Японийә - хитай башлиқлар сөһбити кечиктүрүлди


2005.12.05
JAPAN_WAR_SHRINE_KOIZUMI_45.jpg
японийә ташқи ишлар министири койзуми 17-өктәбир күни ясукуни қәбристанлиқида ибадәт қилмақта. AFP

японийә баш министири җуниширо койзуминиң ясикуно уруш қурбанлири бузрукгаһини зиярәт қилиш пилани, хитай даирилириниң чүшәнчиси бойичә хитай - японийә мунасвитини сүркилишкә елип бериватқан " җиддий сәвәбләрниң бири" болуп кәлмәктә.

Бейҗиң һөкүмити йәкшәнбә күни бу ай ичидә өткүзүлидиған 7 - қетимлиқ хитай, японийә вә җәнубий корийә башлиқлар сөһбитиниң кечиктүрүлгәнликини елан қилди. Бейҗиң даирилириниң әскәртишичә, хитай , японийә баш министири койзуми ясикуно бузрукгаһини қайта- қайта зиярәт қиливатқан "муһит" астида, башлиқлар сөһбитини кейинрәк "мувапиқ бир пәйткә" кечиктүрүш тоғра, дәп қариған. Бу бейҗиң даирилириниң японийә баш министири билән учришишни мушу бир ай ичидә тунҗи қетим рәт қилиши әмәс. Йеқинда җәнубий корийиниң босан шәһиридә чақирилған асия тинч окян иқтисади һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғинида, хитай дөләт рәиси ху җинтав койзуми билән айрим учришишни рәт қилди.

Сияси муһит вә шәрт - шараитлар мувапиқ әмәс

японийә, хитай вә җәнубий корийә башлиқлар сөһбити һәр йили бир қетим шәрқий - җәнубий асия дөләтләр иттипақиниң башлиқлар йиғини җәрянида өткүзүлүп кәлмәктә. Шәрқий - җәнубий асия дөләтләр иттипақиниң бу қетимқи башлиқлар йиғини 12 - декабирдин 14 - декабирғичә малайшия пайтәхти куала ломпурда чақирилмақчи иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи йәкшәнбә күни интернет торида елан қилған баянатида, " йеқиндин бериқи сияси муһит вә шәрт - шараитлар түпәйлидин 7 - қетимлиқ җуңго, японийә вә корийә җумһурийитиниң башлиқлар сөһбити мувапиқ бир вақитқичә кечиктүрүлди" дәйду.

Кечиктүрүлүштики асаслиқ сәвәп

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатида башлиқлар сөһбитини кечиктүрүш сәвәби тилға елинмиған болсиму, әмма бу баш министир койзуминиң ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилиш пилани билән мунасивәтлик икән.

Койзуми 2 - дуня уруши ахирлашқанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән японийә таҗавуз қилған дөләтләрдин әпу сориған, әмма бу йил 10 - айда ясикунони зиярәт қилғанда хитай һөкүмити уни " вәдисидә турмиди" дәп әйиблигән иди. Хитай даирилириниң чүшәндүрүшичә, ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилиш җуңго хәлқиниң " дилиға азар беридиған" һәрикәт, чүнки бу йәргә японийә армийисиниң әйни йилларда җуңгоға таҗавуз қилған каттивашлири дәпнә қилинған.

японийиликләр хитай тәһдитини һес барғансери һес қилмақта

Британийә ахбарат тори б б с, бу мәсилигә " ясикуно мәсилиси дипломатик козурму яки йитәкчилик орнини талишиш күришиму ?" дәп тема қойди. японийә мәтбуатлириниң қаришичә, ясикуно мәсилиси дипломатик бир баһанә болуп, хитайниң пилани японийә билән йитәкчилик орун талишиш.

японийилик оң қанат сиясәтчи "японийиликләр йеқинқи вақитларғичә өзлирини наһайити бихәтәр, дәп һесаблиған болсиму, әмма йеқинқи йиллардин бери хитайниң барғанчә қистап келиватқанлиқини һес қилмақта " дәйду. Униң әскәртишичә, японийиликләр хитайниң кеңәймичиликини қандақ тосаш үстидә баш қатурмақтикән. Хитай һөкүмити, башлиқлар сөһбитиниң кечиктүрүлгәнликини елан қилғандин кейин, японийә баш министири койзуми сөһбәтниң кечиктүрүлүшини " маңа берилгән бир җаза " дәйду. " Әгәр хитай билән җәнубий корийә ясикуно мәсилисини козур қилип ойнимақчи болса, әмди буниң керики қалмиди " дәп тәкитлигән койзуми " бу йәрдә японийә, хитай вә җәнубий корийиләр достанә мунасивәтләр арқилиқ һәл қилишқа тегишлик башқа мәсилиләр бар" дәп көрсәтти.

Америка һөкүмитиниң японийә, җәнубий корийә вә хитай қатарлиқ дөләтләр арисидики мунасивәткә тутқан позитсийиси еһтиятчан болуп, тәрәпләрни тарихтин қалған мәсилиләрни һәмкарлиқ роһи бойичә һәл қилишқа чақирди. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси адам әрәли, " хитай, японийә вә җәнубий корийиләр оттурисида тарихтин қелип қалған охшимиған қарашлар мәвҗут. Улар һазирғичә оттуридики мәсилиләрни тоғра бир тәрәп қилишқа тиришип кәлди. Биз буниңдин кейинму оттуридики мәсилиләрни мушу һәмкарлиқ роһи бойичә бир тәрәп қилишини үмид қилимиз " дәйду. японийә америкиниң асиядики истиратегийилик иттипақдиши болуп, икки дөләт ташқий ишларминистирлири өткән җүмә күни вашингтонда америка - японийә бихәтәрлики, б д т ислаһати қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилди. Америка, японийиниң б д т хәвпсизлик кеңишигә даимий әза болушини қоллимақта. Әмма хитай японийиниң даимий әза болушиға қарши чиққан. Хитай ташқий ишлар министирлиқи әмәлдари сүй тйәнкәй " хитай - японийә мунасвити еғир дәриҗидә зәрбигә учриди" дәйду. Униң тәкитлишичә, хитай - японийә мунасвитини " һазирқи вәзийәт астида һеч вәқә йүз бәрмигәндәк алға сүрүш мүмкин әмәскән "

Бейҗиң һөкүмити японийә баш министири билән башлиқлар сөһбити елип беришни кечиктүргән болсиму, әмма хитай ташқий ишлар министирлиқи йәкшәнбә күни елан қилған баянатида, " җуңго үч дөләт һәмкарлиқ гуруһиниң әзаси болуш сүпити билән үстигә алған мәҗбурийитини ада қилиду. Үч дөләт тосқунлуқларни йеңип, тәрәққият йолида һәмкарлишиши керәк, дәп қарайду" дәп тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.