Профессор сеиҗи: қундуз, хитайниң уйғур миллий һәрикитигә қоюлған бихәтәрлик аппарати
2012.12.14

Әмма 2010 - йилдин башлап хитайниң осакадики консулханисиға қундуз йүсүпниң туюқсизла муавин консул қилип тәйинлиниши японийидики уйғурларниң вә шундақла японларниң гуманини қозғимақта. Бу һәқтә японийидики уйғурлар вә японлар өзлириниң охшимиған қарашлирини баян қилмақта.
Осакадики бир уйғур, қундуз йүсүпниң туюқсизла хитай консулханисиға муавин консул болуши вә тохтимай паалийәт елип беришидин гуманлинидиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханимниң 2009 - йили 10 - айда японийидики икки һәптилик паалийитигә мәсул болған профессор сеиҗи әпәнди әйни чағда хитай әлчиханиси вә консулханисиниң мәзкур паалийәткә көрсәткән қаршилиқлири һәққидә тохталди:
- Биз, японийидики он университетиниң профессорлири мәслиһәтлишип, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни “йипәк йолидики әҗдиһа билән елишқан уйғур аниси” дегән темида доклат сөзләшкә тәклип қилдуқ. Доклат асаслиқи токйо, осака, кюдо вә кагошима қатарлиқ шәһәрләрдики мәктәпләрдә иди. Рабийә қадир ханимниң японийидә доклат бериш паалийити һәққидики учур тарқилиш биләнла,хитайниң токйодики баш әлчиханиси, һәрқайси шәһәрләрдики консулханиси вә шундақла мәктәпләрдә хизмәт қиливатқан бир қисим хитайлар җиддий һәрикәткә өтти. Улар мәктәп мудирлири билән көрүшүш арқилиқ бу паалийәтни йоқ қилмақчи болди. Улардин бири мән билән көрүшүп:
- Рабийә қадир террорчи, уни японийигә тәклип қилишқа болмайду, - деди. Мән:
- Сиз хата чүшинип қапсиз, рабийә қадир террорчи әмәс, у мустәбитләр билән җәң қилғучи җәңчи, - дедим. У:
- Рабийә қадир хитайниң дүшмини, - деди. Мән :
- Рабийә дуняниң дости, - дедим. У мениң гәплиримгә чидимай:
- Әгәр сиз рабийәни тәклип қилип, мәктәпниң дәрвазисидин киргүзсиңиз, хитай оқуғучилар бу мәктәптин чекиниду. Бу мәктәпкә хитайдин оқуғучи кәлмәйду, силәр иқтисадий җәһәттин вәйран болисиләр, - деди. Мән:
- Бу мәктәп 70 йилдин ошуқ тарихқа игә, хитай оқуғучилар кәлмәстиму, мәвҗут иди, - дедим. У ахири орнидин дәс туруп :
- Хитай оқуғучилар мәктәптә рабийә қадирға қарши намайиш қилиду, - деди. Мән :
- Хитай оқуғучилар мәктәп қануниға хилаплиқ қилса, уларни мәктәптин һәйдәймән, - дедим. Улар ялғуз мән биләнла әмәс, пүткүл саһибхан мәктәпләр билән шундақ сөһбәттә болған вә тәһдит салған иди. Әлвәттә, хитай һөкүмитиниң, уйғур һәрикитиниң японийидики тәсиридин әнсирәп осакадики хитай консулиға қундуз йүсүпни дәрһал муавин консул қилип әвәтиши, қундуз йүсүпниң японийидики уйғур миллий һәрикитигә қоюлған хитайниң бихәтәрлик аппарати икәнликини чүшәндүрүп бериду.
Зияритимизни қобул қилған осакадики мәлум бир университетниң докторлуқ курсида оқуватқан бейҗиңлиқ хитай оқуғучи, һазирғичә осакадики хитай консулханисиниң һечқандақ бирәр паалийитигә тәклип қилинип бақмиғанлиқини билдүрди.
Бейҗиңлиқ хитай оқуғучи мундақ деди: яқ, мән пәқәтла тәклип қилинип бақмидим. Мән билидиған башқа хитай оқуғучиларму һәм шундақ.
Ундақта бейҗиңлиқ хитай оқуғучиларниң консулханиға тәклип қилинмаслиқи, әмма қундуз йүсүпниң уйғурларни көпләп консулханиға тәклип қилиши, немини чүшәндүриду? бу соалимизға осакадики бир уйғур өз қарашлирини баян қилди.
Қундуз йүсүпниң японийидики иш - һәрикәтлиригә узундин буян диққәт қиливатқан уйғур тәтқиқатчиси каори ханим өз пикирлирини баян қилди.
Каори ханим мундақ деди: қундузниң японийидә уйғур һәрикитини тосуши әсла мумкин әмәс, болупму японийидики алий мәктәпләр өз алдиға мустәқил иш көриду, алий мәктәпләр кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә һәр даим қучақ ечип туриду.