Хитай һөкүмитиниң тәшвиқати билән әмәлийити бирдәкму ?
2006.09.07
Тәңритағ ториниң 7 - авғуст күни елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, пүтүн уйғур аптонум райони бойичә йеңидин селинған, мүстәһкәмләнгән вә өзгәртип селинған йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр 415 миңға йәткән болуп, бу йиллиқ пиланниң 92 % орунлинип болған вә бултурқиниң охшаш мәзгилидин 134 миң өй көпәйгән. Хәвәрдә йәнә, һазир қәшқәр, ақсу, хотән, ели, тарбағатай, турпан, үрүмчи, шихәнзә қатарлиқ җайларниң пиландики вәзипини мүддәттин бурун орунлап болғанлиқи қәйт қилинған.
Бирақ, чәтәлләрдики уйғурлар һөкүмәтниң һәр йили апәткә қарши йеңи өй селип, апәткә учриған хәлқни қутулдурдуқ дегәнгә охшаш хәвәрләрни арқа - арқидин елан қилип туридиғанлиқини, әмма әмәлий әһвалниң һечқачан бундақ болмайватқанлиқини инкас қилишмақта.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди вә озорчи сидиқ һаҗи рози әпәнди зияриотимизни қобул қилип, өзлириниң бу һәқтики қарашлирини баян қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Апәт қалдурған ярилар
- Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши үчүн деһқанлар көп чиқим тартмақта
- Җяңшида қаттиқ йәр тәвриди
- Апәттә қалған намрат хәлқни ғәмдин халий қилиш қурулиши хәлқни ғәмгә салмақта
- Үчтурпандики йәр тәврәш апитигә учриған хәлқләр техичә чедирда ятмақта
- Үчтурпандики йәр тәврәш апити болған районларға һәқиқий ярдәм қилиниватамду?
- Йәр тәврәш апитиниң тәсиригә учриған хәлқләр қийинчилиққа дүч кәлмәктә