Истанбулда уйғурларниң язлиқ тәтил курси мукапатлаш мурасими өткүзди
2007.08.27
Истанбулда 2007-йили язлиқ тәтил ана тил курси вә қуран оқуш курси аяғлашқанлиқи мунасивити билән оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлди. Мурасимда 11 оқуғучи алтун мукапат билән мукапатланди. Бу 11 оқуғучиниң бири биринчи болуп баһаланған болуп, биринчи дәриҗигә еришкән оқуғучи әфифә абдусалам 1500 кой хәлқ пули қиммитидики бир җумһурийәт алтуни билән мукапатланди. Иккинчи болуп баһаланған 6 оқуғучи йерим алтун, 3- болуп баһаланған 4 оқуғучи чарәк алтун билән мукапатланди.
Шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшкиллигән бу язлиқ курс 6-айниң 20-күнидин 8-айниң 23-күнигичә давам қилған. Курсқа қатнашқан оқуғучилар уйғур тилида оқуш, йезиш вә сөзләш, қуран керимниң ахирқи кичик сүрилирини ядлаш вә оқуш, әдәп - әхлақ, тәлим- тәрбийә җәһәттин баһалап чиқилған.
Биз 8-айниң 26-күни зәйтунбурну районлуқ һөкүмәт бинасиниң залида өткүзүлгән мукапатлаш мурасимидин тәпсилий хәвәр елиш үчүн мунасивәтлик кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чәт әлләрдики уйғурлар пәрзәнтлириниң ана тил өгинишигә әһмийәт бәрмәктә
- Сәуди әрәбистанидики уйғурларниң өз тилини сақлап қелиштики қийинчилиқлири
- Түркийидики уйғур балилар үчүн ана тил курси рәсми башланди
- Тил- миллий қәдирийитимизниң бәлгиси
- Қазақ мәктәплири тақалмақта
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Уйғур оқуғучиларниң кәсп вә мәктәп таллашта көп тәрәплимә чәклимигә учриши һәққидә қарашлар
- Мусулман аяллири вә илим - мәрипәт
- Алий мәктәпкә имтиһан бәргән уйғур оқуғучилар йәниму еғир бесим һәм наһәқ риқабәткә дуч кәлмәктә
- Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлириниң уйғур маарипи һәққидики мулаһизилири
- Манҗу тили өз юртлирида йоқитилған болсиму, әмма уйғур юртлрида тәрәққи қиливатиду
- Қазақистанда уйғур балилар ана тил мәктәплиридә оқумақта