Японийидә һазир хитайға қарита күчлүк тәдбир қоллиниш тәшәббус қилинмақта
2005.04.27
Мәтбуат йүзидә елан қилинған японийә-хитай мунасивитигә даир хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайда буниңдин 3 һәптә бурун японийигә қарши намайиш башланған иди. Шуниңдин кейин, хитай - японийә мунасивити йирикләшти.
Бундақ вәзийәт давамлишип 2 - һәптигә кәлгәндә, японийиниң баш министири койзуми әпәнди җакарта йиғинида уруш йиллирида японийиниң мустәмликичилик вә таҗавузчилиқ һөкүмранлиқиға учриған дөләтләрдин қайта әпу сориди. У йәнә йүз бәргән мәсилиләрни һәл қилиш үчүн хитайниң дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшүш арзусини ипадилиди. Шуниңдин биркүн кейин, койзуми әпәнди хитай рәиси ху җинтав билән сөзләшти. 3 - Һәптигә кәлгәндә, японийә һечқачан бурунқи таҗавузчилиқ тарихини пәдәзлимигәнликини, 1945 - йилидин тартип һазирға қәдәр тинчлиқ сиясәт қоллинип келиватқанлиқини, һазир японийидәк бундақ бир демократик дөләттә дәрслик китабларниң һәрхил болидиғанлиқини чүшәндүрди. Шундақла, һөкүмәт әмәлдарлириға хитайниң дәрслик китаплирида японийигә қарши өчмәнлик ипадиләнгән яки ипадиләнмигәнликини тәпсили тәкшүрүп көрүш һәққидә буйруқ чүшүрди. Әмди бүгүн хитай - японийә мунасивити бойичә немә иш йүз бәрди?
Кишиләрниң наразилиқи
"Франсийә агентлиқи" ниң 4 - айниң 26 - күни токйодин хәвәр қилишичә, йеқинда японийидә 1000 дин артуқ японийилик вә корийилик бирликтә сотқа әрз - шикайәт сунуп, улар японийиниң баш миниситири койзуми билән токйониң шәһәр башлиқи ишихара әпәндини җазалашни вә буниң үчүн һәр бир әрзийәтчигә 30 миң йен япон пули төләм елип беришни тәләп қилған икән.
4 - Айниң 26 - күни, японийиниң токйо шәһиридики бир сот мәһкимиси һөкүм елан қилип, японийиниң баш министири җуниширо козуми әпәнди билән токйониң шәһәр башлиқи ишихара шинтаро әпәндиниң ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилғанлиқини қанунсизлиқ дәп әйипләп сунған бу әрз - шакайәтни рәт қилған. Сот һөкүмидә ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилиш қанунсизлиқ дәп қаралмиған.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хитайниң японийидә турушлуқ баш әлчиси ваң йи әпәнди "бурун японийә- хитай рәһбәрлири оттурисида ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилмалиқ һәққидә ағзаки келишим бар иди" дегән. Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, хитай даирилири шаңхәйдә японийигә қарши намайишқа қатнашқан 16 адәмни “җәмийәт тәртипини бузди " дегән җинайий нам билән қолға алған.
Токйо шәһәр башлиқиниң қияси
"Ройтерис агентлиқи" ниң хәвиридә баян қилинишичә, мәтбуатлар узундин буян "гәпни учуқ қилидиған хитайға қарши әрбаб" дәп тәсвирләп келиватқан токйо шәһириниң 72 яшлиқ шәһәр башлиқи ишихара шинтаро әпәнди һазирқи хитай-японийә мунасивити тоғрисида пикир баян қилғанда "хитайда һөкүмәт өзи пәрдә кәйнидә контирол қилип туруп японийигә қарши намайиш қозғатти. Хитай һөкүмити бундақ вастә арқилиқ японийини хәлқарадики мәнпәәтлиридин мәһрум қалдурмақчи болди. Әмилийәттә, хитай һөкүмити өзиниң дөләт ичидики намратлиқ азабини тартиватқан пуқралириниң һөкүмәткә болған наразилиқини японийигә дөңгәп қоймақчи болди" дегән. Хәвәрдә баян қилинишичә, буниңдин бурун ишихара әпәнди "хитайниң пикрини японийә рәт қилиши керәк" дегән тәшәббусни оттуриға қойған вә "хитай йеқин кәлгүсидә парчилинип, шу даиридә 6 дөләт пәйда болиду" дәп тәсәввурқилған киши иди. Ишихара әпәнди бу қетимқи сөзидиму, һәр қетим хитайниң намини атиғанда бирхил мәстимигәнликни ипадиләйдиған нам билән атиған. Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, ишихара әпәнди "японийә тәвәсидин хитай талишиватқан шәрқий деңиздики аралларға әмди японийә әскәр турғузуши керәк. японийә өзиниң парахотлириға дүшмән парахотллиирни қариға алидиған вә парахотлардин һава бошлуқидики дөшмән нишанлирини қариға алидиған башқурилидиған бомба орунлаштуруши керәк. Әгәр хитайниң аталмиш арал қоғдиғучилири яки шималий корийиниң җасуслири бу аралларға кирсә, буйруққа итаәт қилмиса, японийә уларниң парахотлирини деңизға чөктүривеши керәк" дегән. (Вәли)