Үчтурпан наһийисидә 23 миңдин ошуқ киши йәр тәврәш апитиниң зийиниға учриди
2005.02.17
Уйғур ели үчтурпан наһийисидә 2 -айниң 15 - күни йәрлик вақит әтигән 7 дин 38 минут өткәндә йүз бәргән 6.2 Бал дәриҗидики йәр тәврәш, мәзкур наһийидики 8 йеза вә 1 кәнткә тәсир көрсәткән болуп, хитай даирилириниң дәсләп чиқарған ситатистикисиға қариғанда, йәр тәврәш апитиниң тәсиригә учриған хәлқниң сани һазир 23400 дин ашқан. Гәрчә бу йәрдә адәмләрниң зиян-зәхмәткә учраш әһвали көрүлмигән болсиму, әмма қотанларниң өрүлүп чүшүши сәвәбидин 237 туяқ мал-варан өлгән.
Һечким келип бизниң әһвалимизни сорап бақмиди. Һава наһайити соғақ, талада туриватимиз.
Үчтурпан наһийилик хәлқ һөкүмити елан қилған хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур йәр тәврәш тәсиридә бу райондики 1125 аилиликниң 4259 еғир өйи өрүлүп чүшүп, 4725 аилиликниң 18630 еғир өйи охшимиған дәриҗидә зиянға учрап, хәтәрлик әһвалда қалған. Шундақла апәт тәсиридә бу йәрдики асаслиқ қатнаш йоллири йерилиш һәтта чөкүп кетиш шундақла бәзи су електир әслиһәлири бузулушқа охшаш зиянларму келип чиққан.
Хитай коммунист партийисиниң зувани болған шинхуа хәвәр ториниң мәлум қилишичә, уйғур аптоном райониниң муавин рәиси, хитай йәр тәврәш идариси вә хәлқ ишлири министирлиқиниң рәһбәрлири чаршәнбә күни үчтурпанға келип, апәттин қутқузуш ишлирини көздин кәчүргән һәмдә баш министир вен җябавниң салимини йәткүзгән.
Һөкүмәт даирилири: уларниң туралғу җайлири һәл болди
Һәл болди. Бу һәл болмиса қәтий болмайду-дә. Бизниң бу йәрдә икки күндин бери һава яхши болмиди. Бәк соғуқ һәмдә тохтимай қар йеғип кетиватиду.
Хәвәрдә йәнә, хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийиси вә ақсу вилайәтлик һәрбий қисимлириниң апәт райониға 100 миң юән пул вә 50 миң юән қиммитидики қутқузуш боюмлирини ианә қилғанлиқи йезилған.
Биз бу мунасивәт билән йәр тәврәшниң тәсиригә бир қәдәр еғир учриған йеңи ават йезилиқ һөкүмәт билән алақилаштуқ. Бу йәрдики нөвәтчи хадим қутқузуш ишлириниң оңушлуқ елип бериливатқанлиқини һәмдә өйи өрүлүп чүшкән кишиләрниң һәммисигә вақитлиқ чедир берилгәнликини ейтти:
-Һәммиси чедир өйләргә кирдима? -һәә, кирди. -Уларниң туралғу җайлири һәл болдиму? -һәл болди. Бу һәл болмиса қәтий болмайду-дә. Бизниң бу йәрдә икки күндин бери һава яхши болмиди. Бәк соғуқ һәмдә тохтимай қар йеғип кетиватиду.
Уларниң туралғу җайлири һәл болдиму?
Биз һөкүмәт хадимлири ейтқандәк, апәт районидики зиянға учриған хәлқләрниң һәммиси ярдәмгә еришәлидиму-йоқ? дегәнни ениқлаш үчүн, үчтурпан наһийисидики һәр қайси йеза-кәнтләргә телефон ачтуқ.
Зияритимизни қобул қилған йеңи ават йезисиниң мәлум бир кәнтидики исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур, һазир өзиниң аилисидикиләр билән дәз кәткән өйдә туриватқанлиқини, гәрчә улар кәнттә бир-икки чедир селинғанлиқини аңлиған болсиму, әмма уни көрүп бақмиғанлиқини һәтта бу кәнттә өйи пүтүнләй өрүлүп чүшүп, 3 күндин бери талада қалған кишиләрниңму барлиқини ейтти.
20 Миң кишигә 300 чедир
Һөкүмәт 300 чедир йоллиған. Бирақ, апәткә учриғанлар 20000 дин ашқанлиқи үчүн чедирлар йетишмәйватиду.
Үчтурпан наһийилик хәлқ һөкүмитидики ианә топлаш ишлириға мәсул ху фамилилик бир хитай кадир, өзиниң нәқ мәйданни көрүп кәлгәнликини, шундақла у йәрдики әһвалниң толиму ечинишлиқ икәнликини билдүрди.
Бу хадимниң ейтишичә, аптоном район бу җайға 300 данә чедир йоллиған. Әмма бу йәрдики апәт зийиниға учриған хәлқләр 20 миңдин ашқанлиқи үчүн, һазир нурғун кишиләргә чедир өйләр йетишмәйватқан икән.
Бизниң игилигән учурлиримизни йиғинчақлиғанда, йәр тәврәш тәсиригә еғир учриған йеңи ават, имамлирим вә ямансу йезилириниң базарға йеқин җайлиридики бир қисим кишиләр һәқиқәтән чедир өйләргә киргән болсиму, әмма 5-, 6 - әтрәткә охшаш чәт-яқа җайларға ярдәм боюмлири техи йетип бармиған.
Улар чедир өйләрдә 6 - айғичә олтуруши мумкин
Биз, имамлирим йезисидики өйи пүтүнләй өрүлүп чүшүп, аилисидики 5-6 киши бир чедирда йетишқа мәҗбур болған бир ханим билән алақилишиш пурситигә игә болдуқ. У өзлириниң әһвалини чүшәндүрүп, мәзкур йезидики бәш-алтә аилигә чедир бирилгәнликини, қалғанларниң йәнила тешида йетишқа мәҗбур болғанлиқини ейтти.
Бу ханимниң ейтишичә йәнә, улар бу чедир өйләрдә 6 - айғичә олтуруши мумкин икән. Лекин өрүлүп чүшкән өйләрниң орниға селинидиған йеңи өйләрниң чиқимини һөкүмәт көтүрәмду яки өзлири йенидин чиқирамду, буни техи ениқ билмәйдикән.
Бу районларда һазирғичә әгәшмә йәр тәврәшләр давамлиқ йүз бериватқан болуп, мунасивәтлик йәр тәврәшниң алдини елиш орунлири әгәшмә йәр тәврәшниң 7 күндин 10 күнгичә давам қилидиғанлиқини мөлчәрлимәктә.
Уйғур ели ақсу вилайитиниң үчтурпан наһийиси 180 миң нопусқа игә болуп, буниң 97٪ и уйғурлардур. Йәр тәврәш тәсиригә еғир учриған 16 миңға йеқин нопуси бар йеңи ават йезисиниңму 98٪ и уйғурлар. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Учтурпандики апәткә учриған қисмән кишиләр һазирғичә ярдәмгә еришәлмиди
- Учтурпандики апәткә учриған хәлқләр қийинчилиққа учримақта
- Учтурпанда қаттиқ йәр тәвриди
- Апәттин кейинки чоңқурчақ
- Уйғур елиниң онсу наһийисидә 4.7 Бал йәр тәвриди
- Қазақистан вә уйғур елиниң чигра раюнида йәр тәврәш вәқәси йүз бәрди