Америкидики уйғурлар йеңи йилни тәбриклиди
2008.01.01
Америкидики уйғурлар түнүгүн йәни 31 - декабир күни кәчтә, америкиниң вирҗинийә иштатиниң александирийә шәһиридә йеңи йилни тәбрикләп паалийәт өткүзди. Паалийәткә, америкиниң һәрқайси шитатлиридин болуп, 200 дин артуқ киши қатнашти. Паалийәтни америка уйғур җәмийити уюштурди.
Һәр қетимлиқ йеңи йилни күтүвелиш паалийити чәтәлдики уйғурлар үчүн өз - ара учришиш вә һал сорушуш пурсити болуп қалмай, бир йиллиқ сиясий вә миллий паалийәтлиридин хуласә чиқириш, йеңи бир йиллиқ хизмәтләр үчүн күч вә илһам елиш пурситидур. Бу қетимқи паалийәттә сөз қилған, уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим, алди билән вәтән ичидә, уйғур миллий һәрикитиниң бүгүнки тәрәққиятиға ул салған шеһитләрни әсләп өтти, шеһид вә мәһбус аилилиригә һөрмәт билдүрди. Арқидин, өткән бир йил ичидә, миллий һәрикәттә ишләнгән хизмәтләрниң муһим нуқтилирини тилға алди.
Паалийәттә, паалийәткә қатнашқан балилар, яшлар вә анилар өзлири тәйярлиған сәнәт номурлирини көрсәтти. яшлар тәйярлиған сәнәт номурида, шәрқи түркистан мустәқиллиқ күриши йолида, қолға елинған бир мәһбусниң, җаза мәйданидики җәсур вә мәрданә қияпити сәһниләштүрүлүп, тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти.
Бу номурда рол алған яш шәпқәт шавкәт, хитай түрмисидә дадисиниң 10 йил, чоң дадисиниң 20 йил ятқанлиқини, уларниң еғизидин шәрқи түркистан инқилаб тарихи вә түрмә һекайилирини аңлап чоң болғанлиқини, шуңа өзиниң мәһбусларниң роһий дунясини чүшинидиғанлиқини, ғайисиниңму вәтән - милләт хизмитигә ярамлиқ инсан болуп йетишип чиқиш икәнликини билдүрди.
Йеңи йил кечиликигә қатнашқан абдулла әпәнди, йеңи йил кечилики тәсирати һәққидә тохтилип өтти.
Рабийә қадир ханим йеңи йил кечиликидики сөзидә, дуня уйғур қурултийиниң, 2008 - йили, техиму җапалиқ хизмәт елип баридиғанлиқини билдүрүп өтти. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики уйғур оқуғучиларниң йеңи йил паалийити
- Истанбулда яшаватқан уйғур җамаити қурбан һейт байримини тәбрикләшти
- Акиси хитай һакимийити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған бир яш билән сөһбәт
- Б д т йиғинида, өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш тәклип лайиһиси көп санлиқ аваз билән мақуллуқтин өтти
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинида өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш һәққидики тәклип мақулланди
- Сир тутулған тоқунуш -- шаяр вәқәси
- Мәшһур дава қайта сәһнидә
- Д у қ вәкили сәуди әрәбистанда рабийә қадир ханимниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди
- Гуантанамодики уйғурлар канада мәтбуатлирида
- Албанийидики бәш нәпәр уйғур әрәб телевизорида
- 40 Йилдин артуқ хитай түрмисигә елинған қазақ язғучиси қазғумарниң армани
- Хитай йәнила дуня буйичә өлүм җазасини әң көп йүргүзидиған дөләт