Японийидики уйғур тәтқиқати (2)
2007.11.28

японийидики уйғур тәтқиқатиниң тарихиға тәхминән бир әсирчә болуп қалған һәмдә йеқинқи йиллардин буян бу саһәгә қизиқидиғанлар һәм нәтиҗиләр көпәйгән болсиму, бирақ, японийидә һазирғичә мәхсус уйғурларни тәтқиқ қилидиған орун қурулмиған, уйғур тәтқиқатиниң һәммиси мунасивәтлик тәтқиқат аппаратлири вә университетларда елип берилиду. 1924-Йили тәсис қилинған "шәрқи асия мәдәнийәт ғәзиниси " вәкил характерлиқ орун болуп, униң тәркибидики комитетларниң қатаридики оттура асия вә ислам дини тәтқиқат комитетлири уйғур тәтқиқати билән мунасивәтликтур.
японийидики уйғур тәтқиқати асаслиқи тарих вә язма ядигарлиқлардур
Бу җайда нурғун уйғурчә китаб - материяллар һәмдә уйғурларға мунасивәтлик һәр қайси тилларда йезилған нурғунлиған материяллар сақланмақта. Бу органниң " шәрқий окян илмий җурнили" бар болуп, буниңда уйғурларға аит әсәрләрму бесилип туриду.
Буниңдин башқа токйо университети, кйото университети, токйо чәтәл тиллири иниститути қатарлиқ бир қисим университетларда уйғуршунаслиқ билән шуғуллинидиған профессорлар бар болуп, улар өз алдиға тәтқиқат елип бариду һәмдә уйғуршунас оқуғучиларни тәрбийиләйду.
Флорида штатидики асия тәтқиқат орниниң хадими доктор қаһар баратниң ейтишичә, япон алимлириниң уйғурларға қаратқан тәтқиқатлирида асаслиқи тарих темилири вә қәдимки һәм йеқинқи заман түрк, уйғур язма ядикарлиқлири муһим салмақни игиләйду.
Қәдимки язма ядикарлиқлар саһәси бойичә умемура хироши қатарлиқлар зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән. Болупму, японийә алимлириниң 10-14-әсирләрдики уйғур идиқут дөлитиниң иҗтимаий-қануний һөҗҗәтлири тәтқиқатлири муһим әһмийәткә игә.
Тарих тәтқиқатида көрүнәрлик нәтиҗиләр қолға кәлгән болуп, масуда хисао, егами намио, еноки казуо, учида гинпу, ханеда акира вә абә такәо һәм башқилар вәкил характерлиқтур. япон алимлириниң ичидә ханеда торуниң тәтқиқати әң даңлиқ, у ялғуз хитайчә материялларғила тайинип қалмастин, йәнә нурғунлиған қәдимқи уйғурчә язма ядикарлиқларниму тәтқиқ қилип елан қилған болуп, японийидики уйғуршунаслиқниң пешиваси дейишкә болиду. Абә такәо болса," ғәрбий уйғур дөлитиниң тарихи" намлиқ китабини нәшир қилған болуп, бу әсәрдә 8-14-әсирләрдики орхун уйғур дөлити, турпан идиқут дөлити, гәнҗо уйғур дөлитиниң тарихи әтраплиқ йорутулған.
Ваң ке билән тохти музатниң тәқдири
Уйғур тарихчиси тохти музат 1990-йилларда японийидә мәхсус оттура асия тарихи вә уйғур тарихи мәсилилири бойичә доктурлуқ унвани үчүн оқуған болуп, 1998-йили, у вәтәнгә қайтқанда дөләт мәхпийәтликини оғрилиған дегән җинайәт билән хитай бихәтәрлик даирилири тәрипидин қолға елинип, 11 йиллиқ қамақ җазасиға буйрулған иди. Тохти музатниң японийидики вақтида бир қанчә мақалилар вә китабларни елан қилғанлиқи һәмдә уйғур сиясий тарихи мәсилилири бойичә докторлуқ диссертатсийиси язғанлиқи мәлум.
Тохти музат билән биргә тарих саһәсидә японийидә оқуған ваң ке исимлик бир хитай мутәхәссисниң 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә доктурлуқ диссертатсийиси язғанлиқи һәмдә буни бир китаб қилип нәшир қилғанлиқи мәлум.
Қаһар баратниң ейтишичә, икки милләттин болған мәзкур икки мутәхәссисниң тәқдири икки хил болуп, ваң кеға йол очуқ болған, әмма уйғур миллитидин болған тохти музат болса түрмидә ятмақта.
японийә мутәхәссислири еһтиятчан муамилидә
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң японийә зиярити японийидә уйғурларға болған қизиқишниң техиму юқири көтирилишидә муһим рол ойниғанлиқи мәлум. Наука ханим исимлик бир тәтқиқатчи йеқинда рабийә қадир ханим һәққидә вә уйғурларниң мәвҗут мәсилилири тоғрисида чоң һәҗимлик бир китаб нәшир қилдурған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур деһқанлириға зулум селиватқан мәркизи һөкүмәтму яки йәрлик һөкүмәтму?
- Тибәттә сақчилар билән хәлқ оттурисида тоқунуш йүз бәрди
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)
- Турпандики намайиш йәнә давамлашмақта
- Саркозий кишилик һоқуқи вә хәлқ пули мәсилисидә ху җинтавға нәсиһәт бәрди
- японийидә уйғур тәтқиқати (1)
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (1)
- Сабиқ министир абдухалиқ чай билән сөһбәт
- Һөсәйин җелил 1 - түрмигә йөткәлди
- " Баш әгмәс милләт уйғурлар олимпикниң һарписида хитайни биарам қилмақта "
- Далай лама из басарини һаят вақтида өзи тәйинләйдиғанлиқини билдүрди
- Уйғурларниң һәқ - һоқуқлири қаттиқ дәпсәндә қилинмақта
- Әзәрбәйҗандики "түркистан" гезити