Японийилик аял мутәхәссис, уйғурларниң вәзийитини японийә хәлқигә аңлатмақта
2006.04.26
японийилик мутәхәссис наока ханим, 1998 - йили японийидин, бейҗиң хәлқ университетиға хитай тарихи өгиниш үчүн барған, у 2000 - йилиға қәдәр бейҗиңда туруш җәрянида бир уйғур композитор билән тонушуп, униң билән муһәббәтлик бир һаят қайнимиға чөккән. Әпсус бу уйғур йигит түрлүк сәвәбләр түпәйли зәһәрлик чекимликкә өгинип қилип, өзини чин дилидин сөйгән наоко ханимни толиму азаблиған, гәрчә наокоа ханим оғул достини бу йолдин қутулдуруш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, ахири буниңға аҗизлиқ қилип, достидин айрилишқа мәҗбур болған.
Бирақ наоканиң муһәббити, униң уйғур миллитигә қизиқишини һәссиләп ашуруп, униң қәлбидә чоңқур тәсир қалдурди. Шундин етибарән наоко қәйәрдә уйғур болса шу йәргә берип, уйғурларни әһвали һәққидә издәнди.
Наоко ,японийә мәркизи университетиниң лектори йәни мәзкур мәктәпниң иқтисад факултетиниң оқутқучиси болсиму, лекин һазир у көп вақтини уйғур тәтқиқатиға сәрп қилмақта.
Наоко техи йеқиндила америкиға келип, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим билән учришип, бир қанчә күн сөһбәт өткүзгәндин кейин, японийигә қайтип берип, японийидә чиқидиған мәшһур сиясий жорналда " рабийә қадирниң әслимлири" дегән әсирини елан қилди.
Униң ейтишичә, мәзкур әсәр японийә хәлқиниң уйғурларни чүшиниши үчүн муһим рол ойнап, нурғун японийиликләрниң уйғурларға болған қизғинлиқини ашурған.
Наока ханим, бизниң зияритмизни германийиниң мунхен шәһиридики , дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса әпәндиниң ойидә қобул қилди. Униң ейтишичә, уйғурлар интайин меһман дост, ақ көңүл бир хәлқ икән, у " мән қәйәргә бармай мени уйғурлар интайин қизғин қарши алди, түркийидә болсун, америкида болсун , гәрчә хитай һөкүмити уйғурларни террорчи дәп әйиблигән болсиму, буниң тамамән хата икәнлики маңа аян, уйғурлар һечқачан террорчи әмәс бәлки улар тинчлиқпәрвәр бир хәлқ" деди.
Германийидики паалийәтлири тоғрисида тохталған наока ханим сөзини, " мән долқун әйса әпәндиниң ярдими астида, сиясиюн , дипломат әркин алптекин әпәнди вә германийидики уйғурлар билән тонушуп чиқип, японийә хәлқигә йәниму ичкирилигән һалда уйғурларни тонуштурмақчимән, болупму, чәтәлләрдә тинчлиқ йоли билән уйғур давасини дуняға аңлитиш үчүн хизмәт көрситиватқан уйғурлар һәққидә әсәр йезишни, юқирида тәкитләп өткинимдәк, японийә хәлқигә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини аңлитишни өзәмниң муқәддәс бурчи дәп билдим " дәп аяқлаштуриди. (Әқидә)