Ғәрб мәтбуатлири хитайни йемәкликләр бихәтәрлики системисини яхшилашқа мәҗбурлимақта
2007.05.25
Хитайдин импорт қилиниватқан йемәкликләрдә, зәһәрлик маддилар тәркиби бар икәнлики испатланғандин кейин, ғәрб мәтбуатлирида нурғунлиған тәнқидий мақалиләр елан қилинди. Истемалчилар болса өзлириниң бу һәқтики қаттиқ наразилиқини ипадилимәктә.Лекин бейҗиң һөкүмити хитайдики йемәкликләр бихәтәрлики системисини яхшилашта, та һазирғичә кишини қайил қилалиғудәк үнүмлүк чарә тәдбирләрни қолланмиған.
Хитайдин америкиға импорт қилиниватқан һайванатлар йемәкликидә зәһәрлик маддилар тәркиби болғанлиқтин , йеқинда мәзкур җайдики нурғунлиған өй һайванлириниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған. Америка мәтбуатлирида бериливатқан бу һәқтики учурлар мәзкур җайдики хәлқниң қаттиқ диққитини қозғаш билән бир вақитта, хитайниң йемәкликләр бихәтәрлик системисиға болған наразилиқи техиму күчәймәктә.
Америка авази радиосиниң хәвәрләр тор бетидә бейҗиң һөкүмитиниң хитайдики йемәкликләр бихәтәрлики системисини яхшилаш мәсилисидә, та һазирғичә кишини қайил қилалиғудәк үнүмлүк чарә тәдбирләрни қолланмайватқанлиқи һәмдә истемалчиларниң бу һәқтики қаттиқ наразилиқлири оттуриға қоюлмақта.
Һазирниң өзидә шималий америка районлиридики нәччә йүзлигән өй һайванлири хитайдин импорт қилинған һайванатлар йемәкликидин зәһәрлинип өлгән. Америка вә яврупа бирлики хитайниң йемәкликләр бихәтәрлики системисидин интайин нарази болуп, бейҗиң һөкүмитини мәзкур системини яхшилашқа чақирмақта.
Хитайниң йемәк -ичмәкләрни назарәт қилиш системиси бәкму арқида қалған
Йеқинда доминика җумһурйитигә хитайдин импорт қилинған нәччә миңлиған чиш пастисида инсан һаятиға хәвп елип келидиған химийивий мадда барлиқи байқалған. Сәйшәнбә күни доминика һөкүмәт даирилири дуканлардики хитайдин импорт қилинған барлиқ чиш пастилириниң һәммисини йоқ қилиш буйруқини чүшүргән һәмдә мунасивәтлик орунларни бу һәқтә мәхсус тәкшүрүш елип беришқа чақирған.
Бейҗиң йеза игилик университетиниң профессори ху шиявсуң әпәнди ғәрб мәтбуатлириниң бесими түпәйли, хитайниң йемәкликләр бихәтәрлик башқуруш органлири йемәклик ишләпчиқиришқа болған назарәт қилиш күчини илгирикигә қариғанда бир қәдәр күчәйтиватқанлиқини билдүрди. Лекин униң билдүрүшичә, хитайдики йемәклик ишләпчиқиришини назарәт қилиш системиси йәнила арқида қалғанлиқтин , үнүмниң яхши болуши мумкин болмиған.
Униң үстигә, хитайдики йәрлик һөкүмәтләрниң мәзкур мәсилигә болған инкаси бәкму аста болуп, назарәт қилиш муһити йоқ дийәрлик һаләттә қалған. Бундақ әһвал астида, һәрқайси наһийә вә йезилардики чоң -кичик йемәк -ичмәк завутлирида ишләпчиқирилған йемәкликләргә капаләтлик қилиш һәргизму мумкин әмәс икән.
Ташқи дуня хитайниң йемәкликләр бихәтәрлики мәсилисидә қолланмақчи болуватқан чарә -тәдбирлиригә гуман билән қаримақта
Дәсләптә ,хитайдин импорт қилинған зәһәрлик йемәкликләр түпәйли келип чиққан һадисиләр йеңи ашкариланған мәзгилидә, хитай даирилири ташқи дуняға " бу пәқәт бир қисим қанунсиз қурулған завутлар тәрипидин ишләпчиқирилған йемәкликләр болуп, мунасивәтлик орунлар бу һәқтә бир йүрүш чарә - тәдбирләрни қолланмақта" дәп билдүргән.
Ғәрб дөләтлириниң бу һәқтики наразилиқиниң күчийиши вә шундақла ғәрб мәтбуатлиринң қаттиқ тәнқиди түпәйлидин, сәйшәнбә күни хитай һөкүмити бихәтәр йемәклик мәсилисидә, назарәт қилиш өлчимини өрлитиш, түзүмгә хилаплиқ қилғучиларға җәриманә қоюш қатарлиқ қаттиқ вастиларни қолланмақчи болуватқанлиқини билдүргән. Лекин мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң бу хил чарә -тәдбирләрни қоллиниш арқилиқ, хитайдики йемәкликләр бихәтәрлики мәсилисини һәл қилалишиға гуман билән қаримақта.
Чүнки, хитай һөкүмити бу һәқтики учурларни та һазирғичә изчил һалда қаттиқ контрол қилип кәлгән. Мәсилән, йеқинда хитай һөкүмити бир яқтин америка йемәкликләр тәкшүрүш өмикиниң хитайға берип тәкшүрүш елип беришиға мақул болған болуп, йәнә бир тәрәптин хитайға барған тәкшүрүш өмигидикиләрниң мәзкур җайдики мунасивәтлик ширкәт хадимлири билән бивастә сүзлишиш яки көрүшүшигә рухсәт қилмиған.
Йеқинда, хитай күндилик гезитидә елан қилинған бир мақалидә, хитайниң йемәкликләр бихәтәрлик башқуруш органлириниң мәсулийәтсизлик қилмишлири қаттиқ тәнқидләнгән һәмдә хәлқара җәмийәтни бу хил әһвалға йеқиндин көңүл бөлүшкә чақирған.
Мутәхәссисләр йемәкликләр бихәтәрлики мәсилисидә хитай һөкүмитини мәтбуатни ечиветишкә чақирмақта
Хоңкуң пән - техника университетиниң хитай хәлқара мунасивәт мәркизиниң мудири дейвид әпәнди хитай һөкүмитиниң чәтәлләргә екиспорт қилинған сахта вә зәһәрлик йемәкликләр һәққидики учурларни тосуватқанлиқи һәққидә тохтилип, " бейҗиң һөкүмити хәвәр тәкшүрүш түзүмини йоқ қилип, учур йоллирини пүтүнләй ечиветиши керәк, аммидин һәқиқәтни йошурмай, һәммини әһвалниң һәммисини ашкарилиши керәк. Шундақ қилғандила сахта вә зәһәрлик йемәкликләрниң екиспорт қилинишини тосуп қалғили болиду" дәп билдүрди.
Нюйорк вақит гезитидә берилгән бу һәқтики мәлуматта көрситилишичә, гәрчә хитайдин импорт қилинған зәһәрлик йемәкликләр һәққидики хәвәрләр америкида зор ғулғула қозғиған болсиму, хитайда, көп сандики кишиләр та һазирғичә буниңдин толуқ хәвәрдар болмиған. Чүнки хитай тәшвиқат министирлиқи бир мәзгил бу һәқтә хәлққә һечқандақ мәлумат бәрмәслик һәққидә буйруқ қилған.
Бу һәптә америкида өткүзүлгән хитай - америка иқтисади истратегийә деалогида, америка йеза игилик министерлиқиниң башлиқи җоне әпәнди хитайдики йемәкликләр бихәтәрлики мәсилисини йәнә бир қетим оттуриға қоюп, америка дөләт мәҗлиси вә америка истималчилириниң мәзкур мәсилидә интайин зор әндишидә қеливатқанлиқини билдүргән.(Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай саяһәтчилириниң мәдәнийәтсиз қилмишлири яман тәсирләрни пәйда қилмақта
- Хитай һөкүмити "амантидин" ни өй қушлириға ишлитишкә тәрғип қилғанлиқини рәт қилди
- Уйғур аптоном районида әҗәллик қуш зуками байқалди
- Доналд рамсфелд, хитай һәрбий хираҗитиниң тез ешишини әйиблиди
- Хитайда қуш зукими вироси тарқалди
- Хитай һөкүмити уйғур елидә чаған мәзгилидики муқимлиқни күчәйтиш һәрикити елип бармақта
- "5 - Номурлуқ кесәл" ниң " туяқ- еғиз яллуғи" икәнлики ашкариланди
- Уйғур елидики чарвиларда тарқалған кесәллик вә "туяқ - еғиз яллуғи"
- Хитай даирилири уйғур елидә чарва малларға кесәл тарқалғанлиқини юшурмақта
- Уйғур елиниң чарвичилиқ мәйданлирида чарва - малларға ғәйри кесәллик тарқалди
- Уйғур мутәхәссиси хәлқара йүрәк кесәллики тәтқиқат йиғиниға қатнашти
- Хитай һөкүмити мәктәпләргә әйдизниң алдини елиш дәрисликини киргүзидиғанлиқини елан қилди