Рабийә қадир ханим японийиликләрни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди
2007.11.09
японийә, пәйшәнбә күни, бир уйғур рәһбириниң токйода шәрқий туркистан мәсилисигә көңүл бөлүш вә бу мәсилини японийә ташқи сияситигә киргүзүп, хитай билән өткүзидиған сөһбәтлиридә оттуриға қоюлидиған мәсилиләр қатарида муамилә қилиш чақириқиға дуч кәлди. Бу бир уйғур рәһбириниң 2 - дуня урушидин кейин тунҗи қетим японийини зиярәт қилип, японийә җәмийитигә уйғурларға ярдәм қилиш тоғрисида хитап қилишидур.
" Уйғур мәсилисигә көңүл бөлүш японийиниң виҗдани бурчи"
японийидә зиярәттә боливатқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, пәйшәнбә күни японийә мәмликәтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтивелиш йиғини чақирип, уйғурлар тоғрисида доклат сунди һәмдә мухбирларниң суаллириға җаваб бәрди шундақла уйғурларниң хитай компартийиси һөкүмранлиқида оз тарихидики мислисиз еғир зулумға дучар болғанлиқини баян қилди вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини "етник тазилаш" һәрикити, дәп әйиблиди.
Рабийә қадир ханим доклатида японийини хәлқара мәсилиләрдә техиму актип рол ойнашқа чақириш билән биргә, " уйғур мәсилисигә көңүл болуш асиядики бирдин - бир демократик дөләт болған японийиниң виҗдани бурчи, дәп қарайдиғанлиқини әскәртип, японийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә диққәт қилиш билән чәклинипла қалмай, йәнә төвәндики саһәләрдә уйғурларға яр - йөләк болалайдиғанлиқини, болупму уйғур тәшкилатлириға иқтисадий ярдәм бериш, уйғур оқуғучилирини қобул қилишни көпәйтиш вә виза рәсмийәтлирини аддийлаштуруш қатарлиқларда ярдәмчи болалайдиғанлиқини билдүрди.
" Хитайниң уйғурларға қарши ассимилятсийә сиясити ахириқи йилларда 'етник тазилаш' түсини алди "
Йиғинда хитай даирилирини йеқинқи 60 йил мабәйнидә уйғурларға қарши ассимилятсийә сиясити йүргүзүш билән әйиблигән рабийә қадир ханим, бу сиясәтниң ахириқи йилларда "етник тазилаш" туси алғанлиқини әскәртип, хитай даирилириниң уйғурларға йүргүзиватқан миллий мәктәпләрни хитайчилаштуруш, той қилиш йешидики уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә мәҗбурий йөткәш, туғутни чәкләш, динсизлаштуруш, хизмәт пурсити бәрмәслик, көчмәнләрни йөткәш, һашар әмгики қатарлиқлар бу "етник тазилаш" сияситиниң бир қисими, дәп көрсәтти.
Рабийә қадир ханим, " әгәр хитайниң нийити дурус болса, немә учун хәнзу көчмәнләрни шәрқий түркистанға йөткәватқан хитай һөкүмити, уйғур қизлирини ичкиригә әкитиду ?" деди. Рабийә ханим японийилик мухбирларға уйғурлар учраватқан ғәйри инсанпәрвәрлик муамилиси түпәйли уйғур тәшкилатларниң бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилғанлиқини, әгәр хитай бу олимпикни ғәлибилик өткүзүвалса, уйғурларға қаритилған бесим вә бастурушниң техиму күчийиш еһтимали барлиқини һәм бу әһвалда бир қисим тәшкилатлар билән олимпик йиғинини байқут қилиш һәрикити қанат яйдуруватқанлиқини әскәртти.
" Олимпик йиғини хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашниң бир пурсити"
Хитай һөкүмити хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң болупму кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш, чегрисиз мухбирлар вә хәлқара мухбирларни қоғдаш комитети қатарлиқ органларниң бейҗиң олимпик йиғини җәрянида кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинликигә капаләтлик қилиш вәдисини әмәлдә көрситиш һәққидики бесимиға дуч келиватиду. Лекин бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш мәсилисидә японийә кәчүрүм тәшкилатиниң пикири байқутчилар билән бирдәк әмәс. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати японийә шөбисиниң мәсули таринаканиң әскәртишичә, кәчүрүм тәшкилати олимпик йиғининиң бейҗиңда өткүзүлүшини хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашниң бир пурсити, дәп қарайдикән.
Таринака японийә мәмликәтлик ахбарат кулубидики мухбирларни күтивелиш йиғининиң дәм елиш арисида мухбиримизға мундақ дәйду: "японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилати бейҗиң олимпик йиғинини бир пурсәт, дәп қарайду. Биз бу мәсилигә муамилә қилғанда тактика җәһәттин хитайни олимпик йиғини җәрянида кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишиға һәйдәкчилик қилиштики бир ғәнимәт супитидә қараймиз. Биз олимпик йиғиниға қарши әмәс. Лекин бу биз олимпик йиғининиң бейҗиңда өткүзүлүшини қоллаймиз дегәнлик әмәс. Биз хитайға әгәр силәр олимпик йиғини өткүзимиз дәйдикәнсиләр, у чағда кишилик һоқуқи хатирисини яхшилишиңлар керәк демәкчи" дәп көрсәтти.
" японийә парламентида тибәт вә уйғурларниң вәзийитигә көңүл болидиған кишиләр бар "
Рабийә қадир ханимниң мәмликәтлик ахбарат кулубидики мухбирларни күтивелиш йиғини японийидики мәмликәтлик мәтбуатларниң қизиқишини қозғап, йиғинға японийә маиничи гезити, кйото ахбарат агентлиқи, ниппон телевизийә қанили, йомиори шәнбун, санкәи шәнбун гезитлири, җиҗи ахбарат агентлиқи, тбс телевизийә қанили қатарлиқ мәмликәтлик чоң гезит, радио вә телевизийә қаналлириниң һәммиси дегүдәк мухбир әвәтти.
японийә тарихий сәвәбләр түпәйли қошна дөләтләр билән болған мунасивәтләрдә, болупму хитай билән болған мунасивәтләрдә наһайити еһтият қилидиған дөләт болуп, уйғур мәсилиси йеқинқи йиллардин бери японийидики қисмән бир қисим аммиви тәшкилатларниң қизиқишини қозғиған болсиму, лекин японийә һөкүмити һазирға қәдәр уйғур мәсилисини ашкара тилға елип баққан дөләт әмәс. японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики тәринака, буниң сәвәбини японийә билән хитай арисидики алақиниң наһайити сәзгүр икәнлики билән мунасивәтлик, дәп көрсәтти.
Тәринака, " японийә һөкүмитини уйғур мәсилисигә көңүл бөлиду, дегили болмайду. японийә хитайниң мәмликәт ичидики кишилик һоқуқи вәзийити вә башқа сияси мәсилә һәм өзгиришләргә диққәт қилидиған болсиму, лекин йәнила наһайити еһтият қилиду. Чүнки мениңчә буниңдики әң муһим сәвәбләрниң бири, хитай һөкүмити билән японийә арисидики сиясий сүркилиш билән мунасивәтлик " дәп көрсәтти. Тәринаканиң әскәртишичә, японийә парламентидики оңчи күчләр хитайға қарши болсиму, йәнә бәзи парламент әзалири хитай билән болған мунасивәтниң бузулушини халимайдикән. Лекин тәринака, японийә парламентида тибәт вә уйғурларниң вәзийитигә көңүл болидиған кишиләрниң барлиқини әскәртип, "әпсуски, уйғур мәсилиси парламенттики партийә - гуруһлар ичидә улар көңүл бөлгидәк дәриҗидә тонулған әмәс "дәйду.
" Уйғур мәсилиси японийиниң бихәтәрлик мәсилисигә берип тақилидиған мәсилидур "
Рабийә ханимниң японийилик мухбирларға әскәртмәкчи болған йәнә бир нуқти нәзири, уйғур мәсилиси кишилик һоқуқ билән чәкләнмәйдиған мәсилә болупла қалмай, бу йәнә японийә вә хитайға қошна дөләтләрниң бихәтәрлик мәсилисигә берип тақилидиған мәсилидур. У бир мухбирға "өз хәлқиниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатқан, уларни қирғин қиливатқан, мәдәнийитини йоқитиватқан бир дөләт японийә учун һечбир вақит бихәтәр дөләт болалмайду "деди.
Рабийә қадир ханимниң японийә зияритини японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилати оюштурған болуп, униң сәпири мушу ай ичидә японийини зиярәт қилидиған тибәт роһани даһиси далай лама, тәйвән гоминдаң партийисиниң рәһбири ма юңҗю вә тәйвән мустәқилчи гуруһи демократийә - илғарлиқ партийисиниң рәиси ю шикунләрниң японийә сәпири билән охшаш мәзгилгә тоғра кәлгән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултейиниң шивитсийидики паалийәтлири
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (5)
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (4)
- Рабийә қадир ханим японийә зияритини башливәтти
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (3)
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (2)
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (1)
- Рабийә қадир ханимниң германийидики зиярити утуқлуқ давамлашмақта (1)
- Америкида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күчәймәктә
- Далай лама вә рабийә қадир һамбургда
- Рабийә қадир һәққидики учурлар германийә мәтбуатлирида давамлиқ елан қилинмақта
- Рабийә ханим уйғурларниң мунәввәр вәкилиму яки җинайәтчиму?
- Америкиниң тәнқиди тоғра болғачқа, хитай уни дөләт ичидә хәлқтин йошуруватиду
- Рабийә қадир ханим, америка президенти җорҗ буш билән болған тарихи характерлиқ учрушушни түгүтүп америкиға қайтти
- Америка президенти җорҗ буш рабийә ханимниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини мәдһийилиди