Охшимиған дөләт яки милләтләр ара тоқунуш пәйда қиливатқан тарихий мәсилиләрни һәл қилишниң йеңи чариси


2006.11.16

'Бирләшмә агентлиқи'ниң 16 ‏- ноябир күни хануйдин хәвәр қилишичә, японийниң ташқи ишлар министири тароасо мәзкур агентлиққа, һазир хануйда өткүзүлүватқан асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатниң алий дәриҗилик йиғини җәрянида, японийә билән хитай оттурисида йиллардин буян изчил талаш -тартиш қилиниватқан уруш тарихиға даир мәсилиләр, қәдимқи заман тарихи вә һазирқи заман тарихидики мәсилиләр үстидә, буниңдин кейин икки дөләт өз мутәхәссислирини чиқирип, бирликтә тәтқиқ қилип, ортақ холасә чиқириш үчүн, хитайниң ташқи ишлар министири ли җавшиң билән келишкәнликини, япон-хитай оттурисида тоқунуш пәйда қиливатқан мәсилиләр үстидә холасә чиқириш 2008 ‏-йилида тамамлиниш пиланланғанлиқини җакарлиған.

Хитай билән японийә оттурисида тоғра чүшәнчә беришни күтүп турған бирмунчә мәсилә бар

японийә билән хитайниң ташқи ишлар министирлири тарихтики чүшәнчидә бирликкә келинмигән мәсилиләрни бирликтә тәтқиқ қилип ортақ холасиға келишкә келишкәнлики, бу икки дөләт оттурисида өткән айда елип берилған алий дәриҗилик учришиштин кейин, икки дөләт мунасивитиниң яхшилинишқа қарап йүзләнгәнлики, ‏-‏-‏- дәп баян қилиниду 'бирләшмә агентлиқи'ниң хануйдин йоллиған хәвиридә. Униңда баян қилинишичә йәнә, әмәлийәттә хитай билән японийә оттурисида тоғра чүшәнчә беришни күтүп турған бирмунчә мәсилә бар. Бу 1930 ‏- 40 ‏- йилларда японийиниң хитайни ишғал қилғанлиқиға қарита қандақ чүшәнчә бериш мәсилисила әмәс, бәлки қәдимқи заман тарихи вә һазирқи заман тарихидики бирмунчә мәсилиләргә, һәтта һазир шәрқи деңиздики тәбиий газ барлиқилирини бирликтә ечиш мәсилисидә пәйда қилған җиддийликләргә қандақ чүшәнчә бериш мәсилисиму мәвҗут. Бу һазир хитай -япон мунасивитигә еғир тәсир йәткүзүватқан сәзгүр мәсилә болуп қалған иди.

Һазир японийә билән хитай тарихй мәсилиләрни бирликтә тәтқиқ қилип, һасил қилинған ортақ холасә буйичә чүшәндүрүшкә келишкән, лекин...

Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, японийә һөкүмити тәстиқлиған тарих дәрсликини хитай һөкүмити изчил тәнқид қилипла әмәс, бәлки иккинчи дуня урушидики тарихтин һесаб алидиғанлиқини җакарлап кәлмәктә. Һазир хитай бу икки дөләт оттурисдики тарихй мәсилиләрни бирликтә тәтқиқ қилип, һасил қилинған ортақ холасә буйичә чүшәнчә беришкә келишкән болсиму, әмма һазир шәрқй деңиздики тәбиий газ байлиқлирини бирликтә ечиш мәсилисидә йәнә җиддий талаш-тартиш мәвҗут. Чүнки хитай билән японийә шәрқий деңиздики тәбиий газ байлиқлирини бирликтә ечишқа келишкәндин аввал, хитай өз алдиға һәрикәт қилип тәбий газ ечишқа башлиғанлиқи японийиниң қаршилиқини пәйда қилмақта.

Буйил 5 ‏- айда икки тәрәп келишәлмигән иди

'Сина тор бети'дә баян қилинишичә, хитай билән японийә талаш тартиштики тарихй мәсилиләрни икки дөләт бирликктә тәтқиқ қилип, ортақ холасиға келиш мәсилисини буйил 5 ‏-айда японийә тәрәп оттуриға қойған иди. Тәтқиқат гурупписини қандақ қуруш мәсилисидә, японийиниң ташқи ишларға мәсул әмәлдарлири японийә тәрәптин тарихтики мәсилиләрни бирликтә тәтқиқ қилип ортақ холасиға келидиған тәтқиқат гурупписиниң японийә тәрәптин қатнишидиған әзалирини бәлгиләш һоқуқи японийә тәрәптә болиду, бу гуруппиға қатнишидиғанларниң мутләқ көп санлиқи алимлардин ибарәт болиду, дәп тәкитлигән. Әмма хитай тәрәп болса, икки дөләт бирликтә тәтқиқ қилидиған гуруппиға қатнишидиған кишиләрни икки дөләт бирликтә бәлгиләйду, бу ишқа икки дөләтниң ташқи ишлар министирлиқи йетәкчилик қилиду, бу тәтқиқат гурупписиға қатнишидиған алимларни һәр икки тәрәп өзлири таллап чиққандин кейин қарши тәрәптин пикир елиши керәк дәп тәкитлигән иди. Шуңлашқа бу мәсилидә икки тәрәп келишәлмигән иди.

Ли җавшиңниң ашкарилишичә, әмди 'хитай -японийә тарих тәтқиқат йиғини' башлинидикән б б с ниң хануйдин 16 ‏- ноябир күни хәвәр қилишичә, хитайниң ташқи ишлар минситири ли җавшиң 'японийиниң баш минситири шинзо абе йеқинда җуңгони зиярәт қилғандин кейин, икки дөләт мунасивитидә көзгә көрүнәрлик дәриҗидә илгириләш болди. Бу һәр икки тәрәпнң тиришчанлиқ көрсәткәнликиниң нәтиҗиси, буни қәдирләш керәк' дегән. Ли җавшиңниң ашкарилишичә, хитай билән японийә һазир икки дөләтниң тарихини, болупму қәдимқи заман тарихи вә һазирқи заман тарихини бирликтә тәтқиқ қилидиған, икки тәрәпниң алимлиридин тәркип тапқан 'хитай -японийә тарих тәтқиқат йиғини' бәрпа қилишқа келишкән. Униң дәсләпки нәтиҗиси 2008 ‏- йили елан қилиниши мумкин.

Һәр икки тәрәптин 10 дин алим қатнашқан тәтқиқат гурупписи бу йил йиғин ачидикән

японийидә чиқидиған 'асахи шинбун гезити' дә баян қилинишичә, японийә билән хитай буйил 10 ‏- айда һәр икки дөләт 10 дин алим чиқирип тәтқиқатни башлашқа келишкән. Бу мутәхәссисләр йиғини қәдимқи заман тарихи вә оттура,йеқинқи заман тарихини тәтқиқ қилиш гурупписи билән һазирқи заман тарихини тәтқиқ қилиш гурупписидин ибарәт икки гуруппиға бөлинидикән. Улар бу йил ичидә бир қетим йиғин ачидикән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.