Оттура асияниң чиқиш нуқтиси - йипәк йолини қайта қуруш
2007.07.24
Нөвәттә, қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң мәркизий асия дөләтлири иттипақи астида барлиқ оттура асия җумһурийәтлирини бирләштүрүп, ортақ гүллинишни қолға кәлтүрүш идийиси кәң муназирә қозғаватқан бир пәйттә йәнә бир йеңи тема йәни оттура асияда йеңи йипәк йоли қуруп, ғәрб билән шәрқниң иқтисад алмаштурушида васитичилик қилиш арқилиқ районниң сиясий, иқтисадий вә башқа җәһәтләрдин тәрәққи қилип ронақ тепишини тәминләш мәсилиси муназирә қозғимақта.
Қатнаш раванлашса, оттура асияниң сода миқдари ашиду
Совет иттипақи йимирилгәндин кейин йипәк йолини әслигә кәлтүрүш һәм уни заманға лайиқ йеңичә асаста қуруп чиқиш мумкинчилики пәйда болди. Чүнки, мәркизий асия райониниң шәрқтә хитай, җәнубта иран вә түркийә билән болған сода -алақә йоллири ечилған болуп, чар русийә вә сабиқ совет иттипақиниң оттура асияниң ташқи дуня билән болған алақисини қамал қиливелишиға хатимә берилди.
Оттура асияниң сода вә қатнаш йоли үстигә җайлашқанлиқи хәлқара җәмийәтниң барғансири диққитигә сазавәр болушқа башлиған болуп, оттура асия дөләтлириниң өзлирила әмәс бәлки, хәлқара җәмийәт районниң сода вә қатнаш йоллирини қуруп чиқиш һәм яхшилаш шуниңдәк раванлаштурушниң зөрүрлүки тонуп йәтмәктә.
Бу мәсилигә диққәт қилған асия тәрәққият банкисиниң тәкшүрүшичә, әгәр оттура асия дөләтлириниң афғанистан билән болған қатнаш йоллирини яхшиланса, районниң содиси% 80 ешип, йиллиқ содиси 12 милярд долларға йетиши мумкин икән.
Униңдин башқа йәнә мутәхәссисләр хитай , һиндистан, явропа, русийә вә йеқин шәрқни бир-биригә бағлайдиған чоң қуруқлуқ характерлиқ сода йоллири ечилса, бу йолларни кесип өтидиған мәркизий асияниң мәзкур содидин техиму зор пайдиларға еришиши мумкинликини оттуриға қоюшмақта.
Җумһурийәтләрниң һәмкарлашмаслиқи тиҗарәткә қийинчилиқ пәйда қилмақта
Лекин, оттура асия мутәхәссислириниң инкас қилишичә, мәркизий асия дөләтлири арисидики сода алақилири вә қатнаш мәсилиси йилдин йилға көп қийинчилиқларға учрашқа башлиған болуп, қатнаш өткәллирини қаттиқ контрол қилиш һәм түрлүк тосалғуларни пәйда қилиш әһваллириму көрүлмәктә, таҗикистан билән өзбекистан, қирғизистан билән өзбекистан һәм өзбекистан билән қазақистан арисидики чегра өткәллириниң йүк машинилиридин һәр хил вә көп хил һөҗҗәтләрни тәләп қилғанлиқи сода -алақилириға нисбәтән пайдисиз әһвалларни пәйда қилған.
Һәтта хусусий тиҗарәтчиләрниңму өзара берип мал өткүзүп сода қилишиғиму һәр хил тосалғулар пәйда қилинған. Мәсилән, илгири қирғизистан билән қазақистан арисида тиҗарәтчиләрниң өзара берип келип сода қилиш һәмдә қазақистан арқилиқ уйғур ели билән сода қилиш ишлири бираз яхши таможна қамаллиқини күчәйткән. Бу тиҗарәтчиләргә қийинчилиқларни елип кәлгән, өзбекистан һөкүмитиму қошна дөләтләрдин импорт қилишни чәкләш үчүн чегра өткәллиридә бәзи қануний -түзүмләрни бекиткән . Аһалиларниң әркин сода алақилириға чәк қоюлғанлиқ үчүн хәлқ қиммәт чүшидиған йолларни таллашқа мәҗбур болған.
Әлвәттә, көплигән сиясийонлар вә мутәхәссисләр мәркизий асия райониниң иқтисадий тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн өз ичидики қатнашни раванлаштуруш шуниңдәк хәлқаралиқ қатнашни бағлаш ролини ашуруш керәкликини тәшәббус қилип, түрлүк көз қарашларни оттуриға қоймақта. Йеқинда , вашингтондики җоһн хопкинс университетиниң оттура асия вә кавказийә тәтқиқат институтиниң башлиқи профессор фред старниң баш тәһрирликидә "йеңи йипәк йоллири" намлиқ тәтқиқат китаби нәшир қилинди. Китаб баш муһәррири фред стар бу йолларни ечиш вә раванлаштуруш үчүн алди билән райондики дөләтләрниң өз сиясий мәнпәәтлирини бир чәткә қоюши лазимлиқини көрситип," йипәк йоллири лайиһисини әмәлгә ашуруш бир дөләт яки хәлқара тәшкилатниң қолидики иш әмәс, бәлки барлиқ мәмликәтләрниң сиясий ирадисигә бағлиқ "дәйду.
Б д т му оттура асия дөләтлирини өзара һәмкарлишип, содиға көңүл бөлсә, һәр бир мәмликәтниң дөләт мәһсулати 10 йил ичидә %50 өсидиғанлиқини пәрәз қилған.
Буниңдин төт йил илгири җоһн хопкинс университети, оттура асия вә кавказийә тәтқиқат институтиниң "шинҗаң тәтқиқат лайиһиси" дәп аталған чоң һәҗимлик тәтқиқат пиланиға рәһбәрлик қилип, " шинҗаң хитайниң мусулманлар чегриси "дәп аталған китабни баш болуп нәшир қилдурған профессор фред стар әпәндиниң қаришичә, мәркизий асия дөләтлириниң қатнаш йоллирини яхшилаш мәсилисидә һәмкарлишалмаслиқидики асасий сәвәбниң " бихәтәрлик вә шараит мәсилиси һәм әмәс бәлки, ички мәсилиләр һәм чәклимиләр , әң зор тосақларниң бийократийә вә қәғәзвазлиқ икәнлики" ни чүшәндүриду.
Бирақ, қирғизистан дипломати җинбек қулибайеф болса, оттура асия һөкүмәтлириниң мәсилиләрни чүшинидиғанлиқи, әгәрдә таможна тәкшүрүшлири асанлаштуриветилсә вә яки әркинләштүриветилсә, зәһәрлик чекимлик содиси һәм бихәтәрлик мәсилиси күчийип кетиши мумкинликини оттуриға қойиду.
Оттура асияниң һәмкарлиқи гүллинишниң асаси
Қазақистан президенти нурсултан назарбайеф оттура асия дөләтлири иттипақини қуруп, бир гәвдигә айлинишниң районниң сиясий, сода- иқтисадий җәһәттин гүллинишини һәм бихәтәрликини һәқиқий йосунда капаләткә игә қилғили болидиғанлиқини шәрһлигән болуп, буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, һазирқидәк парчилинип туруш вә өзара айримилиқни кеңәйтиш оттура асия дөләтлири вә хәлқини гүлләндүрүшкә пайдисиз амиллардин ибарәт.
Оттура асияниң йеңи йипәк йолиниң өткили болуп, ғәрб билән шәрқни сода-иқтисадий җәһәттин бағлап, пайдиға еришиш үчүн өзара һәмкарлиқни чоңқурлатмай һәтта бирләшмәй мумкин әмәс. Шуңа ғәрб истратегийичилири оттура асия дөләтлириниң һәмкарлишип, йеңи йипәк йолини қурушни тәшәббус қилған.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- яврупа иттипақи хитай мәһсулатлириниң сүпитини яхшилашни , сахта малларни қаттиқ чәкләшни тәләп қилди
- Тәклимаканға көмүлгән уйғур мәдәнийити
- Америка кеңәш палатаси хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилди
- " Иттипақ" җәмийити өз паалийәтлирини техиму күчәйтмәкчи
- Қирғизистан шаңхәй һәмкарлиқиға тәйярланмақта
- Хитайниң сода ишлири муавин министири сүрийидә рәсмий зиярәттә болди
- Уйғурлар һәр җәһәттин тәңсизликкә йолуқмақта
- "Америка -хитай мунасивәтлири дуняниң киләчикини шәкилләндүриду"
- Хитай-түркийә сода мунасивити
- Хитайға пайда кәлтүриватқан америка -хитай сода-иқтисад мунасивити
- Хитай һөкүмити әрәб бирләшмә хәлипилики билән җинайи ишлар тоғрисида келишим имзалиди
- Мәркизий асия иттипақи- мустапа камалдин нурсултан назарбайефқичә (2)
- Америка- хитай әллири йәнә бир нөвәтлик сода диалоги башлиди