Хитай -японийә мунасивитидики сияси соғуқчилиқ түпәйлидин иқтисадий мунасивәт тохтамду?
2005.10.27
Йеқиндин буян японийә - хитай мунасивитидә , болупму сиясий җәһәттики мунасивәтләрдә "температура төвәнләш" һадисилири пәйда болди. Хитай тәрәп бу мәсилидә японийиниң баш министири җуниширо койзуминиң "ясукуни" дәп атилидиған қәвристанлиқни зиярәт қилғанлиқини әйибләйду. Әмма японийә тәрәпниң бу мәсилини чүшәндүриши башқичә. Бу икки дөләт оттурисида һазир соғуқчилиқ барғансири әвҗ еливатиду.
Қәбристанлиқни зиярәт қилиш вә хитайниң наразилиқи
"Шинхуа агентлиқи "ниң хәвиридә баян қилинишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коңчуән 10 - айниң 27 - күни японийигә тәкрар наразилиқ билдүрүп "һазир хитай -японийә мунасивити қейинлашти. Буниң җавабкарлиқи японийә тәрәптә. японийидики аз санлиқ оңчилар япон миллитаризиминиң таҗавузчилиқ уруши қозғиған җинайәтлирини етирап қилмай, бәлки уни мәдһийиләп, асия хәлқиғә роһи зәрбә бәрмәктә. японийиниң сиясий рәһбири болған койзуми иккинчи дуня урушидики уруш җинайәтчилиригә тавап қилип, хитай -япон мунасивитиниң асасини бузди. Биз униңға көп хизмәт ишлигән болсақму, әмма койзуми нийитидин янмиди. Мана бу хитай - японийә мунасивитидики тосалғу" дәп тәкитлигән.
"Америка авази" ниң хәвәр қилишичә, җюниширо койзуми 2001 - йили японийиниң баш министири болғандин буян, японийидики "ясукуни" дәп атилидиған қәбристанлиқни 5 қетим тавап қилған. Буйил 10 - айниң 17 - күни, йәни хитайниң "муқәддәс 6 - " намлиқ аләм кемиси йәр шариға қайтуруп келингән күнидә койзуми әпәндиниң "ясукуни" қәбристанлиқини йәнә бир қетим зиярәт қилғанлиқи вә униңдин бир күн кейин йәнә японийиниң парламент әзалиридин 101 киши бирликтә ясукуни қәбристанлиқиға тавап қилғанлиқи, хитайда техиму чоң ғулғула қозғиған. Буниң билән хитай -японийә мунасивити әң төвән сәвийигә чүшүп қалған.
Хитай һөкүмити японийиниң баш әлчисини чақиритип келип, униңға койзуминиң ясукуни бузрукгаһини тавап қилиши хата икәнликини, уни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини вә японийә ташқи ишлар миниситириниң 24 - өктәбир күни хитайға қилидиған зияритини әмәлдин қалдурғанлиқини билдүргән. Хитайниң японийидә турушлуқ баш әлчисиму мухбирларға "койзуми хитай -японийә мунасивитини бузди, буниң җавапкарлиқи япон тәрәптә" дегән. Бәзи мулаһизичиләр һазирқи хитай -японийә мунасивитини "температура төвәнлиди" ла әмәс, бәлки "қиро" басти, дәп тәсвирлигән.
японийиликләрниң бу ишқа қариши
японийә тәтқиқатчилириниң чүшәндүришичә, - дәп давамлиқ баян қилиниду америка авазниң хәвиридә, - японийә өз әтрапидики һәммә дөләт билән бурунқи тарихий дәврдә әмәс, бәлки һазирқи йеңи заманда биллә туриватиду. Әмма хитай техичә японийигә бурунқи кона көз қарашта муамилә қилиду. японийидә яшанғанлар бурунқи таҗавузчилиқ сиясәтләргә әпсуслансиму, әмма 80 - йиллардин кейин өсүп йетилгәнләр койзуминиң ясукуни қәвристанлиқини зиярәт қилишини әйибкә буйримайду. Бәлки улар хитайни учуқ - йоруқ иш қилмайдиған дөләт , японийигә өчмәнлик қиливатиду, дәп қарайду. Койзуминиң өзиниң чүшәндүришичә болса, униң ясукуни қәвристанлиқини зиярәт қилиши өткән әсирниң 40 - йиллиридики таҗавузчилиқ урушини мәдиһийиләш үчүн әмәс, бәлки буниңдин кейин мәңгу уруштин хали болуш үчүн. Бу һечқачан японийә қануни чәкләйдиған даиридики иш әмәс. "Асахи шинбон", "йомйори шинбон" гезитлиридики тәһлилләрдә ейтилишичә, һазирқи вақитта японийә - хитай оттурисида йүз бериватқан җиддийликниң дәриҗиси күндин күнгә өрлимәктә. Җиддийликниң дәриҗиси өрлигәнсири бу икки дөләтниң мунасивити һәммә җәһәттин кәйнигә чикиниши муқәррәр.
Америка тәтқиқатчилириниң қаришичә, японийә 20 нәччә йилдин буян хитайниң иқтисадий тәрәққиятиға мәбләғ җәһәттин наһайити зор ярдәм бериватиду. Икки дөләт мунасивитидә японийә тәрәпниң ипадиси сағлам давамлишиватиду. Әмма һазир японийә -хитай мунасивити начарлашти. Хитай-японийә мунасивитиниң бузулғанлиқиға "ясукуни" қәвристанлиқини зиярәт қилғанлиқ сәвәбчи болған дегән көз қараш пут тирәп туралмайду. Шәрқий деңиздики тәвәлики намәлум районда нефит вә тәбиий газ қезиш мәсилисиму бар. Буни һәл қилиш үчүн бу районда хитай -японийә бирликтә нефит қезиштин өзгә чиқиш йоли тепилмайду. Шумундақ амилларға асасланғанда, японийә - хитай мунасивитидики сияси соғуқчилиқтин кәлгүсидә иқтисадий мунасивәт тохташ келип чиқиши натайин. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә билән хитай һәрбий тәйярлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай билән японниң шәрқий деңиздики нәфитлик талаш - тартишидин уруш келип чиқамду яки һәмкарлиқму?
- Хитайниң һәрбий парахотлири шәрқий деңизда японийә билән талишиватқан тәбиий газ райониға киргән
- Хитай вә японийә вуйиниң токйо зияритини балдур ахирлаштурғанлиқи мәсилисидә бир- бирини әйиблиди
- японийидә һазир хитайға қарита күчлүк тәдбир қоллиниш тәшәббус қилинмақта