Уйғур оқутқучи-оқуғучилар бу йил язлиқ тәтилни техиму қаттиқ бесим ичидә өткүзмәктә

Уйғур ели маарип тармақлири язлиқ тәтил мәзгилидә өз даирисидики уйғур оттура вә башланғуч мәктәп оқутқучи-оқуғучилирини мәктәпкә қәрәллик келишкә, сиясий өгиниш вә башқа сиясий паалийәтләргә қатнишишқа мәҗбурлиған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.08.08
tetil-ugunush-305.jpg Уйғур елидики мәлум мәктәптә елип бериливатқан сиясий өгиниш. 2012-Йили авғуст.
ui.xjsfedu.com

Оқутқучилар тәтилдә һашарға тутулди

Уйғур елигә мунасивәтлик маарип учурлири һәмдә бу һәқтә истансимизға кәлгән инкаслардин мәлумки, уйғур елидики маарип тармақлири бу язлиқ тәтил келиши билән техиму қаттиқ башқуруш тәдбирлирини қоллиниш арқилиқ оқутқучи, оқуғучиларниң бу язлиқ тәтил мәзгилидики паалийәтлирини контрол қилмақта. Һәтта оқутқучиларни оқуғучиларниң аилисигә әвәтип тәкшүрүп көзитип кәлмәктә. Игилигән учурлиримизға қариғанда, даириләрниң бу язлиқ тәтилдә оқутқучи, оқуғучиларни йәниму қаттиқ контрол қилиши рамзан ейиниң язлиқ тәтил мәзгилигә тоғра келиши биләнму мунасивәтлик болуп, гәрчә язлиқ тәтил дәм елиш мәзгили болсиму, мәктәпләрдә оқуғучилар һәптидә бир-икки қетим йиғивелинип атиезим тәрбийиси вә сиясий тәрбийиләр елип бериливатқан икән. Шундақла оқутқучи, оқуғучиларниң роза тутушини, диний паалийәтләргә қатнишишини чәкләйдиған түрлүк күчлүк чарә тәдбирләр йолға қоюлған.

Қәшқәр вилайәтлик мәһкимә ториниң 3-авғусттики хәвиридин ашкарилинишичә, қәшқәр шәһиридики барлиқ бағчә, башланғуч, оттура мәктәп оқутқучилири бу язлиқ тәтилдә “миңларчә оқутқучи, он миңларчә аилини йоқлаш” һәрикитигә қатнаштурулған болуп, аилини йоқлаш вәзиписигә қоюлған оқутқучиларға язлиқ тәтил бойи оқуғучиларниң тәтиллик паалийәтлири үстидин уларниң аилилиригә берип тәкшүрүш вә тәрбийә елип бериш вәзиписи берилгән. Оқуғучиларниң әһвалини тәкшүрүшни 100% толуқлаш, аилә башлиқи вә оқуғучиға компартийиниң миллий сиясити, диний сияситини тәшвиқ қилиш, хитайниң сиясәтлириниң шинҗаңниң тәрәққиятиға қошқан төһпилирини сөзләш, милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси вә бөлгүнчилик идийилириниң сиңип киришиниң алдини елиш тәрбийилирини ишләшкә охшаш тәрбийиләрни қанат яйдуруп маарип тармақлириниң тәтил мәзгилидики оқуғучиларни башқуруш хизмити ишләшкә мәҗбурланған.

Тоқсун, ақсу, турпан, қизилсу, бай маарип тор бәтлиридиму, җайлардики маарип тармақлириниң язлиқ тәтилдики башқурушни күчәйтишкә даир охшаш мәзмундики уқтуруш һөҗҗәтлири қоюлди

Кона шәһәр ләңгәр оттура мәктәп язлиқ тәтил қоюп берилип бир нәччә күндин кейинла йәни 7-айниң 9-күни язлиқ тәтил мәзгилидики мәркәзлик сиясий өгинишкә сәпәрвәрлик қилиш чоң йиғини чақирип, барлиқ оқутқучи, ишчи, хизмәтчиләр толуқ қатнашқан бу йиғинда асасән тәтилдә бихәтәрлик, муқимлиққа тәһдит тәсир йетидиған һәр қандақ һәрикәттин хали туруш үчүн, оқутқучилар тәтилдә сиясий өгинишләргә толуқ қатнишиш вә оқуғучилириниң аилидики әһвалини йеқиндин көзитип тәкшүрүп мәктәпкә доклат қилип туруш тәләп қилинған һәмдә оқутқучиларниң бирдәк роза тутушиға диний паалийәтләргә қатнишишиға йол қоюлмайдиғанлиқи һәққидә қайта агаһландурулған.

Тоқсун маарип ториға қариғанда, тоқсун маарип идариси 7-айниң 18-күни наһийә тәвәсидики барлиқ оттура, башланғуч мәктәп оқутқучи, хизмәтчилиригә йиғин ечип рамзан ейи мәзгилидә һәр қайси мәктәпләрдә тәшвиқат салмиқини зорайтиш, оқутқучи, оқуғучиларниң қанунсиз диний паалийәтләргә қатнишишиниң алдини елишни, роза тутушни чәкләшни тәләп қилған.

Язлиқ тәтил мәзгилидики муқимлиқ бихәтәрлик хизмитини муһимниң муһими қатариға қоюп чиң тутуп яхши ишләш алаһидә тәкитләнгән

Радио аңлиғучилиримиздин бириниң қәшқәрдин йәткүзгән учуриға қариғанда, кона шәһәр наһийиси мушт оттура мәктәптики оқутқучилар 7-айниң 12 күни, хитайниң маарип вә маарип сиясәтлири бойичә сиясий өгинишкә орунлаштурулған вә роза тутмаслиқ, динға ишәнмәслик һәмдә диний паалийәтләргә қатнашмаслиқ, оқуғучиларниңму динға етиқад қилиши, роза тутушини қәтий чәкләш һәққидә тәрбийә берилгән.

7-Айниң 16-күни йәнә оқутқучиларниң йүрүш-турушини қелиплаштуруш, кийим кечикини бирликкә кәлтүрүш, оқутқучилиқ истилини күчәйтиш бойичә тәрбийигә қатнаштурулуп, әр оқутқучиларға, сақал қоймаслиқ, доппа киймәслик, аял оқутқучиларға миллий түс алған кийимләрни киймәслик, яғлиқ, баш кийим артмаслиқ шәрти қоюлған. Хилаплиқ қилғучиларниң җазалинидиғанлиқи агаһландурулған.

Қаримай маарип ториниң учуридиму, қаримай маарип идарисиниң бу ярлиқ тәтилдә қаримай шәһиридики оқутқучи, оқуғучиларға болған башқурушни күчәйтиш чариси елан қилинған болуп, униңдиму охшашла оқутқучиларниң аилиләргә берип оқуғучиларниң тәтиллик сиясий идийиви әхлақи әһвалини игиләшни 100% тамамлаш тәләп қилинған.

Оқуғучилар язлиқ тәтилдә йәнә бир йеңи мәвсумлуқ оқушта

Буниңдин башқа, оқуғучилар қәрәллик һалда һәр һәптидә икки яки үч қетим мәктәпкә йиғилишқа мәҗбур болуватқан болуп, улар мәктәпләрдә һечқандақ көңүл ечиш яки мәдәнийәт характери болмиған пәқәт вә пәқәт сиясий мәзмундики паалийәтләргә орунлаштурулмақта икән. Қәшқәр вилайәтлик мәһкимә ториниң 6-авғуст хәвиридин ашкарилинишичә, қағилиқ биринчи оттура мәктәп бу язлиқ тәтилдә наһийидики оттура, башланғуч мәктәп оқуғучилириға вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип баридиған база қилинған. Йеқинда бу мәктәпкә “улуғ вәтинимизгә тәшәккүр билдүрүш идийиви әхлақ тәрбийә базиси” дегән вивиска есилип, һәр қайси башланғуч, оттура мәктәп оқуғучилири нөвәт билән екскурсийигә вә бу җайда йәнә милләтләр иттипақлиқи тәрбийисигә қатнаштурулмақта икән.Уйғур елидики мәлум мәктәптә елип бериливатқан сиясий өгиниш. 2012-Йили авғуст.

Тәтиллик башқуруш түзүми бойичә оқутқучи, оқуғучилар һәр һәптиниң тақ күнлири, болупму җүмә күни чоқум мәктәпкә келип йоқлимидин өтүши, сиясий өгинишкә қатнишиши шәрт қилинған, әгәр башқа юртларға зиярәт, туғқан йоқлашқа бармақчи болса, мәктәп вә маарип башқуруш орунлириға вақти вә зиярәт сәвәбини көрситип ениқ язма шәкилдә илтимас сунуши шәрт болуп, һәр қандақ әһвалда бу шәртләргә бойсунмиғанлар түрлүк шәкилдә мәмурий җазаға тартилидикән, тәнқид һәм тәнбиһгә учрайдикән.

Радиомизға кәлгән инкаслардин шундақла буниңға мас һалда елип барған зиярәтлиримиздин, уйғур елидә давам қиливатқан хитайниң маарип қануниға, оқутқучиларниң һоқуқ мәнпәитигә дәхли тәрз қилиш, күчлүк контрол қилиш тәдбирлири пәқәт уйғур елидики уйғур оқутқучи, оқуғучиларға қаритиливатқан болуп, тәтил мәзгилидики бу хил бесимлар уйғур оқутқучи, оқуғучилар вә ата аниларниң тәнқиди һәм наразилиқини қозғимақта.

Буниң алдида,нурғун мәктәпләрдики уйғур оқутқучи, оқуғучилар маарип тармақлириниң орунлаштуруши билән “қош тил сәвийисини толуқлаш” баһанисидә қишлиқ тәтилгиму қоюп берилмигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.