"Сотсялистик йеңи йеза қуруш" дегән сиясәт уйғур юртлирида қандақ иҗра қилиниду? (2)

Хитайда һазир иҗра қилинишқа башлиған 'йеңи йеза қуруш' дегән сиясәтниң тәпсили мәзмунлири немә? хитай һөкүмити буниңдин кейин қандақ 'йеңи йеза' қуруп чиқмақчи? бу һәқтә хитай коммунистик партийиси мәркизий комитет малийә рәһбәрлик гурупписиниң муавин башлиқи люхе әпәнди "һазир хитайда шәһәрләрниң көлими һәр йили 8% кеңәймәктә. Кәлгүси 20 йил ичидә 300 милйон деһқан шәһәрләргә кириду, буниң билән хитайниң иқтисадида йеңи өзгириш болиду, йеңи мәсилиләрму келип чиқиду" дегән.

Мутәхәссисләрниң мулаһизә қилишичә, хитай һөкүмити һазир йолға қоюватқан 'йеңи йеза қуруш' дегән сиясәт деһқанларни пүтүнләй йәр-земинидин айрип, йезиларни шәһәрләштүрүшни мәқсәт қилиду. Бу һәқтә уйғурларниң көз қариши қандақ?

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org