Явропа парламентида 'уйғурлар хитайни сөһбәткә чақириду' намлиқ хәлқара йиғин өткүзүлмәкчи

4‏ - Айниң 29 ‏- вә 30 ‏- күнлири белгийә пайтәхти бриюселда "хитайни сөһбәткә чақириш" намлиқ хәлқара йиғин өткүзилиду. Нөвәттә дуня уйғур қурултийиниң бир қисим дөләтләрдин йиғиниға қатнишидиған әзалири вә йиғинда доклат беридиған чәтәллик мутәхәссисләр бриюселға топланған.
Мухбиримиз әркин
2010.04.28
Rabiye-Xanim-yawropa-parlamentida-09012009-305.jpg Сүрәт, 9 - айниң 1 - күни, д у қ рәиси рабийә қадир ханим йаврупа парламентиниң һәшәмәтлик залида 26 - ийун шавгуән вәқәси вә 5 - ийул үрүмчи қанлиқ қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бериватқан көрүнүшләрдин бири.
AFP Photo

Йиғинниң қошумчә темиси "хитай асасий қанунини иҗра қилип, уйғур хәлқиниң бихәтәрлик вә һоқуқини қоғдаш"тур. Мәзкур йиғин йәнә, явропа иттипақиниң ташқи ишлар вә бихәтәрлик комиссари кәтирен аштон ханим хитайни зиярәт қилидиған мәзгилгә тоғра кәлгән.

Дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати, америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити қатарлиқ органларниң тәң уюштурушидики бу йиғин, николло риналди, хәйди хуатала, ива вигелға охшаш явропа парламент әзалириниң қоллиши астида явропа парламентиниң берюселдики бинасида өткүзүлиду.

 Бу қетимқи йиғинни уюштурғучи органларниң бири, мәркизи голландийидики вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатиниң баянатчиси андрию сван зияритимизни қобул қилип, бу йиғинниң уйғурлар билән хитай арисида диалог қурушни илгири сүрүш мәқсәт - муддиаси барлиқини билдүрди. У, "бу йиғин рабийә қадир ханимниң явропа парламенти кишилик һоқуқ комитетида қилған бейҗиң билән диалог қуруш тоғрисидики чақириқини қиблинамә қилип уюштурулди. Бу йиғин диалог қуруш йолиға қарап меңиш арзусида бир қисим илмий хадим вә обзорчиларни йиғип, мәсилиләрни сөзлишиш шундақла нәтиҗигә еришишниң әмәлий мисаллирини оттуриға қоюшни чиқиш қилиду. Әмәлийәттә биз сөзлишидиған мәсилиләрниң бири, хитай асасий қанунида хитай даирилири тәрипидин қобул қилинған һәқ-һоқуқларни иҗра қилиш мәсилисидур. Буниңда биз шәрқий түркистан мәсилисидики бөлгүнчилик, террорчилиқ терминлириға даир мәсилиләрни қайрип қоюп, қанундики һәқ-һоқуқларни қандақ қолға кәлтүрүшни музакирә қилимиз" дәп көрсәтти.

Икки күнлүк бу йиғинниң күнтәртипи 3 қисимға бөлүнгән болуп, йиғинниң биринчи күни чәтәллик мутәхәссисләр вә уйғур паалийәтчиләр төвәндики икки кичик тема астида доклат бериду вә музакирә елип бариду. Бу темиларниң бири, "ички қисимда өз тәқдирини өзи бәлгиләш, асасий қанун һоқуқи вә аптономийә", йәнә бири болса "хитайда кишилик һоқуқ бузғунчилиқи, аз санлиқларни хитайниң вә хәлқараниң өлчәмлиригә асасән қоғдаш". Йиғинниң иккинчи күнидики музакирә темиси болса "шәрқий түркистанда көп тәрәплимилик чүшинишни бәрпа қилиш"тур. Бу дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң саһипханлиқидики мәзкур йиғинниң 4 ‏- қетим өткүзүлүши болуп, қурултай баш катипи долқун әйса бу қетимқи йиғинниң бурунқи йиғинларға қариғанда бир аз "пәвқуладдә" икәнликини билдүрди.

Бу қетимқи йиғин, хитай компартийиси уйғур аптоном райониниң партком секретари ваң лечүәнни бейҗиңға йөткәп кетип, униң орниға хенән өлкилик парткомниң секретари җаң чүншйәнни тәйинлигән мәзгилгә тоғра келипла қалмай, явропа иттипақиниң ташқи ишлар вә бихәтәрлик комиссари кәтирен аштон ханим 29 ‏- чесла хитайни зиярәт қилидиған мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати чаршәнбә күни кәтирен аштонниң хитай зиярити мунасивити билән баянат елан қилип, униң хитай кишилик һоқуқ хатирисигә аит бәзи негизлик мәсилиләрни оттуриға қоюшини тәләп қилди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, аштон ханимниң явропа иттипақи сода комиссари болуп вәзипә өтигән мәзгилдә хитайниң кишилик һоқуқи хатирисигә даир мәсилиләргә позитсийә билдүргәнликини әскәртип, униң 2009 ‏- йили 15 ‏- июл күни, "хитайда тибәт, уйғурға охшаш аз санлиқларниң чәткә қеқиш, кәмситиш вә йәкләшкә учраватқанлиқи"ға әндишә қиливатқанлиқини билдүргәнликини, мана әмди аштон ханимниң бриюселда ипадилигән "кишилик һоқуқ мәсилисидики қәтий позитсийисини бейҗиңда намайән қилиш пурсити кәлгәнлики"ни тәкитлигән.

Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатидики андрю сван, явропа иттипақи комиссариниң хитай зияритидә уйғур мәсилисини җиддий рәвиштә оттуриға қоюшини тәләп қилди. У мундақ дәйду" :биз бу зиярәттә, явропа иттипақиниң шәрқи түркистан хәлқиниң мәсилисигә изчил көңүл бөлидиғанлиқини бейҗиң даирилириниң сәмигә селишини үмид қилимиз. Шуниң билән биргә биз йәнә, униң хәлқара мусапирлар әһдинамисиниң хитай даирилири тәрипидин бузғунчилиққа учраватқанлиқини оттуриға қоюшини күтимиз. Чүнки, биз йеқинда 22 нәпәр уйғур мусапириниң камбоджадин қайтуруветилиш вәқәсини көрдуқ. Мусапирларниң ичидики 2 киши из ‏- дерәксиз йоқап кәтти. Хитайға өткүзүп берилгән мусапирларниң әһвали вә кишилик һоқуқиға җиддий көңүл бөлидиғанлиқимизни билдүрүп, буниң райондики дөләтләрдә яратқан сәлбий тәсирини сөзлишишини күтимиз. Бу сәлбий тәсири наһайити яман бир вәқә. Бу уйғурларға тәсир қилидиған вәқә болупла қалмай, бу йәнә район вә хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә сәлбий тәсир көрситидиған бир вәқәдур".

Берюсилдики йиғинда тиңшиғучилар, италийә сияси тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси доктор ева пфостлниң "хитай асасий қануниға тайинип, уйғур хәлқини қоғдаш" , италийилик аптономийә мутәхәссиси томас бәнәдиктерниң " явропа аптономийә системисидики муһим нуқтилар ‏- аптономийиниң фонкисийилик ролини тәртипкә турғузуш" дегән темидики доклатини аңлайду. Исраилийә һайфа университетиниң профессори йитзак шихор "чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң бейҗиңға қарши туруштики роли", америка криштайин яң қанун ширкитиниң адвокати нури түркәл болса "уйғурларға ярдәм қилиш: америка вә явропаниң уйғур сияситидики изчиллиқиниң муһимлиқи" дегән темиларда доклат бериду.

Долқун әйса бу қетимқи йиғинда хитай билән диалог қуруш мумкинчилики бар - йоқлуқиниң музакирә қилинип, уйғур мәсилисини һәл қилишниң чарә - тәдбири үстидә издиниш елип берилидиғанлиқини билдүрди.
 
Долқун әйса, хитай һөкүмитиниң уйғурлар билән диалог қуруп, шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилишниң зөрүрлүки 5" - июл вәқәси"дә намайән болғанлиқини, лекин хитай һөкүмитиниң бу мәсилидики позитсийиси кишигә илһам бәрмәйдиғанлиқини шундақла явропа иттипақи ташқи ишлар вә бихәтәрлик комиссари аштон ханимниң хитай зияритидә уйғур мәсилисини оттуриға қоюшиға үмидвар позитсийә тутудиғанлиқини билдүрди.

Берюсилдики икки күнлүк йиғинниң ечилиш вә йепилиш мурасимда дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим сөз қилиду һәм ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.