Хитай уйғурларни америкиға қарши қолланмақчи
2006.07.25
7 - Айниң 23 - күни, мюнхендики бир топ уйғур яшлириниң хәлқара вәзийәт вә диний мәсилиләр һәққидә елип барған ихтияри сөһбәт сорунида, кишини әҗәпләндүридиған ғәлитә бир тема оттуриға чиқти.
Диний паалийити чәкләнмигән йеңи мәзһәп
Мәлум болдики, йеқинқи күнләрдин буян, хитай һөкүмити мәхсус тәрбийилигән уйғур диний шәхислири арқилиқ, бир дин вә бир мәзһәптики уйғурлар арисиға диний ихтилап селишқа урунупла қалмастин, уйғурларни америкиға қарши қоллиниш үчүн идеологийилик асас һазирлашқа башлиған. Сөһбәт әһлиниң вәтәндики уйғур диний затлардин бивастә игилигән әһвалларға қариғанда, йеқинқи бир қанчә йилдин буян хитай һөкүмити мәхсус мәбләғ аҗритип, бир қисми алий мәктәп мәлуматиға игә болған, йәнә бир қисми дин саһәсидә йетилгән бир бөләк уйғурларни өзбекистанда "һизбулла тәлимати" бойичә тәрбийилигән.
Вәтәнгә қайтип кәлгәндин кейин "һизбуллаһчилар" дәп аталған бу уйғур яшлири нөвәттә, уйғур дияриниң һәр қайси юртлирида ашкарә диний тәрғибат билән шуғуллинишқа башлиған. Һәтта үрүмчидики алий мәктәпләрдиму һелиғичә әркин - азадә паалийәтлирини давам қилған.
Хитайниң васитилик диний тәрбийисини қобул қилип, "һизбуллаһчилар" дәп нам алған бу яшларниң тәрғибатлири уйғур дияридики диний затларни қаттиқ чөчүтүшкә башлиған. Хитайниң диний зулумлири әвҗигә чиққан, нурғунлиған диний затлар қолға елинған вә нормал диний паалийәтләр билән шуғуллинишму қәти чәклиниватқан уйғур диярида, бүгүнки күндә бундақ йеңи бир диний мәзһәпниң оттуриға чиқип, өз тәлиматлирини бималал базарға селиши, уйғурлар арисида сарасимә пәйда қилған.
Йеқинда, вәтәндики бир диний зат, бу сөһбәт сорунидики бир кишигә телефун қилип, хитайниң "һизбуллаһчилар" дин пайдилинип, уйғурларни мәзһәпләргә бөлүватқанлиқини вә әзәлдин америкиға майил яшап кәлгән уйғурларда америкиға қарши идийә пәйда қилишқа уруниватқанлиқини дуня җамаитигә билдүрүп қоюшни илтимас қилған һәмдә вәтәндики уйғурлар үчүн әң муһим хәвәр мәнбәгә айлинип қалған әркин асия радиоси арқилиқ, бу хил тәприқичиларни давамлиқ әйибләшни өтүнгән. Сөһбәт әһлиниң игилигән мәлуматлиридин қариғанда, бу аталмиш "һизбуллаһчилар" ниң тәлиматлириниң түп идийиси америкиға қарши туруштин ибарәт болуп, америка ағдуруш вә ахирқи һесабта йәр шарида "ислам хәлипилики" қуруш икән.
Уйғурларниң хитайдин башқа дүшмини йоқ
Хитайниң һимати астида уйғур дияриға тариливатқан бу хил идийиви еқимдин әндишилән`гән бу сорундики сөһбәт әһли, һаятлиқ һәққи үчүн җан талишиватқан, мустәқиллиқ арзусида көрәш қиливатқан уйғурларниң бүгүн һечқандақ мәзһәпкә еһтияҗи йоқлиқини, артуқ бир дүшмәнгиму еһтияҗи йоқлиқини, уйғурларниң хитайдин башқа дүшмини йоқлиқини, өзиниң мустәқил шәрқий түркистан дөлитини әслигә кәлтүрмәй туруп, уйғурларниң һәрқандақ ғәйри идийиви еқимға әгишишиниң әҗәллик хаталиқ болидиғанлиқини бирдәк тәстиқлиди.
Мәзкур мәсилә һәққидә д у қ мәдәнийәт - маарип бөлүминиң мәсули "хитайниң йеңи бир диний мәзһәп пәйда қилиштики ғәризи, ялғуз америкиниң һимайисигә интиливатқан уйғурларни америкиға дүшмән қилишла әмәс, бәлки уйғурлар арисида еғир диний ихтилап пәйда қилип, уйғурларниң хитай таҗавузчилириға қарши миллий мустәқиллиқ күришиниң орниға ички низани дәсситиштин ибарәт" дәп көрсәтти.
Мунасивәтлик мақалилар
- японийилик мутәхәссисниң уйғур елидин алған тәсиратлири(4)
- японийилик мутәхәссисниң уйғур елидин алған тәсиратлири(3)
- Хитай зәһәрлик чекимликни баһанә қилип туруп, уйғурларға зәрбә беришни күчәйтмәктә
- Қәһриман ғоҗамбәрди хитай даирилириниң өзини зәһәрлик чекимлик содисиға арилишиш билән әйиблигәнликигә инкас қайтурди
- Рабийә қадир ханим хитайниң шәрқий түркистан исламий һәркити һәққидики сөзлири һәққидә тохталди
- Д у қ: уйғур "террорчилири" пакистандики хитай әлчилирини гөрөгә алмақчи болғанлиқи ойдурма
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә һөрмәт қилиши керәк