Үчтурпандики йәр тәврәш апити болған районларға һәқиқий ярдәм қилиниватамду?
Үчтурпандики йәр тәврәш апитиниң йүз бәргинигә 10 күн болуп қалған бу мәзгилдә, шинхуа агентлиқи хитайниң һәр қайси җайлиридин апәт райониға қилинған түрлүк ианә боюмлири вә пулларниң омумий саниниң нөвәттә 5 милйон юәндин ашқанлиқини хәвәр қилған.
Дөләт дәриҗилик кәмбәғәл наһийә һесаблинидиған бу район үчүн 5 милйон йүәнлик ярдәм боюми һәқиқәтән хели мәсилиләрни һәл қилалиши мумкин. Ундақта деһқанлар һәқиқәтән буниңдин толуқ бәһримән болалидиму? бу һәқтики мәлуматларни, өз мухбиримиз пәридәдин аңлаң
©
2005 Radio Free Asia