Хитайниң "баш көтүрүш" һәрикити вә шималий корийиниң ядро қоралларни тәрәққи қилдуруши японийини қанун ислаһати елип беришқа мәҗбур қилди
2006.12.15

Хәвәрләргә асасланғанда, 2007 - йили 1 - айдин башлап, японийиниң мудапиә сестимиси "вазарәт" дәриҗисидин "миниситирлиқ" дәриҗисигә көтүрүлүп, униң министири дөләт мудапиә минисситирилиқ салаһийәткә һәм мустәқил һалда малийә хам чоти түзидиған имтиязға игә болидикән.
Иккинчи дуня урушидин кейин японийидә йүз бәргән тунҗи қанун ислаһати
Бирләшмә агентлиқиниң токйодин хәвәр қилишичә, японийидики консериватиплар һөкүмити йеқинда, японийиниң мудапиә сестимисини "вазарәт" дәриҗисидин "миниситирлиқ" дәриҗисигә көтүрүш вә мәктәпләрдә вәтәнпәрвәрликни риғбәтләндүрүштин ибарәт йеңи өзгириш пәйда қилди. Бу өзгиришниң алдинқиси 1945 - йили иккинчи дуня уруши ахирлашқандин буян иҗра қилиниватқан японийиниң "тинчлиқ қануни" ға тунҗи қетим түзитиш киргүзгәнлик; иккинчииси, 1947 - йилидин буян давамлишиватқан японийиниң маарип қануниға тунҗи қетим түзитиш киргүзгәнлик болуп һесаблиниду. Бу ислаһат һазирқи японийә баш миниситри шинзо абе әпәнди көрсәткән тиришчанлиқниң нәтиҗиси.
японлуқлар "һазир иҗра қилиниватқан тинчлиқ қануни тәһдиткә учриди" дәп қариған
японийидә чиқидиған "кйото хәвәрлири" дә баян қилинишичә, японлар өз дөлитиниң һазирқи мудапиә сестимиси чәттин келиши мумкин болған учтумтут һуҗумға тақабил турушқа мувапиқ әмәсликини һес қилғанлиқитин, японийидә мудапиәгә даир ишларға қайтиидин баһа берилгән. японийидә һазир хәлқ ичидә "иккинчи дуня урушидин кейин иҗра қилиниватқан тинчлиқ қануни тәһдиткә учриди" дәйдиған көз қараш болғанлиқтин, 12 - айниң 15 - күни японийә парламинтиниң юқирий палатасида, японийиниң мудапиә сестимисини "вазарәт" дәриҗисидин "миниситирлик" дәриҗисигә көтүрүш вә мәктәпләрдә вәтәнпәрвәрликни риғбәтләндүрүш һәққидики тәклип лайиһиси мақулланған.
Әмди чәтәлләрдә һәрбий вәзипә өтәш япон қисимлириниң асаслиқ бурчи
Б б с ниң хәвәр қилишичә, японийидә елип берилған бу қетимқи қанун ислаһатиға асасланғанда, японийиниң "өзини қоғдаш әтрити" дәп атилидиған һәрбий қиисмлириниң ирақ, афғанистанларда һәрбий вәзипә өтиши яки б д т ниң тинчлиқ сақлаш қисимлириға қатнишиши уларниң асаслиқ бурчи дәп һесаблиниду. Буниңдин бурун қошумчә вәзипә дәп һесаблинатти. Шундақла, буниңдин бурун йәнә, әгәр японийиниң әтрапида җиддий әһвал йүз бәрсә, японийә пәқәт америка қисимлириға арқа сәп тәминати йәткүзүп беришила керәк иди.
Мулаһизичиләрниң баян қилишичә, хитайниң "баш көтүрүш" һәрикити вә шималий корийиниң ядро қораллирини тәрәққи қилдуруши японийигә тәһдит болуп, японийидә һазирқидәк миллий кәйпиятниң әвҗ елишиға сәвәбчи болди вә японийини қанун ислаһати елип беришқа мәҗбур қилди.
японийиидки қанун ислаһатидин хитай қайғурмақта
Хитайда чиқидиған "хәлқ гезити" дә 12 - айниң 14 - күни "һәрбий көзәткүчи" намида елан қилинған мулаһизидә баян қилинишичә, японийиниң баш миниситири шинзо абе әпәнди 10 - айниң 29 - күни японийиниң өзини қоғдаш әтрити өткүзгән һәрбий паратни қобул қилғанда, японийидә мудапиә сестимисини "вазарәт" дәриҗисидин "миниситирлиқ" дәриҗисигә көтүрүш һәққидә қоюлған тәклип лайиһисиниң парламинтта музакирә қилиниватқанлиқини җакарлиған. 10 - Айниң 30 - күни, японийиниң ташқи ишлар министири таро асо әпәнди "японийә ядро қораллирини ишләпчиқириш қабилийитигә игә" дәп җакарлиған. Һазир японийидә асасий қанунни өзгәртиш үчүн пүтүн хәлқ аваз қоюш паалийити давам қиливатиду.
Мәзкур мақалидә баян қилинишичә йәнә, "иккинчи дуня урушида японийә мәғлуп болғандин кейин түзүлгән "тинчлиқ қануни" буйичә, японийиниң уруш қилидиған һәрбий күчләрни тәсис қилиши мәний қилинған иди. Шуңлашқа японийә 1954 - йили өзини қоғдаш әтрити қурған иди. 2001 - Йилиға кәлгәндә, японийидә бу қанунни өзгәртиш үчүн тәтқиқат гурупписи қурулди. Шуниңдин башлап һазирға қәдәр, японийиниң өзини қоғдаш әтритиниң сүпити пүтүнләй өзгирип болди.
Мәзкур гезиттә елан қилинған шаңхәйдики хәлқаралиқ мәсилиләрни тәтқиқ қилидиған мутәхәссис лю хуңбинниң мақалисидә баян қилинишичә, йеқинда японийиниң мудапиә сестимисида дәриҗә өрлитиш йүз бәргәндин кейин, әмди японийиниң өзини қоғдаш әтрити америкиниң "әпсун чәмбири"дин қутулуп, чегридин чиқип уруш қилидиған армийигә , японийә өзи болса иккинчи дәриҗилик һәрбий дөләткә айланди. Бу өзгириш хитай-япон мунасивити вә шәрқий асия вәзийитигә бивастә тәсир көрситиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Охшимиған дөләт яки милләтләр ара тоқунуш пәйда қиливатқан тарихий мәсилиләрни һәл қилишниң йеңи чариси
- Шәрқий деңиздин нефит гази ечиш буйичә япон-хитай оттурисидики ихтилап техичә мәвҗут
- Мутәхәссисләрниң японийә мудапиә назарити доклати һәққидики қарашлири
- японийә - хитай башлиқлар сөһбити кечиктүрүлди
- Хитай -японийә мунасивитидики сияси соғуқчилиқ түпәйлидин иқтисадий мунасивәт тохтамду?
- японийә билән хитай һәрбий тәйярлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай билән японниң шәрқий деңиздики нәфитлик талаш - тартишидин уруш келип чиқамду яки һәмкарлиқму?