Америкидики христан вә мусулман диний җамаәтләр албанийидики уйғурларға ярдәм қилишқа башлиди(2)
2007.05.28
Америкиниң марилан штатиға җайлашқан җәрмәнтавн шәһиридики николас черкавиниң баш раһиби кен вурд әпәндим вә униң җәрмәнтавн ислам җәмийитидики достлириниң тәшәббуси билән 5- айниң 12- күни гуәнтанаму түрмисидин қоюп берилип, албанийигә орунлаштурулған уйғурларға ярдәм пули йеғиш паалийити өткүзүлди. Бу паалийәт нәтиҗисидә 5000 доллар пул йиғилған болуп, бу пул йеқинда уйғур америка бирләшмиси арқилиқ албанийидики уйғурларға әвәтилип берилидикән.
Мухбиримиз өмәр қанат, албанийидики уйғурларға пул йеғиш паалийитини тәшкиллигән җәрмәнтавн шәһири николас черкавиниң баш раһиби кен вувард әпәнди билән, бу паалийәтниң асаслиқ мәқисиди һәққидә сөһбәт өткүзгән. Төвәндә бу сөһбәтниң давамини диққитиңларға сунимиз.
Суал: "һүрмәтлик баш раһиб әпәндим, албанийидики уйғурларға ярдәм пули йеғиш паалийитини қайси йәрдә елип бардиңлар, мәсчиттиму яки черкавдиму?"
Җаваб: "бу паалийәтни биз ибадәт қилидиған бир черкавда елип бардуқ. Бизниң черкав ремонт қилинватқанлиқи үчүн биз һазирчә районимиздики йәнә бир черкавда ибадәт қиливатимиз. Бу паалийәтни елип бериш үчүн җәрмантавндики мәсчиттиму , бизниң черкавму кичик келәтти. Шуңа паалийәтни елип бериш үчүн чоңрақ бир черкавниң залини иҗаригә алдуқ. Черкавда йәкшәнбә күни әтигән ибадәт қилинидиғанлиқи үчүн биз паалийитимизни йәкшәнбә күни ахшмиға орунлаштурдуқ."
Суал: "паалийәткә қанчилик киши қатнашти?"
Җаваб: "бу паалийитимизгә йүз әтрапида киши қатнашти."
Суал: "қатнашқанларниң қанчилики мусулман қанчилики христиан иди?"
Җаваб: "биз уларни ениқ һесаблимидуқ . Лекин қатнашқанларниң йүздә % 50 мусулман, йүздә % 50 и христиан иди."
Суал: "паалийәткә қатнашқан мусулманлар қайси дөләтниң пуқралири иди?"
Җаваб: "уларниң көпинчиси асасән верҗиния шитатида яшайдиған, бәзилири америкида туғулуп чоң болған мусулманлар иди. Бәзилири болса, дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулман дөләтләрдин асасән баңгладеш, мисир, сүрийә, иорданийә, һиндонезийә қатарлиқ дөләтләрдин америкиға келип яшаватқан кишиләр иди. Мундақчә қилип ейтқанда бу паалийәткә дуняниң барлиқ районлиридин кәлгән мусулманлар қатнашти десәк болиду."
Суал: " бу бир қетимлиқ ярдәм пули йеғиш паалийитиму яки албанийидики уйғурларға ярдәм паалийити бундин кейинму давамлишамду?"
Җаваб: "биз районимиздики мәсчит билән қурулған мунасивитимизни давамлаштуруп, бу қетимқи ярдәм пули йеғиш паалийитидә қолға кәлтүргән тәҗрибилиримизгә тайинип, албанийидики уйғурларға ярдәм пули йеғиш һәрикитимизни давамлаштурушни пиланлаватимиз. Һәр икки тәрәп бу қетимқи тәҗрибиләрдин пайдилинишни халаймиз. Һәр икки тәрәп бу паалийәтниң бир қетимлиқ паалийәт болуп қилишини халимайду. Албанийидики уйғурлар бу йәрдики черкав билән мәсчит оттурисида бир диалог қурулушида васитилиқ рол ойниди. Биз райондики ислам җәмийити билән алақимизни давамлаштуруп, бундин кейин албанийидики уйғурлар үчүн қандақ ярдәм паалийәтлири елип баридиғанлиқимизни пиланлап, қарарлаштуримиз. Мусулман җәмийитиниң рәһбәрлири келәр қетмқи паалийитимизни районимиздики бир синагогта елип беришни тәклип қиливатиду. Қисқичә қилип ейтқанда, бу бир қетимлиқ паалийәт әмәс, бу паалийитимизни бундин кейинму үзлүксиз давамлаштуримиз."
Суал: "һөрмәтлик баш раһиб әпәндим, албанийидики уйғурлар үчүн ярдәм пули йиғиштин башқа йәнә бәзи паалийәтләр елип беришни пиланлаватимиз дедиңиз бу һәқтә бираз мәлумат берәмисз?"
Җаваб: "бу паалийәтлиримиз , ислам җәмийитидикиләр билән бирликтә албанийидики уйғурларға уларниң роһини көтиридиған, уларни илһамландурудиған хәтләр йезип әвәтиш қатарлиқ паалийәтләрни өз ичигә алиду."
Баш раһиб әпәндим бәргән мәлуматиңиз үчүн көп рәһмәт. Паалийәтлириңизгә утуқ тиләймиз. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкидики христан вә мусулман диний җамаәтләр албанийидики уйғурларға ярдәм қилишқа башлиди (1)
- Шиветсийә дөләтлик радиосида, албанийидә панаһлиқ берилгән бәш нәпәр уйғур тоғрисида тәпсили хәвәр
- Албанийә хитайниң бәш нәпәр уйғурни қайтуруп бериш тәлипини рәт қилди
- Албанийидики уйғурларни зиярәт қилип кәлгән зулпийә ханим билән сөһбәт
- Абабәкри қасим: адаләткә вә америка түзүлмисигә һөрмәт қилиң
- Албанийидики 5 уйғурниң бири абабәкри өзлириниң әһвали һәққидә тохталди
- Албанийидики уйғурлар шветсийә мәтбуатида
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (3)
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (2)
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (1)
- Д у қ албанийидики уйғурларни йоқлиди
- Албанийидики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт