәнила хитайға тақабил туруштур

Әмма анализчилар, японийә билән һиндистанниң истратегийилик мунасивәтләрни техиму илгири сүрүштики мәқсити хитайға қарши турушни нишан қилған болуши мумкин дәп қарашмақта.

Б б с ташқи мунасивәтләр тәһлилчиси мухбири җонасан маркусниң қаршичә, асия райониниң сиясий әндизисидә өзгириш болуватқан һазирқи пәйттә, бези дөләтләр, болупму японийә асия районида йеңи мунасивәт тори орнитишни халайдикән. Униң қаришичә, йәнә, әгәр бу йәң мунасивәт ториниң мәқсити хитайни чәкләш болмиған тәқдирдиму, һеч болмиғанда мәзкур районда баш көтүрүлүватқан хитайға тақабил туруш икән.

Йеқиндин буян, америка, японийә, вә австралийә қатарлиқ иттипақдаш дөләтләр өзара һәрбий мунасивәтни күчәйтип кәлмәктә.

Җонасан маркусниң көрситишичә, бу йил май ейида филиппин пайтәхти манилада елип берилған асия-тинч окян дөләтлири рәһбәрлириниң учришишида, һиндистан тунҗи қетим австралийә, японийә вә америка рәһбәрлири бир йәргә җәм болуп, истратегийилик һәмкарлиқини күчәйтиш тоғрида диалог елип бериш мумкинчилики үстидә муһакимә елип барған.

Әмма, б б с да, америка массачусетс технологийә университетниң профессори ричард самуелс әпәндиниң ейтқанлирини нәқил кәлтүрүшичә, самуелс профессори, бу хил иттипақ һәққидә сөз ечишниң сәл бурун икәнликини оттуриға қойған. У өзиниң "японийини қоғдаш" дегән китабида японийә һөкүмитиниң японийини қоғдаш тәпәккур әндизисини үзлүксиз һалда өзгәртип келиватқанлиқини тәкитлигән.

Америка-японийә йеңи мудапиә мунасивити қуруп чиқмақчи

юқириқи төт дөләт иттипақи һәққидә тохталған профессор ричард самуелс : "мениңчә бу пәқәт бир хил издиниш. Әмма буниң кәйнидики мәқсити ениқ. Болупму, японийә вә америкиниң бу җәһәттә ишинишкә алаһидә қизиқиду. Бу дөләтләр, бир хил йеңи мудапиә мунасивити қуруп чиқиш мумкинчилики үстидә издиниватиду" дәйду.

Навада мушундақ бир мудапиә шәкилдики һәрбий иттипақ мунасивәт тори шәкиллинип қалса, ундақта бу һәмкарлиқ тори кимгә қаритилған? дегән тема үстидә тәһлил елип барған б б к ташқи мунасивәтләр мухбири, "ениқки, хитайниң һәрбий тәрәққияти бу төт дөләтни йеңидин һәрбий мунасивәтләр тори шәкилләндүрүшкә интилдүрүватқан бир амил" дәп көрсәткән вә хитайниң үзлүксиз ечиватқан иқтисади күчи вә дипломатик тәсириниңму буниңдики йәнә бир муһим амил икәнликини оттуриға қойған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.