"Уйғурлар хитайниң төмүр тапини астидин әркинлик издимәктә"


2007.02.27

Д у қ паалийәтлириниң йилдин йилға җанлинип бериши, болупму уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң қурултай рәисликигә сайланғандин кейин елип барған паалийәтлири ғәрб мәтбуатлирида кәң орун елиш билән биргә, техиму көплигән дөләтләрдики алимларниң вә тәшвиқат органлириниң уйғурларға болған қизиқишини һәссиләп ашурмақта.

Уйғурлар мәсилиси японлуқ зиярәтчиләр вә тәтқиқатчилар үчүн йеңи мәсилә бомисиму, японийә мәтбуатлири үчүн натонуш тема һалитидә туруп кәлгән иди. 2006 – Йили ноябирда д у қ баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң алаһидә тәклип билән японийидә бир һәптә зиярәттә болуши, уйғур миллий ирадисиниң японийә мәтбуатлири арқилиқ японийә хәлқигә тонулишиниң йолини ачқан.

Муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитиниң рәһбәрлик оргини болған д у қ ниң бир вәкилиниң японийини зиярәт қилиши билән башланған уйғурлар һәққидики бәс муназирә вә муһакимиләр, бүгүн японийә мәтбуатлирида қиззиқ темиға айланған. Алдинқи йерим йил ичидә японийидики даңлиқ гезит – жорналларда уйғурларға аит 10 парчидин артуқ әсәр елан қилинип, уйғурларниң кимлики, нөвәттики тәқдири вә келәчики һәққидә кәң учурлар берилгән.

японийидики даңлиқ гезитләрдин бири болған "ашами шимбу" гезитиниң 1 – айниң 27 – күнидики япончә санида д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиниң японийә зиярити вә уйғурлар мәсилиси тонуштурулған иди. Мәзкур гезитниң 2 – айниң 21 – күнидики инглизчә санида йәнә бир парчә әсәр әлан қилинған. Бу әсәрниң нами „уйғурлар хитайниң төмүр тапини астидин әркинлик издимәктә" дәгәндин ибарәт болуп, әсәрниң баш қисмиға долқун әйса әпәндиниң доппа кәйгән һалда тартилған сүрити чоңайтип берилгән.

Әсәрниң аптори катсухико шимизу әпәнди болуп, у уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң чәтәлләрдики бирдин вәкаләтлик оргини болған д у қ һәққидә, униң рәиси рабийә қадир ханим һәққидә қисқичә изаһат берип өткәндин кейин, қурултай баш катипи долқун әйса әпәндиниң японийә зиярити җәрянида қилған сөзлири һәққидә тохталған вә уйғурларниң нөвәттики ечинишлиқ тәқдиридин мәлумат бәргән. Долқун әйса әпәндиниң тәрҗимиһали әсәрниң ғол бир салмиқини игилигән.

"Уйғурлар хитайниң төмүр тапини астидин әркинлик издимәктә" намлиқ бу әсәрдә, тунҗи қетим уйғурларниң бир вәкилиниң японийидә зиярәттә болғанлиқини, бу вәкилниң пикирлири арқилиқ японийә хәлқи вә мәтбуатиниң уйғурларниң хитай ассимилятсийисигә, хитайниң мәдәнийәт қирғинчиқилиқиға учраватқанлиқини билип йәткәнлики әскәртилгән. Шундақла бүгүнки уйғурларниң мәдәнийәт һәқлири, сиясий һәқлири, диний һәқлири, иқтисади һәқлири вә башқа барлиқ зөрүр һәқлириниң хитайниң төмүр тапини астида дәпсәндә қилиниватқанлиқи оттуриға қоюлған. Әсәрдә йәнә уйғурлар 11 – синтәбир тәррорлуқ вәқәсидин илгири „бөлгүнчи" атилип җазаланған болса, бүгүн тәррочи атилип җазалиниватқанлиқи, уйғурларниң һәқсиз тутқун қилишларға, әмгәк билән өзгәртиш мәйданлирида әғир җисманий зулумларға учраватқанлиқи әскәртилгән.

Әсәр аптори катсухико шимизу әпәнди „уйғурлар хитайниң төмүр тапини астидин әркинлик издимәктә" намлиқ мақалисида уйғурларниң 1933 – йили вә 1944 – йили икки қетим мустәқил җумһурийәт қурғанлиқини, бүгүнки уйғурларниң әнә шу мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүш үчүн күрәш қиливатқанлиқини қистуруп өткән һәмдә д у қ ниң уйғурларниң федератсийә шәклидики демократик бир тәшкилати икәнликини, бу тәршкилатниң тинчлиқ вастилири арқилиқ күрәш қилип, дуня җамаитиниң һимайисигә таянған асаста өзлириниң игилик һоқуқини әслигә кәлтүрмәкчи боливатқанлиқини алаһидә изаһлиған.

Уйғурларға вә уйғур тәшкилатлириға аит бундақ хәвәрләр бүгүнки күндә ғәрип мәтбуатлирида көп көзгә чәлиқмақта. Нурғунлиған чәтәлликләр д у қ баш шитабиға келип, уйғурлар һәққидә мәлумат игиләшкә тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.