Уйғур яшлириниң чиқиш йоли нәдә?
2006.09.13

Уйғур елидики хитай партийә һөкүмәт даирилири, 7 - нөвәтлик " шинҗаңдики 10 нәпәр илғар яш" ларни бу йил -7 айда таллап чиққан иди. Уйғур елиниң һөкүмәт хәвәрлиригә қариғанда, хитай компартийисиниң уйғур елидики секретари ваң лечуән 12 - сентәбир күни 10 нәпәр илғар яш билән сөһбәт өткүзгән.
У бу " илғар" яшлар" ға шинҗаң һазир бир түркүм үлгә яратқучи авангартларға, йеңилиқ яратқучиларға, шинҗаңдики һәр милләт яшлирини 11-бәш йиллиқ пиланниң әмәлгә ешиши үчүн йетәкләп маңидиған, партийә һөкүмәтниң сиясәтлирини тәшвиқ қилидиған, иқтисадий тәрәққият үчүн тиришип ишләйдиған илғар яшларға муһтаҗ" дегән.
Гәрчә хитай даирлири һәр йили мушу йосунда илғар яшларни сайлап чиқип, хитай һөкүмитиниң яшларға, уларниң һәр җәһәттин тәрәққий қилишиға, игилик тикләп йеңилиқ яритишиға пурсәтләрни яритип, йеқиндин көңүл бөливатқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму әмма уйғурларниң инкасиға қариғанда, бу он нәпәр яшниң етибарға елиниши уйғур яшлириниң нөвәттики вәзийитигә вәкиллик қилалмайдикән, шундақла бу бир қуруқ тәшвиқаттинла ибарәт болуп, әмәлийәттә уйғур елидахитай көчмәнлириниң көпийишигә әгишип, йәрлик уйғур яшларниң оқушсиз, ишсиз, пурсәтсиз қелиши барғанчә еғирлашмақта икән.
Нөвәттә хитай даирилири йәнә "һазир уйғурларниңму җан беқиш йоли издәштики идийиси ечилип, иқтисади киримини ашуруш үчүн, хитай өлкилиридин иш пурсити издәйдиғанлар барғанчә көпәймәктә " дәп тәшвиқат елип бармақта.
Бу һәқтә уйғурларниң көз қарашлирини алғинимизда, әмәлийәттә уйғур елидә иш пурсәтлири хитай көчмәнлиригә берилип, уйғурларға чиқиш йоли йоқ болғанлиқи сәвәблик һөкүмәтниң мәхсус тәшвиқати һәмдә орунлаштуруши билән бәзи аз сандики уйғурларму нөвәттә хитай өлкилиридин җан беқиш йоли издәшкә мәҗбур болмақта икән.
Бир деһқан бовай өзиниң 25 яшлардики оғлиниң йәттә йил бурун мейип болуп қалғанлиқи үчүн оқуш вә иш пурситидин мәһрум қелип, һөкүмәтниңму һечқандақ ярдимигә еришәлмәй ахири хитай өлкилиридин иш издәш үчүн кәткинини ейтти.
Йеқинда радиомизға хәт язған бир яш, уйғурларниң уйғур елидила әмәс хитай өликилиридиму охшашла кәмситишкә учрайдиғанлиқи, мәйли улар қанчә яхши мәктәпләрни пүттүргән биләнму, бәрибир риқабәттә барабәрсизликкә учрап туруватқанлиқини ейтқан иди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң тәрәққияти уйғур елини өз ичигә алған һәр қайси җайларда ишсизлиқ мәсилисини техиму еғирлаштурмақта
- Хитайниң "пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" сиясити уйғурлар ичидә хитай тилини омумлаштурушниң йәнә бир йеңи басқучи
- Иқтисад қанчә тиз тәрәққи қилса әмгәк күчлиригә шунчә еһтияҗлиқ туруп, немә үчүн хитайда ишсизлиқ мәсилиси һәл болмайду?
- Али мәктәптә оқуған көплигән оқуғучилар пушайман қилмақта
- Оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитай вә уйғур елидә, зиялилар һәддидин артуқ хизмәт қилғанлиқтин өмри қисқармақта
- Бу йил оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Уйғур елида хизмәткә қобул қилиш еланлири пул йиғишни мәқсәт қилмақта
- Хитай һөкүмити нимә үчүн уйғур райониға һәрбий офитсерларни орунлаштурушни "муһим нуқтиниң муһими" дәп тәкитләйду?