Уйғур елидә йәр маҗралири көпәймәктә


2005.12.22

Хитайда йәр маҗиралириниң барғансери әвҗ елиши вә шу сәвәбтин келип чиққан хәлқ наразилиқлириниң көпийишигә әгишип, әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң һәқсиз ленийисигә бу һәқтә келидиған инкасларму җиқийишқа башлиди.

Радиомизға кәлгән бу инкасларға қариғанда, уйғур елидә һазир һөкүмәтниң түрлүк қурулушлири сәвәбидин өй-земинлиридин көчүрүшкә мәҗбур болған хәлқләрниң һөкүмәтниң уларға бәргән төләм пуллиридин рази болмаслиқ әһвали бир қәдәр омумйүзлүк мәвҗут болған. Бу мунасивәт билән бизниң зияритимизни қобул қилған уйғур елиниң җәнубий районидики исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур киши, өзиниң һөкүмәт билән узун йил йәр давасини қилип кәлгәнликини ейтти. Униң бизгә дәп беришичә, у һөкүмәтниң төләм пулиға рази болмай өйдин көчкили унимиғанда, һөкүмәт униң өйини 3 қетим чаққан һәмдә өйиниң ток вә су тәминатини кесивәткән.

Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз пәридәниң мәхсус программисидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.