Хитайниң бихәтәр өй қурулуши уйғурларға қандақ мәнпәәт илип кәлди?


2006.12.21
yer-tewresh.jpg
Бир киши 2003-йили 24-феврал күни маралбешиниң чоңқурчақ наһийисидә йәр тәврәп бузулған өй алдида. AFP

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида йолға қоюватқан шәһәр - базарларниң йәр тәврәшкә қарши бихәтәр өй қурулушини буниңдин 3 йил бурун феврал ейида қәшқәр вилайитиниң маралбеши наһийисидики чоңқурчақ йезисида йүз бәргән вә аз дегәндә 180 кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған йәр тәврәш апитидин кейинла йолға қойди.

Бихәтәр өйләр үчүн селинған мәбләғ деһқанларниң йүкини еғирлаштурмақта

Уйғур аптоном райони һөкүмити алдинқи күни үрүмчидә шәһәр - базарларниң бихәтәр өй қурулушини хуласиләш йиғини чақирип, йеқинқи 3 йилдин буян аптоном районида бир милйон 79 миң аилилик йәр тәврәшкә чидамлиқ бихәтәр өй селинғанлиқини вә 5 милйон кишиниң йеңи өйләргә көчүп киргәнликини елан қилди. Йиғинда аптоном районниң рәиси исмаил тиливалди "кәң деһқан - чарвичи вә җәмийәттики күчләрни сәпәрвәр қилиш, селинмини ашуруш, адәм күчи, малийә күчи, маддий күчләрни топлап, бихәтәр өй қурулушини тезлитиш" ни тәләп қилған. У, бихәтәр өй қурулушини "сотсиялистик йеңи йеза қуруш, сотсиялистик инақ шинҗаң қурушни алға силҗитиштики бир муһим истратегийилик вәзипә" дәйду.

Исмаил тиливалдиниң әскәртишичә, аптоном райондики һәр қайси тәрәпләр һазирға қәдәр бу қурулуш үчүн 21 милярд йүән мәбләғ салди. Лекин исмаил тиливалди, бу қурулуш җәрянида , деһқан - чарвичиларға қанчилик иқтисади йүк артилғанлиқини тилға алмиди. Бихәтәр өй қурулушини тәнқидлигүчиләр болса аптоном район һөкүмити бихәтәрлик нами астида елип барған бу қурулуш әслидинла иқтисади әһвали начар уйғур деһқан - чарвичиларниң йүкини еғирлаштүрүвәтти, дәп әйиблимәктә.

Хитай һөкүмити бу қурулуш уйғур деһқан - чарвичилириниң иқтисади әһвалини яхшилашни мәқсәт қилған, дәп чүшәндүргән болсиму, лекин мәркизи вашингтондики хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитиниң программа ярдәмчиси патигүл ханим, хитай һөкүмити йолға қоюватқан бу сиясәтниң бәдилини кәң уйғур деһқан - чарвичилар өтәватқанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити районда йәр тәврәшкә қарши бихәтәр өй қурулушини пүтүн тезлики билән йолға қоймақта. Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, уйғур аптоном раюни мушу бир йил ичидә 479 миң аилилик йәр тәврәшкә қарши бихәтәр өй салған. Исмаил тиливалди, алдинқи күнки йиғинда бу қурулушниң сүритини тезлитиш тоғрисида тәрәпләрни сәпәрвәрликкә чақирди. У, бихәтәр өй қурулушини йолға қоюш давамида сотсиялистик йеңи йеза қурулушини баһанә қилип, буни "образ қурулуши " яки "нәтиҗә қурулуши" ға айландурвалмаслиқни тәкитлигән. Лекин бу қурулушни тәнқид қилғучилар мәзкур бу қурулушниң өзи "образ қоғлишиш" вә"көрәңлик" , дәп әйиблимәктә.

Уйғурлар йәр тәврәшкә қариши бихәтәр "катәк" көчүрүлди

Нөвәттә маралбешиниң чоңқурчақ йезисидики деһқан - чарвичиларниң көпчилики аталмиш "тәр тәврәшкә қарши бихәтәр өйләр" гә көчүп болди. Шу наһийидики вәзийәттин хәвәрдар бир затниң радиомизға әскәртишичә, маралбешидики йәр тәврәштин кейин чоңқурчақтики деһқан - чарвичиларниң кона өйлирини чеқип, бихәтәр өй селишиға 4 миң йүәндин 10 миң йүәнгичә ярдәм пули берилгән вә һәр бир аилигә 50 квадрат метирлиқ өй селиш өлчими бекитип берилгән.

Хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитидики патигүл ханим, "бу йәрдики мәсилә хитай даирилириниң деһқанларға қанчилик пул ярдәм қилғанлиқи әмәс, бәлки деһқан -чарвичиларниң бихәтәр өй селиш җәрянида қанчилик иқтисади чиқимни үстигә артивалғанлиқидур "дәйду. У, хитай даирилири деһқанларға бекитип бәргән 50 квадрат метирлиқ бихәтәр өй көлими уйғур деһқанлириниң турмушиға пүтүнләй тар келидиғанлиқини вә бу қурулуш баҗ - селиқлар, алваң - ясақлар астида езиливатқан уйғур деһқан - чарвичилириниң иқтисади йүкини техиму еғирлаштурувәткәнликини илгири сүрди.

Хитайниң мәзкур қурулуш пиланида уйғур йеза - базарлиридики бихәтәр өйләр чоқум бир туташ вә охшаш шәкилдә селиниш керәк. Бу қурулушни тәнқид қилғучилар, әнәнивий уйғур йеза мәдәнийитиниң өзгичилики, рәңгарәң вә көп хиллиқи вәйран болуватқанлиқини агаһландурмақта. Патигүл ханим, уйғур әнәнивий йеза мәдәнийитиниң хаслиқи йоқиливатқанлиқини тәкитлигүчиләрниң биридур.

Уйғур аптоном райони һөкүмити алдинқи күни өткүзгән йәр тәврәшкә қарши бихәтәр өй қурулушини хуласилаш йиғинида, мәзкур пиланни орунлиған яки нормидин ашуруп орунлиған 13 вилайәт, 73 наһийә (шәһәр) вә 111 хизмәтчини тәқдирлиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.